Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • my 105-һекайә
  • Йерусалимда күтүш

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Йерусалимда күтүш
  • Муқәддәс Китап һекайилири
  • Охшаш мәлумат
  • Әйсаниң асманға чиқип кетиши
    Муқәддәс Китап һекайилири
Муқәддәс Китап һекайилири
my 105-һекайә
Tongues of fire appear above the heads of the disciples

105-һЕКАЙӘ

Йерусалимда күтүш

БУ КИШИЛӘРНИҢ һәммиси Әйса Мәсиһниң әгәшкүчилири. Улар Мәсиһниң тапшуруғиға қулақ селип, Йерусалимда туруп қалған еди. Улар һәммиси бир җайға җәм болуп күтүп турғанда, худди қаттиқ чиққан шамалниң авазиға охшаш бир аваз пүтүн өй ичини қаплиди. Арқидин, тилға охшаш от ялқуни һәр бир шагиртниң беши үстидә пәйда болушқа башлиди. Һәр бир кишиниң беши үстидә турған от ялқунини көрдиңизму? Ундақта, бу ишниң қандақ мәнаси бар?

Бу бир мөҗүзә! Әйса Мәсиһ асманға қайтип чиқип, Худа билән биргә болди. Һазир Худаниң муқәддәс роһини, у өзиниң әгәшкүчилири үстигә төкүвататти. Муқәддәс роһниң уларни немә қилишқа һәрикәт қилдурғанлиғини биләмсиз? Улар һәр хил тилларда сөзләшкә башлиди.

Йерусалимдики нурғун кишиләр қаттиқ бир шамалниң авазиға охшаш шавқунни аңлиған еди. Шуңа, улар немә иш болуватқанлиғини көрүш үчүн кәлди. Кишиләр арисида, башқа дөләтләрдин Йерусалимға исраилларниң Ома һейтини өткүзүшкә кәлгәнләрму бар еди. Бу меһманлар һәйран болуп, таң қетип қелишти! Улар шагиртларниң өзлириниң тиллирида, Худаниң қилған улуқ ишлири һәққидә сөзлишиватқанлиғини аңлиған еди.

Меһманлар: “Булар һәммиси җәлилийиликләрғу, ундақта улар қандақларчә бизниң дөләтлиримиздики һәр хил тилларда сөзлишәләйду?”, дейишти.

Шуниң билән, Петрус уларға чүшәндүрүш үчүн орнидин туруп, жуқури аваз билән Әйсаниң қандақ өлгәнлигини вә Худа Йәһваниң уни өлүмдин тирилдүргәнлигини ейтти. Петрус: “Һазир Әйса асманда Худаниң оң йенида олтириватиду. У вәдә қилинған муқәддәс роһни төкти. Мошу сәвәп, силәрму бу мөҗүзиләрни көрдүңлар вә аңлидиңлар”, деди.

Петрус бу гәпләрни қилғанда, нурғун кишиләр һәзрити Әйсаға қилған яман ишлири үчүн қаттиқ пушайман қилишти. Андин улар: “Қандақ қилишимиз керәк?”, дәп сорашти. Петрус уларға: “Товва қилип өзгириңлар вә чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар”, деди. Шу күни, тәхминән 3 000 чә киши чөмүлдүрүлүп Әйсаниң әгәшкүчилири болди.

Әлчиләр 2:1—47.

Үгиниш үчүн соаллар

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш