Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • mwbr18 апрель 1—6 б.
  • «Һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» үчүн мәлумат мәнбәлири

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • «Һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» үчүн мәлумат мәнбәлири
  • «Һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» үчүн мәлумат мәнбәлири (2018)
  • Кичик мавзулар
  • 2—8 апрель
  • 9—15 апрель
  • 16—22 апрель
  • 23—29 апрель
  • 30-апрель — 6-май
«Һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» үчүн мәлумат мәнбәлири (2018)
mwbr18 апрель 1—6 б.

«Һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» үчүн мәлумат мәнбәлири

2—8 апрель

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | МӘТТА 26

«Өтүп кетиш һейти вә Хатириләш кечи. Уларниң охшашлиғи вә пәрқи»

nwtsty, рәсим

Өтүп кетиш һейтиниң ғизаси

Өтүп кетиш һейтиниң әң муһим нәрсилири: 1) отта кавап қилинған қоза (униң бирму сүйиги сундурулмаслиғи керәк); 2) петир нан; 3) аччиқ көктатлар (Чқ 12:5, 8; Сн 9:11). «Мишнаға» бенаән, аччиқ көктатларға осуң (салат латук), касинә (цикорий), кресс-салат, эндивий яки мамкап кириши мүмкин. Бу аччиқ көктатлар уларға Мисирда тартқан қуллуқниң азавини есиға селип туратти. Әйса петир нанни өзиниң мукәммәл тениниң символи сүпитидә пайдиланған (Мт 26:26). Әлчи Паул Әйсани «Қутқузулуш мәйриминиң қозиси» дәп атиған (К1х 5:7). Биринчи әсиргә йеқин 4) Өтүп кетиш һейтиниң ғизасиға шарапму киргән. Әйса шарапни қурбанлиқ қилинип төкүлидиған қениниң символи сүпитидә қолланған (Мт 26:27, 28).

nwtsty, Мт 26:26 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

билдүриду: Грек тилида эстин (удул мәнада «болмақ») дегән сөзни билдүриду, ипадиләйду дәп тәрҗимә қилишқа болиду. Әйсаниң бу сөзлирини дәл мошундақ мәнада ейтқанлиғи әлчиләргә чүшинишлик болған. Сәвәви шу мәрасимда Әйсаниң мукәммәл тени вә улар йемәкчи болған петир нанму алдида турған. Шуңа, нан удул мәнада Әйсаниң тенини билдүрмәйду. Дәл шу грек сөзи Мт 12:7дә қоллинилиду вә Муқәддәс китапниң көп тәрҗимилиридә «билдүриду» дәп берилгән.

nwtsty, Мт 26:28 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

келишим қени: Йәһва вә майланған мәсиһийләрниң оттурисидики йеңи келишим Әйсаниң қурбанлиғи арқилиқ күчкә киргән (Иб 8:10). Бу йәрдә Әйса, Синай теғида Муса васитичи болғанда вә Исраил хәлқи билән түзгән Қанун келишим күчкә киргәндә ейтқан сөзләрни қолланған (Чқ 24:8; Иб 9:19—21). Худа Исраил хәлқи билән түзгән Қанун келишим өшкә һәм топақларниң қени арқилиқ күчкә киргәндәк, Йәһва роһий Исраил билән түзгән йеңи келишим Әйсаниң қени арқилиқ күчкә киргән. Бу келишим 33-жили һосул жиғиш мәйримидә әмәл қилишқа башлиди (Иб 9:14, 15).

Роһий гөһәрләрни издәйли

nwtsty, Мт 26:17 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

Петир нанлар мәйриминиң биринчи күни: Петир нанлар мәйрими 15-нисан күни, Өтүп кетиш һейти (14-нисан) түгигәндин кейин башланған вә йәттә күнгә созулған (Ә қошумчиси, 19-бөлүм). Бирақ Әйсаниң дәвридә Өтүп кетиш һейт мәйрими Петир нанлар мәйрими билән шунчилик зич болғанлиқтин, бәзидә сәккиз күнлүк мәйрәм, шу җүмлидин, 14-нисанму «Петир нанлар мәйрими» дәп атилатти (Лқ 22:1). Контексттин көрүнгәндәк, «биринчи күни» дегән сөз «бир күн бурун» дәп тәрҗимә қилиниши мүмкин (Йоһ 1:15, 30 селиштуруң. «Биринчи» [протос] дәп кәлтүрүлгән грек сөзи охшаш қурулмида «бурун [протос] моҗут болған» дәп берилгән). Грек тилидики түп нусхисидиму, йәһудийлар урп-адитигә бола, Әйсаниң шагиртлири жуқуридики соални 13-нисанда қойғанға охшайду. Улар 13-нисан күни күндизи Өтүп кетиш һейт мәйримигә тәйярлиқ қилди, «кәч киргәндә» болса, йәни 14-нисан башланғанда, уни мәйрәмлиди (Мк 14:16, 17).

nwtsty, Мт 26:39 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

бу қәдәһ мәндин өтүп кәтсунла: Муқәддәс китапта «қәдәһ» дегән сөз пат-пат башқа мәнада қоллинилип, адәмгә тегишлик Худаниң ирадисини билдүриду (Мт 20:22 үчүн тәтқиқ қилиш мәлуматиға қараң). Шүбһисизки, Әйса Худани һақарәтлигәнлик вә исиянкарлиқ сүпитидә өлүши Атисиниң исмиға дағ кәлтүрүши мүмкин болидиғанлиғидин қаттиқ қайғурған. Шуниң үчүн Әйса: «бу қәдәһ мәндин өтүп кәтсун»,— дәп дуа қилған.

9—15 апрель

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | МӘТТА 27, 28

«Берип шагиртларни тәйярлаңлар. Немишкә, қайәрдә вә қандақ қилип?»

w04 1.7. 8-б., 4-абз.

«Берип... шагиртларни тәйярлаңлар»

Әйсада өз җамаити үстидин һакимдарлиқ қилидиған һоқуқи бар вә 1914-жилдин башлап йеңидин орнитилған Худа Падишалиғини башқуридиған болди (Колосилиқларға 1:13; Вәһий 11:15). У баш пәриштә, шуңа асмандики йүз миллионлиған пәриштиләр униңға беқиниду (Салоникилиқларға 1-хәт 4:16; Петрусниң 1-хети 3:22; Вәһий 19:14—16). Атиси униңға адаләтлик принципларға қарши чиққан «барлиқ һөкүмәтләр вә барлиқ һакимийәтләр һәм күчләрни йоқ» қилишқа һоқуқини бәргән (Коринтлиқларға 1-хәт 15:24—26; Әфәсликләргә 1:20—23). Әйса пәқәт тирик мәвҗудатлар үстидин һакимдарлиқ қилмайду. У шундақла «тирикләрниң һәм өлгәнләрниң һөкүмчиси» вә Худа униңға өлүм уйқисида болғанларни тирилдүрүш қудритини бәргән (Әлчиләр 10:42; Йоһан 5:26—28). Ениқки, мошундақ чоң һакимийәткә егә болған шәхсниң буйриғиға бәк җиддий қараш лазим. Шуниң үчүн Әйсаниң: «Берип... шагиртларни тәйярлаңлар»,— дегән тапшуриғиға тәйярлиқ билән итаәт қилимиз.

nwtsty, Мт 28:19 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

шагиртларни тәйярлаңлар: Грек тилидики матетеуо дегән пеил оқуғучиларни вә шагиртларни тәйярлаш мәхситидә «тәлим бериш» дәп тәрҗимә қилиниши мүмкин. (Мт 13:52дә «Тәлимат алған» дәп тәрҗимә қилинған бу ибарә қандақ ишлитилгәнлигини селиштуруң). «Чөмдүрүлүш» вә «тәлим бериш» дегән сөзләр дәл «шагирт тәйярлаңлар» дегән буйруқни билдүриватиду.

барлиқ хәлиқләрдин: Удул мәнада бу ибарини шундақла «барлиқ хәлиқләрдин тәйярлаңлар» дәп тәрҗимә қилиниду. Амма контекстин көрүнгәндәк, бу ибарә барлиқ хәлиқләрдин чиққан алайтән адәмләргә тегишлик. Сәвәви уларни чөмдүрүңлар дегән ибаридики «уларни» дегән грек тилидики сөз айрим адәмләрни билдүриду. Бу йеңи буйруқ болған. Әйса йәрдики хизмитини башлаштин авал, Язмилардин көрүнгәндәк, Йәһваға хизмәт қилғуси кәлгән башқа милләтниң адәмлири Исраилға келиши керәк еди (П1я 8:41—43). Әйса мошу буйруқ билән шагиртлириға пәқәт йәһудийларғила әмәс, башқа хәлиқләрниң әдәмлилигиму берип вәз қилишни тапшурди. Шундақ қилип у мәсиһийләрниң шагирт тәйярлаш иши дуния йүзи бойичә кәң көләмдә болидиғанлиғиға диққәт бөлди (Мт 10:1, 5—7; Вһ 7:9; Мт 24:14 үчүн тәтқиқ қилиш мәлуматиға қараң).

nwtsty, Мт 28:20 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

уларға үгитиңлар: «Үгитиңлар» дәп тәрҗимә қилинған грек сөзи көрсәтмә бериш, чүшәндүрүш вә дәлилләр кәлтүрүшни өз ичигә алиду (Мт 3:1; 4:23 үчүн тәтқиқ қилиш мәлуматиға қараң). Әйса үгәткән һәммә нәрсиләрни үгитиш — үзлүксиз җәриян. Униңға Әйса үгәткән нәрсиләрни үгитиш, һаятида қоллинишқа вә үлгисигә тәқлит қилишқа ятиду (Йоһ 13:17; Әф 4:21; Пт1х 2:21).

Роһий гөһәрләрни издәйли

nwtsty, Мт 27:51 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

пәрдә: Бу чирайлиқ нәқишләнгән Муқәддәс җайни әң Муқәддәс җайдин бөлүп турған ибадәтханидики пәрдә. Йәһудийларниң урп-адитигә бенаән, мошу еғир пәрдиниң узунлиғи 18 м, еңи 9 м, қелинлиғи тәхминән 7 см болған. Пәрдиниң иккигә бөлүнгәнлиги билән Йәһва Оғлини өлтәргәнләргә болған ғәзивини көрситипла қоймай, әнди асманға йол ечилғанлиғини көрсәткән (Иб 10:19, 20).

муқәддәс җай: Бу йәрдә қолланған грек сөзи наос мәркизий бенаға тегишлик, Муқәддәс җай вә әң Муқәддәс җайлардин ибарәт болған.

nwtsty, Мт 28:7 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

униң өлүмдин тирилгинини шагиртлириға ейтиңлар: Бу аяллар әң биринчи Әйсаниң тирилгәнлигини билгән шагиртлири болған, шундақла башқа шагиртлириға бу һәққидә ейтишқа әң биринчи мошу аялларға тапшурулған (Мт 28:2, 5, 7). Йәһудийларниң урп-адити бойичә, аял кишиләрниң сотта гувалиқ беришқа һоқуқи болмиған. Йәһваниң пәриштиси болса, аялларға мошундақ хошаллиқ ишни тапшуруп, уларниң қәдир-қиммитини көтәргән.

16—22 апрель

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | МАРК 1, 2

jy 67 3-5

«Сениң гуналириң кәчүрүлди»

Әйса лиқ толған бөлмидә адәмләргә тәлим бериватқанда, төрт адәм зәмбилни көтирип кәлди. Бу кишиләр Әйса уларниң достини сақайтқанлиғини халиған. Бирақ хәлиқниң көплигидин улар «Әйсаға йеқинлишалмиди» (Марк 2:4). Қанчилик ечинишлиқ! Лекин улар өйниң тописигә чиқип, чедирни сундуруп, паләч адәмни зәмбили билән биллә чүшәрди.

Әйса сөзини бөлгәнләргә аччиқландиму? Яқ! Әксинчә, уларниң ишәнчисигә қаттиқ һәйран қалди. Андин у кишигә: «Гуналириң кәчүрүлди»,— деди (Мәтта 9:2). Әйса һәқиқәтән гуналарни кәчүрәләмду? Буниңға Тәврат устазлири билән пәрисийләр ичидә гуман қилип: «Немишкә бу киши шундақ дәйду? У Рәбни һақарәтлиди. Худадин башқиси гуналарни кәчүрәләмду?»— дәп ойлиди (Марк 2:7).

Әйса уларниң ойлирини билип, мундақ деди: «Немишкә жүрәклириңларда бу тоғрисида мошундақ ойлайсиләр? Паләчкә немини ейтиш йенигирәк: “Сениң гуналириң кәчүрүлди” дейишму яки “тур, зәмбилиңни көтәр һәм маңғин” дейишму?» (Марк 2:8, 9). Мәлум вақтидин кейин, Әйса өз җенини пида қилиду вә шу асасида у баяқи кишиниң гуналирини кәчүрәләйду.

nwtsty, Мк 2:9 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

немини ейтиш йенигирәк: Адәмгә «Сениң гуналириң кәчүрүлди» дәп ейтишқа асан болуши мүмкин, сәвәви буниң үчүн көзгә көринидиған һечбир дәлил кәлтүрүшниң һаҗити йоқ. Бирақ «тур... һәм маңғин» дәп ейтиш үчүн мөҗүзә тәләп қилиниду. Буниңдин Әйсада гуналарни кәчүрүшкә һоқуқи бар екәнлиги ениқ көрүнүши мүмкин. Бу вақиәдин вә Йша 33:24-айәттин ағриқ билән гуна бағлиқ екәнлигини көрүмиз.

Роһий гөһәрләрни издәйли

nwtsty, Мк1:11 үчүн тәтқиқ қилиш мәлуматлири

асмандин... аваз аңланди: Инҗилда Йәһваниң адәмләргә удул сөзлигән үч вақиәсиниң биринчиси болған (Мк 1:11 үчүн тәтқиқ қилиш мәлуматиға қараң).

Сән Мениң... Оғлум: Роһий шәхс сүпитидә Әйса Худаниң Оғли еди (Йоһ 3:16). Йәрдә адәм болуп туғулуп, мукәммәл Адәм-атиға охшаш Әйса «Худаниң Оғли» болған (Лқ 1:35; 3:38). Лекин, бу сөзләр пәқәт Әйсаниң ким екәнлигини ейтипла қоймай, көпирәк мәнасини ечип бериду. Бу сөзләрни ейтиши вә муқәддәс роһни төкүши арқилиқ Худа Әйсани өзиниң ялғуз роһий Оғли екәнлигини, асмандики һаятиға қайтидин туғулуш үмүтигә егә болғанлиғини, Худа уни муқәддәс роһ билән майлап, Падиша вә Баш роһаний сүпитидә тайинлиғанлиғини тәсвирлигән (Йоһ 3:3—6; 6:51; Лқ 1:31—33; Иб 2:17; 5:1, 4—10; 7:1—3 билән селиштуруң).

Мән мақуллайдиған яки «Мән сениңдин разимән; Мени интайин хошал қилисән». Бу ибарә вәдә қилинған Мәсиһкә тегишлик ейтилған сөзләр Мт 12:18дә қоллинилиду. У йәрдә Йша 42:1дики сөзләр кәлтүрүлгән. Муқәддәс роһиниң төкүлүши вә Худаниң өз Оғли һәққидә ейтқан сөзлири Әйсаниң Мәсиһ екәнлигини ениқ испатлайду (Мт 3:17; 12:18 үчүн тәтқиқ қилиш мәлуматлириға қараң).

nwtsty, Мк 2:28 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

шәнбиниң Егисидур: Әйса бу сөзләрни өзигә қарита қоллинип (Мт 12:8; Лқ 6:5), асмандики Атиси тапшурған ишни орунлаш үчүн Шәнбә күни униң хизмитидә болғанлиғини көрсәтмәкчи болған (Йоһ 5:19; 10:37, 38 селиштуруң). Шәнбә күни Әйса кесәлләрни сақайтип, әң бәлгүлүк мөҗүзиләрни қилған (Лқ 13:10—13; Йоһ 5:5—9; 9:1—14). Еһтимал, бу мөҗүзиләр униң Падишалиғи қандақ тәсәлли елип келидиғанлиғини көрситиду. Бу һөкүмранлиқ шәнбилик арамға охшаш болиду (Иб 10:1).

23—29 апрель

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | МАРК 3, 4

jy 78-б., 1, 2-абз.

Қанун бойичә Шәнбә күни немә қилишқа болиду?

Әйса Җәлилийәдә болса керәк. У йәнә бир Шәнбә күни йәһудий ибадәтханиға барди. Шу йәрдә қоли қуруп кәткән бир кишини учраштурди (Луқа 6:6). Тәврат устазлири билән пәрисийләр Әйсадин көзини алмай қариди. Немишкә? Уларниң нийити «Шәнбә күни адәмни сақайтишқа боламду?»— дәп соал қоюшидин көрүниду (Мәтта 12:10).

Йәһудий дин рәһбәрлири Шәнбә күни пәқәт адәмниң һаяти хәвпкә дучар болған вәзийәттә уни сақайтишқа болиду дәп һесаплатти. Мәсилән, Шәнбә күни чиқип кәткән сүйәкни орниға селишқа вә қайривалған җайни бағлашқа болмиған. Тәврат устазлири билән пәрисийләр шу соални кесәлләргә ичи ағриғанлиқтин қоймиғанлиғи ениқ. Улар Әйсани әйипләшкә банә издиди.

Қанун бойичә Шәнбә күни немә қилишқа болиду?

Уларниң қара нийитини Әйса билиду. Әйса уларниң Шәнбә күнигә тегишлик тәләплириниң чәктин чиққанлиғини вә Язмиларға асасланмиғанлиғини биливатиду (Чиқиш 20:8—10). Буниңдин авал улар Әйсани яхши ишлири үчүн әйиплигән. Әнди Әйса мошу мәсилини ениқлаш үчүн, қоли қуруп кәткән кишигә: «Орнуңдин туруп оттуриға чиқ»,— деди (Марк 3:3).

nwtsty, Мк 3:5 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

қаттиқ хапа болуп, уларға нәпрәт билән қариди: Пәқәт Марк Әйса дин рәһбәрлириниң бу вәзийәттә җүрәклириниң берәһимлигини көрүп, қандақ инкас қайтурғанлиғи һәққидә язған (Мт 12:13; Лқ 6:10). Әйсаниң һис-туйғулирини ярқин тәсвирләп бәргән киши — һиссиятчан Петрус болғанға охшайду («Марк китави билән тонуштуруш» намлиқ видеони көрүң).

Роһий гөһәрләрни издәйли

nwtsty, Мк 3:29 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

муқәддәс роһқа күпүрлүк қилған: Һақарәтлик қилиш, Худаға вә муқәддәс нәрсиләргә қарши төһмәт қилишни, тил тәкүзүшни билдүриду. Муқәддәс роһ Худадин кәлгәнликтин, адәм әтәй униңға қарши чиқса вә униң күчини рәт қилса, бу Худаға күпүрлүк қилған билән баравәр болиду. Мт 12:24, 28; Мк 3:22дә көрситилгәндәк, Әйса мөҗүзиләрни Худаниң муқәддәс роһиниң күчи арқилиқ қилғанлиғини йәһудий дин рәһбәрлири көргән, амма улар бу Шәйтанниң күчи дәп тәкитлиди.

гунаниң әйиви униңда әбәттин-әбәт қалиду: Әтәй қилинған гуна һечқачан кәчүрүлмәйду, ундақ гунани һечқандақ қурбанлиқ билән жуюш мүмкин әмәс. (Мошу айәттики Муқәддәс роһқа күпүрлүк қилған Мт 12:31 үчүн тәтқиқ қилиш мәлуматиға қараң).

w14 15.12 12, 13-б., 6—8 абз

Язмиларни чүшинәмсиз?

6 Бу мисаллардин биз немигә үгинәләймиз? Биринчидин, Муқәддәс китапни тәтқиқ қилған адәмниң роһий өсүш-өсмәслиги бизниң қолумизда әмәс екәнлигини етирап қилишимиз керәк. Раст, униңға қолумиздин кәлгиничә роһий өсүшкә ярдәм беримиз, лекин чөмдүрүлүштин өтүшкә мәҗбур қилалмаймиз. Сәвәви шундақ қарарни адәм өзи қобул қилиши керәк екәнлигини чүшинимиз. Әлвәттә, буниң үчүн кәмтәрлик һаҗәт. Адәмниң жүригидә Худаға болған меһир-муһәббити пәйда болғанда, у өз ихтияри билән беғишлиниши керәк. Пәқәт шу чағда Худа уни қобул қилиду (Зәб. 51:12; 54:6; 110:3).

7 Иккинчидин, мисалниң мәнасини чүшәнгәнлигимиз хизмитимизниң нәтиҗисини бешидила көрмисәкму, роһимизниң чүшүп кәтмәслигигә ярдәм бериду. Бизгә сәвир-тақәтлик һаҗәт (Яқуп 5:7, 8). Қизиққучи роһий өсүши үчүн қолумиздин кәлгәнниң һәммини қилғанлиғимиз билән буниңдин һеч нәтиҗә чиқмиса, бу бизниң яман оқутқучи екәнлигимизни билдүрмәйду. Йәһва һәқиқәт уруғиниң пәқәт өзгиришкә тәйяр, кәмтәр адәмниң жүригидә өсүшигә йол бериду (Мәт. 13:23). Шуңа хизмитимизниң үнүмлүк болуши нәтиҗә қандақ болушиға бағлиқ әмәс. Йәһваниң көз алдида хизмитимизниң үнүмлүги адәм алған тәлимгә қандақ инкас қайтурғанлиғиға бағлиқ әмәс. Нәтиҗиси қандақ болушидин қәтъийнәзәр, садақәтмәнлик билән вәз қилишимизни Йәһва үчүн баһалиқ (Луқа 10:17—20; Коринтлиқларға 1-хәт 3:8ни оқуң).

8 Үчинчидин, биз адәмниң қәлбидә қандақ өзгиришләр болуватқанлиғини көрәлмәймиз. Мәсилән, дәрис еливатқан әр-аял миссионерға җакалиғучи болғуси кәлгәнлигини ейтиду. Бурадәримиз буниң үчүн уларға тамака чекишни ташлаш керәклигини чүшәндүриду. Улар бирнәччә ай бурун, тамака чекишни ташлиғанлиғини ейтқанда, у һәйран қалиду. Әр-аял тамака чекишни немә үчүн ташлиған? Уларниң тамака чекишини Йәһва көрүп турғанлиғини вә иккиүзлүкни өч көридиғанлиғини чүшәнгән. Шуниң үчүн тамакини миссионерниң көз алдида чекимиз яки тамамән ташлаймиз дәп қарарға келиду. Тоғра қарар қилишиға уларни жүрәклиридә өсүватқан Йәһваға болған меһир-муһәббәт дәвәт қилди. Бурадәримиз иккисиниң қәлбидә болуватқан өзгириштин бехәвәр болғини билән улар роһий өсүватқан еди.

30-апрель — 6-май

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | МАРК 5, 6

«Әйса өлүп кәткән йеқинлиримизни тирилдүрүш қудритигә егә»

nwtsty, Мк 5:39 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

өлгән әмәс, ухлаватиду: Муқәддәс китап өлүмни пат-пат уйқа билән селиштуриду (Зб 13:3; Йоһ 11:11—14; Әлч 7:60; К1х 7:39; 15:51; Сл1х 4:13). Әйса қизни тирилдүрмәкчи болған. Шу сәвәптин, адәмни қаттиқ уйқидин ойғитиш мүмкин болғандәк, адәмләрни тирилдүрүшкә қабилийити бар екәнлигини көрситиш мәхситидә бу сөзләрни ейтқанға охшайду. Әйса қизни тирилдүрүш қудритини «өлгәнләрни тирилдүридиған һәм йоқни бар дәйдиған» Атисидин алған (Рм 4:17).

jy 118-б., 6-абз.

Көз яшлири хошаллиққа айланди

Илгәрки вақиәләргә охшаш, бу йоли Әйса қизниң ата-анисиға болған вәзийәтни һечкимгә ейтмаслиғини буйриди. Лекин хошаллиқлири ич-ичигә патмиған ата-аниси вә башқилар бу йеңилиқни «пүткүл өлкигә» тарқатти (Мәтта 9:26). Әгәр сизниң қайтиш болған қәдир-қиммәтлик адимиңиз тирилсә, сиз уни башқиларға ейтмасмидеңизму? Бу Муқәддәс китапта ейтилған, Әйса тирилдүргән иккинчи вақиә болған.

Роһий гөһәрләрни издәйли

nwtsty, Мк 5:19 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

уруқ-туққанлириңға... сөзләп бәргин: Әйса адәттә өзи қилған мөҗүзилири һәққидә башқиларға ейтмаслиғини буйруған (Мк 1:44; 3:12; 7:36). Бу кишигә болған вақиәләрни һәммә қом-қериндашлириға ейтишни буйриди. Буниң сәвәви шуки, адәмләр Әйсадин шу йезини ташлап кетишкә сориди вә у шәхсән уларға гувалиқ берәлмәтти. Шундақла, бу чошқиларниң өлүши һәққидә яман миш-миш гәп-сөзләрни басатти.

nwtsty, Мк 6:11 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

өз аяқлириңлардин топа-чаңни қеқиветиңлар: Шундақ қилиш билән шагиртлири улар үчүн җавапкар әмәслигини вә адәмләрни Худаниң һөкүмигә тапшурғанлиғини көрсәткән. Шундақ ибариләр Мт 10:14; Лқ 9:5тә учришиду. Марк вә Луқа «уларға қарши гувалиқ үчүн» дегән сөзләр билән толуқтурди. Әлчи Паул билән Барнаба мошу көрсәтмиләрни Писидийәдики Антакияға барғанда қолланған (Әлч 13:51). Паул шундақ һәрикәт қилип, Коринтта кийимлирини қеқип: «қениңлар бешиңларда болсун. Мән таза»,— деди (Әлч 18:6). Шундақ һәрикәт шагиртлириға тонуш болған. Йәһудийлар әмәсләрниң жутини арилашқа тоғра келидиған диндар йәһудийлар, Исраил йеригә кириштин авал уларниң нәзәридә напак болуп қелиши мүмкин болған сәндәлидики чаңни қеқип кирәтти. Лекин Әйса шагиртлириға бу рәһбәрликни бәргәндә, шүбһисизки, башқа нәрсини нәзәрдә тутқан.

nwtsty, Мк 4:9 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

Аңлайдиған қулиғи бар киши, аңлисун. Әйса уруқ тәргүчи һәққидики мисални ейтмастин авал «аңлисун»,— дегән (Мр 4:3). Әйса бу сөзни әгәшкүчилиригә униң мәслиһитигә диққәтчан болуши қанчилик муһим екәнлигини көрситиш үчүн қолланди. Шундақ әскәртмини мошу айәтләрдин тепишқа болиду: Мт 11:15; 13:9, 43; Мк 4:23; Лқ 8:8; 14:35; Вһ 2:7, 11, 17, 29; 3:5, 13, 22; 13:9.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш