14-САВАҚ
Қандақ қилип Йәһваға вападарлиқ көрситәләйсиз?
Худа тәрәптә туруң (1-Петрус 5:6—9).
Муқәддәс Китапқа мас кәлмәйдиған һәр қандақ урпи-адәтләрдин жирақ туруң. Буниң үчүн җүръәтлик болуш керәк.
Дунияниң сәясий ишлириға арилашмаң; бу дуниядики һөкүмәтләр, Йәһва Худа вә униң Падишалиғини қоллимайду.
Худа Сөзигә қулақ селиш — тоғра таллаш! (Мәтта 7:24, 25).
Йәһва Гувачилири билән алақә қилип арилишип өтүң; улар сизниң Худаға йеқинлишишиңизға ярдәм бериду.
Давамлиқ Худа һәққидә үгинип, униң буйруқлириға бой сунуп яшашқа тиришиң.
Иман-етиқатиңиз күчәйгәндә, чоқум өз һаятиңизни Йәһваға беғишлап, чөмүлдүрүшни қобул қилиң (Мәтта 28:19).
Худа Сөзигә қулақ селиң. Муқәддәс Китап оқуп, уни чүшиниш үчүн Йәһва Гувачилиридин ярдәм сораң. Шуниң билән биллә, шу үгәнгәнлириңизни турмушиңизда әмәлий ишлитиң. Шундақ қилсиңиз, мәңгү һаят кәчүрәләйсиз (Зәбур 37:29).