33-нахша
Улардин қорқмаңлар!
1. Алға бас, әй, хәлқим, вәз қил,
Тарқат Шаһлиқ хәвири!
Дүшмәндин қорқма қәтъий,
Билдүр кәмтәргә һәқни.
Мәсиһ тәхткә олтарғанда,
Дүшмән йәргә ташланди.
Шәйтан бағлинип кәлгүси,
Тапар инсан азатлиқ.
ҚАЙТУРМИСИ:
Әй, амрақлирим, қорқмаңлар!
Һөкир’сә дүшмән ширдәк.
Садиқ хәлқимни сақлаймән
Көзүмниң қар’чуғидәк.
2. Мәйли дүшмәнләр көп болсун,
Қорқутуп, қилсун төһмәт
Яки күлүп хошамәт,
Алданма, бәрмә пурсәт.
Әй, җәңчилирим, қорқмаңлар,
Улар қилсиму суйиқәст,
Садиқ бол, беримән мәдәт
Қилғичә ғалибийәт!
ҚАЙТУРМИСИ:
Әй, амрақлирим, қорқмаңлар!
Һөкир’сә дүшмән ширдәк.
Садиқ хәлқимни сақлаймән
Көзүмниң қар’чуғидәк.
3. «Унтулуп кетилдим» демә,
Мән күч вә қалқан саңа.
Җәңдә қилсаң җан пида,
Һаят берәрмән қайта.
Қорқмаңлар, алсиму тәнни,
Дүшмән алалмас җанни.
Ахирғичә болғин садиқ,
Берәй мәңгү һаятни.
ҚАЙТУРМИСИ:
Әй, амрақлирим, қорқмаңлар!
Һөкир’сә дүшмән ширдәк.
Садиқ хәлқимни сақлаймән
Көзүмниң қар’чуғидәк.
(Шундақла Қ. шәр. 32:10; Нәһ. 4:14; Зәб. 59:1; 83:2, 3ни қараң.)