Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • my 103-һекайә
  • Ишиги тақақлиқ өйгә кириш

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Ишиги тақақлиқ өйгә кириш
  • Муқәддәс Китап һекайилири
  • Охшаш мәлумат
  • «Һәзритимни көрдүм!»
    Уларниң етиқадидин үлгә елиңлар
  • Әйса Мәсиһ тирилди
    Муқәддәс Китап һекайилири
Муқәддәс Китап һекайилири
my 103-һекайә
The resurrected Jesus appears to his disciples

103-һЕКАЙӘ

Ишиги тақақлиқ өйгә кириш

ПЕТРУС билән Юһанна Әйсаниң қәбридин айрилип кәткәндин кейин, Мәрийәм у йәрдә ялғуз қалди. У жиғлашқа башлиди. Кейин, у егилип қәбирә ичигә қариди. Худди алдинқи бәттики рәсимдә көргинимиздәк, у қәбирә ичидә турған икки периштәни көрди! Улар униңдин: “Немишкә жиғлайсиз?”, дәп сориди.

Мәрийәм җавап берип: “Улар устазимизни елип кетипту, уни қәйәргә қойғанлиғини билмидим”, деди. Андин кейин, Мәрийәм кәйнигә бурулуп бир кишини көрди. У Мәрийәмдин: “Кимни издәйсиз?”, дәп сориди.

Мәрийәм у кишини Әйсаниң җәситини елип кәткән бағвән болуши мүмкин, дәп ойлиди. Шуңа, у: “Әгәр уни сиз елип кәткән болсиңиз, қәйәргә қойғанлиғиңизни ейтип бәргәйсиз”, деди. Әмәлиятта, у киши Әйса еди. У Мәрийәмгә тонуш болмиған тәндә пәйда болған еди. Бирақ, Әйса Мәрийәмниң исмини чақирғанда, Мәрийәм бу кишиниң Әйса екәнлигини билди. У жүгрәп берип, шагиртларға: “Мән устазни көрдүм!”, дәп хәвәр қилди.

Шу күни сәл кейинирәк бир вақитта, икки шагирт Еммаус дегән йезиға кетип барғанда, бир киши сәпәрдә уларға қошулди. Бу икки шагирт һәзрити Әйсаниң өлүми сәвәплик, қаттиқ қайғурған еди. Бирақ, бу киши сәпәр җәриянида, Муқәддәс Китаптики нурғун нәрсиләрни уларға чүшәндүргәндә, уларниң көңли бир аз көтирилип қалди. Ахирида, улар ғизалиниш үчүн тохтиғанда, бу кишиниң Әйса екәнлигини тонуди. Бирақ, Әйса шуан ғайип болди. У икки шагирт өзлириниң Әйсани көргәнлигини әлчиләргә ейтиш үчүн дәрһал Йерусалимға қайтип маңди.

Дәл шу ишлар йүз бериватқан вақитта, һәзрити Әйса Петрусқиму көрүнди. Башқа әлчиләр буни аңлап, бәк һаяҗанланди. Кейин, һелиқи икки шагирт Йерусалимға қайтип келип әлчиләрни тапти вә улар Әйса Мәсиһниң сәпәр үстидә өзлиригә қандақ көрүнгәнлигини ейтип бәрди. Улар мошу ишларни ейтип бериватқанда, кишини һәйран қалдуридиған қандақ иш йүз бәрди, биләмсиз?

Рәсимгә қараң. Гәрчә ишик тақақлиқ болсиму, Әйса Мәсиһ өй ичидә пәйда болди. Шагиртлар нәқәдәр хошал болушқан, һә! Бу кишини һаяҗанландуридиған күн әмәсму? Ядиңиздиму, һазирғичә Мәсиһ өз әгәшкүчилиригә қанчә қетим көрүнди? Санап беқиңа! Бәш қетим, шундаққу?!

Һәзрити Әйса уларға көрүнгәндә, әлчи Томас улар билән биллә әмәс еди. Шуңа, шагиртлар униңға: “Биз устазимизни көрдуқ!”, деди. Бирақ, Томас: “Устазни өз көзүм билән көргән чағда, андин ишинимән”, деди. Сәккиз күндин кейин, шагиртлар ишикни тақап бир өйдә жиғилип җәм болди. Бу қетим Томасму өйдә бар еди. Туюқсизла, Әйса Мәсиһ өй ичидә пәйда болди. Томас әнди ишәнди.

Юһанна 20:11—29; Луқа 24:13—43.

Үгиниш үчүн соаллар

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш