«Һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» үчүн мәлумат мәнбәлири
3—9 сентябрь
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЙОҺАН 1, 2
«Әйсаниң дәсләпки мөҗүзиси»
w15 15.6. 4-б., 3-абз.
Мәсиһ — Худаниң қудрити
3 Җәлилийәдики Кана шәһиридә болған тойда Әйса дәсләпки мөҗүзисини қилған. Еһтимал, тойға чақирилғанлардин артуғирақ адәм кәлгәнликтин, мүмкин, шарап түгәп қалди. Меһманларниң арисида Әйсаниң анисиму болди. У жиллар бойи оғлиға тегишлик пәйғәмбәрлик сөзләр һәққидә ойланғанлиғиға гуман йоқ. Мәрийәм Әйсани «Худаниң Оғли» дәп атилидиғанлиғини билгән (Луқа 1:30—32; 2:52). Мәрийәм униң мөҗүзә қилалайдиғанлиға ишәнгәнму? Ениқ ейталмаймиз, бирақ Мәрийәм билән Әйса яшларни хиҗаләткә қалдурғуси кәлмигәнлиги ениқ. Әйса той егисиниң меһмандост болуши керәк екәнлигини чүшәнгән. Шуниң үчүн 380 литр суни яхши шарапқа айландурди (Йоһан 2:3, 6—11ни оқуң). Әйсаниң бу мөҗүзини қилишқа борчиси болғанму? Яқ. У адәмләрниң ғемини йәп, өзиниң Атисиға охшаш мәрт болғанлиқтин шундақ қилған.
jy 41-б., 6-абз.
Әйсаниң дәсләпки мөҗүзиси
Бу Әйсаниң дәсләпки қилған мөҗүзиси. Шагиртлири мөҗүзини көргәндә, Әйсаға болған етиқади мустәһкәмләнди. Тойдин кейин Әйса аниси вә инилири билән Җәлилийәниң ғәрбий-шималий деңиз бойидики Кәпәрнаһум шәһиригә йол тутти.
Роһий гөһәрләрни издәйли
nwtsty, Йоһ 1:1 үчүн тәтқиқ қилиш мәлуматлири
Сөз. Яки «Логос» (грекчә хо Лоʹгос). Бу сөз унван сүпитидә қоллинилиду, Йоһ 1:14 вә Вһ 19:13тиму учришиду. Йоһан бу унванни Әйсаға тегишлик қолланған. Бу унванни Әйса йәрдә мукәммәл адәм болғанда вә йәргә келишидин илгири асманда роһий шәхс болғанда қолланған. Шундақла бу унван асманға көтүрүлгәндин кейинму Әйсаға тегишлик қолланмақта. Пәриштиләр билән адәмләргә Худаниң хәвирини вә рәһбәрлигини йәткүзүш үчүн Әйса Униң Сөзи болған. Шундақ қилип, Әйса йәргә келишидин илгири Йәһва Худа адәмләр билән Өзиниң Сөзи, йәни пәриштә арқилиқ алақә қилған дәп ейталаймиз (Яр 16:7—11; 22:11; 31:11; Чқ 3:2—5; Һк 2:1—4; 6:11, 12; 13:3).
Билән. Удул мәнада «алдида». Контексттин көрүнгәндәк, прос дегән қошулғучиси наһайити йеқин, зич мунасивәтни билдүриду. Шундақла, Сөз вә пәқәт ялғуз һәқиқий Худани бу һәрхил шәхсләрни билдүриду.
Сөз худа еди. Яки «Сөз Худаға охшаш болған». Бу сөз билән Йоһан «Сөзниң», йәни Әйсаниң өзигә хас алаһидилигини тәсвирлигән. (грекчә хо Лоʹгос; Сөз үчүн тәтқиқ қилиш мәлуматиға қараң). Худаниң тунҗа Оғли, «Сөз» жуқури дәриҗигә егә болған вә у арқилиқ һәммә нәрсиләрни яратқанлиқтин, «худа, худаға охшаш» дәп аташқа асас болған. Көп тәрҗиманлар «Сөз худа еди» дегәнни Һәммигә Қадир Худаға тәңшәйду. Амма, «Сөз» Худаға тәң дәп Йоһан ейтқуси кәлмигәнлигигә сәвәпләр бар. Биринчидин, илгири ейтилған вә төвәндики кәлтүрүлгән чүшәнчә «Сөз» «Худа билән» болғанлиғини ениқ көрситиду. Шуңлашқа, теоʹс дегән грек сөзи 1 вә 2-айәттә үч қетим учришиду. Биринчи вә үчинчи қетим учрашқанда, теос артикль билән қоллинилған. Иккинчисидә артикль қоллинилмиған. Көп алимлар буниңға көңүл бөлүш керәк дәп ойлайду. Теоʹс сөзиниң қешида артикль турса, бу Худаға тегишлик ейтилиду. Бу сөзниң қешида артикль болмиса, теос дегән униң өзигә хас алаһидилигини тәсвирләйду. Муқәддәс китапни инглиз, француз вә немис тилиға тәрҗимә қилғанларниң бәзилири бу айәтни «Йеңи дуния тәрҗимисигә» охшаш «Сөз» «худа, худаға охшаш» болған дәп тәрҗимә қилған. Б.м. үчинчи вә төртинчи әсирдә Йоһан язған хуш хәвәрни Копт тилидики саид вә бохайр шевәсигә тәрҗимә қилған қедимий тәрҗиманлар Йоһ 1:1дики теоʹс сөзи биринчи вә иккинчи қетим учрашқанда уларниң пәрқини көрсәткән. Улар «Сөз» дәп униң өзигә хас алаһидилигини ейтқан, бирақ Худа билән бир дәриҗигә қоймиған. Кл 2:9ға бенаән, Мәсиһниң «Пәрвәрдигаримизниң пүтүн тәбиити муҗәссәмләнгәнлиги» тәсвирлиниду. Пт2х 1:4тә ейтилғандәк, һәтта Мәсиһниң мирасхорлири «илаһий тәбиәткә ортақлишиду». Униңдин ташқири, Септуагинта тәрҗимисидә теоʹс сөзи адәттә ибраний тилида «Худа» дәп берилиду. Ил вә илаһиʹм дегән сөзниң асасий мәнаси «Қудәртлик, Күчлүк». Бу ибраний сөзи Һәммигә Қадир Худаға, башқа худаларғиму вә адәмләргиму тегишлик ейтилиду. Сөзни «худа» яки «қудрәтлик» дәп атиғанлиғи Йша 9:6дики Мәсиһкә тегишлик ейтилған пәйғәмбәрлик сөзләргә мас келиду. Бу айәттә Мәсиһ «күч-қудрәтлик Худа» (Һәммигә Қадир Худа әмәс) вә өзиниң пухралири ретидә яшаш имтиязи болғанларға у «мәңгүлүк ата» болидиғанлиғи йезилған. Униң Атиси Самави қошунларниң сәрдари Йәһва буни қизғинлиқ билән әмәлгә ашуриду (Йша 9:7).
nwtsty, Йоһ 1:29 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати
Худаниң Қозиси. Әйса чөмдүрүлүштин өтүп, Шәйтан езиқтурған чөлдин кәлгәндин кейин, Йәһия Чөмдүргүчи уни «Худаниң Қозиси» дәп атиди. Бу ибарә пәқәт Йоһ 1:36дә учришиду (А қошумчиси 4-бөлүмгә, йәни 2-хәритигә қараң). Әйсани қоза билән селиштуруш орунлуқ болған. Муқәддәс китапқа бенаән, гунасиға товва қилип, Худаниң мақуллишиға еришиш үчүн қойни қурбанлиққа әкеләтти. Бу келәчәктә Әйсаниң инсанийәт үчүн мукәммәл һаят бәргәнлигини көрсәткән. «Худаниң Қозиси» дегән ибарә Муқәддәс язмиларда бирнәччә қетим учришиду. Йәһия Чөмдүргүчи Ибраний язмиларни яхши билгәнликтин, Худаниң Сөзидин бирнәччә вақиәни көрсәткән. Мәсилән, у Ибраһим оғлиниң орниға қурбанлиққа елип кәлгән қошқарни (Яр 22:13), қуллиқта болған исраиллиқларни азат қилиш үчүн Өтүп кетиш һейтида боғузланған қозини (Чқ 12:1—13), Йерусалимда һәр күни әтигәнлиги вә кәчқурунлиғи қурбангаһқа әкелидиған қошқарни билдүргән (Чқ 29:38—42). Шуңлашқа, Йәһия Йәшаяниң пәйғәмбәрлик сөзлирини әстә тутқан болса керәк. У йәрдә Әйсани «Мениң қулум» дәп атайду вә у «боғузлашқа йетиләп меңилған пахландәк боғузлашқа елип меңилди» дәп йезилған (Йша 52:13; 53:5, 7, 11). Әлчи Паул коринтлиқларға биринчи хетини язғанда, Әйсани «Қутқузулуш мәйриминиң қозиси» дәп атиған (К1х 5:7). Әлчи Петрус Әйсаниң «нуқсансиз һәм булғанмиған Қоза болған Мәсиһниң бебаһа қени» тоғрисида ейтқан (Пт1х 1:19). Улуқланған Әйса Вәһий китавида символлуқ мәнада 25 қетимдин ошуқ «Қоза» дәп аталған (Вһ 5:8; 6:1; 7:9; 12:11; 13:8; 14:1; 15:3; 17:14; 19:7; 21:9; 22:1).
10—16 сентябрь
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЙОҺАН 3, 4
«Әйса самарийәлик аялға гувалиқ бериватиду»
nwtsty, Йоһ 4:6 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати
Һарғанлиғи үчүн. Әйсаниң «һарғанлиғи» тоғрилиқ пәқәт мошу айәттә йезилған. Саат 12 чүш вақти болуп қалған еди. Шу күни әтигәнлиги Әйса Йәһудийәниң Иордан жилғисидин Самарийәдики Сиһар шәһиригичә йол меңип, 900 метр яки униңдин ошуғирақ тик көтүрилди (Йоһ 4:3—5) (А қошумчиси 2-хәритигә қараң).
Роһий гөһәрләрни издәйли
nwtsty, Йоһ 3:29 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати
Жигитниң қолдиши. Қедимий заманда тойни уюштуруш үчүн жигитниң йеқин дости әң муһим ролини атқурған. У қизни жигитигә елип келәтти. Той жигитниң яки дадисиниң өйидә өтәтти. Қиз-жигит у йәргә киргәндә, зияпәт вақтида қиз билән сөзлишиватқан жигитниң... авазини аңлап дости өз вәзипилирини яхши ада қилғинидин хурсән болатти. Йәһия Чөмдүргүчи өзини «жигит қолдиши» билән селиштурған. Бу вәзийәттә Әйса жигитни, шагиртлири топ сүпитидә символлуқ қизни билдүриду. Йәһия Чөмдүргүчи Мәсиһкә йол тәйярлап, топниң биринчи әзалирини символлуқ қиз сүпитидә Әйса Мәсиһ билән тонуштурған (Йоһ 1:29, 35; К2х 11:2; Әф 5:22—27; Вһ 21:2, 9). Жигит қолдиши вәзиписини орунлап болғандин кейин, униң роли анчә муһим болматти. Шуниңға охшаш Йәһия Чөмдүргүчи Әйсаға нисбәтән тутқан орни тоғрилиқ шундақ дегән: «Мәсиһ өсүши лазим, мән болсам пәсийишим керәк» (Йоһ 3:30).
nwtsty, Йоһ 4:10 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати
Һаятлиқ сүйини. Бу грек ибарә удул мәнада булақниң сүйини яки қар сүйини билдүриду. Бу туңда туруп қалған судин пәриқлиниду. Лв 14:5дики «таза су» ибариси удул мәнада «һаятлиқ сүйи» дегәнни билдүриду. Йр 2:13 вә 17:13тә Йәһва Худа «һаятлиқ сүйиниң мәнбәси» яки һаят беридиған символлуқ су дәп тәсвирлиниду. Әйса самарийәлик аял билән сөзләшкәндә, «һаятлиқ сүйи» ибарини символлуқ мәнада ейтқан, амма аял униң сөзлирини удул мәнада чүшәнгән охшайду (Йоһ 4:11).
17—23 сентябрь
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЙОҺАН 5, 6
«Әйсаниң йолида яхши нийәт билән меңиң»
nwtsty, Йоһ 6:10 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати
Адәмләрни... олтарғузуңлар. У йәрдики әрләрниңла сани 5000 еди. Мошу мөҗүзини хәвәр қилғанларниң арисида пәқәт Мәтта «аяллар билән балилар» тоғрилиқ язған (Мт 14:21). Әйса озуқландурған адәмләрниң сани 15000 ошуқ болуши мүмкин.
nwtsty, Йоһ 6:14 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати
Пәйғәмбәрни. Б.м. биринчи әсирдә көплигән йәһудийлар Қ. ш 18:15, 18дә ейтилғандәк, Мусаға охшаш пәйғәмбәр Мәсиһ болуши керәк дәп күткән. Контекстики «дунияға келидиған» дегән сөзләр адәмләрниң Мәсиһни күткәнлигини көрситиду. Бу айәттики вақиәни пәқәт Йоһан тилға алиду.
nwtsty, Йоһ 6:27, 54 үчүн тәтқиқ қилиш мәлуматлири
Бузулуп кетидиған озуқлуқ... мәңгүлүк һаят беридиған озуқлуқ. Әйса бәзибир шагиртлириниң өз мәнпәитини көзләп униң билән арилашқанлиғини чүшәнгән. Күн көрүш үчүн адәмләр тамақ йәйду, лекин Худаниң Сөзидики роһий «озуқ» мәңгү һаятқа ишик ачиду. Әйса хәлиқни «мәңгүлүк һаят беридиған озуқлуқ үчүн әмгәк қилишқа» дәвәт қилған. У уларниң тиришчанлиқ көрситип, роһий услуғини қандурушқа вә етиқадини күчәйтишини халиған (Мт 4:4; 5:3; Йоһ 6:28—39).
Мениң тенимни йәп, қенимни ичсә. Контекстин көрингәндәк, бу сөзләр көчмә мәнада қоллинилған. Әйса Мәсиһ адәмләр униңға етиқадини көрситиши керәклигини ейтқан (Йоһ 6:35, 40). Әйса бу сөзләрни б. м 32-жили тилға алғанлиқтин, у Хатириләш кечиси тоғрилиқ ейтмиған. Чүнки бу мәйрәмни бир жилдин кейин орнатқан. Бу сөзләрни у «йәһудий Қутқузулуш мәйримигә аз қалған вақитта» ейтқан (Йоһ 6:4), шуниң үчүн тиңшиғучилар йеқинлишип келиватқан мәйрәм тоғрилиқ ойлап, қозиниң қени исраиллиқларни Мисирдики қуллуқтин азат қилинғанлиғини есиға алған (Чқ 12:24—27). Әйса униң қени шагиртлириға мәңгүлүк һаятқа еришишқа пурсәт берип, муһим роль атқуридиғанлиғини ейтқуси кәлгән.
w05 1.9 21-б., 13, 14-абз.
Йәһваниң нами билән маңимиз
13 Шундақтиму, Йоһанниң ейтишичә, адәмләр Әйсани издәп, «уни деңизниң у қирғиғида тапқан». Әйса падиша болушни рәт қилғандин кейин, улар немә үчүн уни издиди? Уларниң көпинчиси бәндичилик көзқарашта екәнлигини көрситип, Мусаниң вақтида Йәһваниң чөлдә исраиллиқларға җисманий озуқ бәргәнлигигә алаһидә диққәт бөлди. Әйса дайим уларни йемәк-ичмәк билән тәминләп турушини халиған. Әйса уларниң натоғра нийәтлирини билип, ойлирини өзгәртиш үчүн роһий һәқиқәткә үгитишкә башлиди (Йоһан 6:17, 24, 25, 30, 31, 35—40). Әйса: «Силәргә һәқиқәтән һәқни ейтиватимән: әгәр силәр инсан Оғлиниң тенини йемисәңлар вә униң қенини ичмисәңлар, у чағда силәрдә һаятлиқ болмайду. Ким мениң тенимни йәп, қенимни ичсә, шу һәқиқий һаятқа егә болиду һәм мән уни ахирқи күндә тирилдүримән»,— дәп ейтқанда, бәзилири буниңға қарши чиқип ғуңишишқа башлиди (Йоһан 6:53, 54).
14 Әйсаниң мисаллири адәмләрниң һәқиқий нийитини, йәни Йәһва Худа билән йеқин болушини халап-халимиғанлиғини ашкарә қилған. Бу вәзийәттиму шундақ болған. Бу адәмләрниң ғәзивини қозғиди. Айәттә шундақ дейилгән: «Буни аңлап, шагиртлириниң нурғунлири: «Қандақ болмиғур гәпләр! Ким буни тиңшалайду?» Әйса униң сөзлириниң роһий мәнасини чүшинишкә интилиш керәклигини чүшәндүргән. У мундақ деди: «Роһ һаят бериду, тәндин һечқандақ пайда йоқ. Мениң силәргә ейтиватқан сөзлирим — бу роһтур һәм һаятлиқтур». Бирақ көпинчилири уни тиңшиғуси кәлмиди. «Шуниңдин кейин, шагиртлириниң нурғунлири бурунқи мәшғулатлириға қайтип, униң билән башқа маңмиди» (Йоһан 6:60, 63, 66).
Роһий гөһәрләрни издәйли
nwtsty, Йоһ 6:44 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати
Җәлип қилмиса. Грекчә «җәлип қилиш» дегән пеил белиқни тордин елип чиқиш дегәнни билдүрсиму (Йоһ 21:6, 11), Худа адәмләрни Өзигә хизмәт қилишқа мәҗбурлиғанлиғини билдүрмәйду. Әйсаниң Йр 31:3тики сөзлири Йәһва Өзиниң хәлқи тоғрисида ейтқанлиғини әскә салиду: «Мән өзгәрмәс меһрибанлиқ билән сени Өзүмгә тартип кәлгәнмән» (Септуагинтидиму шундақ грек пеили қоллинилған). Шуниңға охшаш, Йоһ 12:32дә Әйса һәрхил инсанларни өзигә җәлип қилғанлиғи ейтилиду. Муқәддәс китапта Йәһва адәмләргә таллаш әркинлигини бәргәнлиги йезилған. Һәрбир адәм Униңға хизмәт қилиш-қилмаслиғини өзи қарар қилиду (Қ. ш 30:19, 20). Һәқиқәтни қобул қилишқа майил болған инсанларни Худа меһрбанлиқ билән Өзигә җәлип қилиду (Зб 11:5; П.н 21:2; Әлч 13:48). Йәһва буни Муқәддәс китап вә муқәддәс роһ арқилиқ әмәлгә ашуриду. Йша 54:13тики пәйғәмбәрлик сөзләр Йоһ 6:45тә кәлтүрүлиду вә Худа җәлип қилған адәмләрдә оринлиниватиду (Йоһ 6:65ни селиштуруң).
nwtsty, Йоһ 6:64 үчүн тәтқиқ қилиш мәлуматлири
Әйса... өзигә сатқунлуқ қилидиғанни... биләтти. Әйса Йәһуда Ишқарийот тоғрилиқ ейтқан. У 12 әлчисини таллаштин илгири кечичә Атисиға дуа қилип чиқти (Лқ 6:12—16). Демәк, авал Йәһуда Худаға садиқ болған. Бирақ, Әйса униңға йеқин дости хаинлиқ қилидиғанлиғини Ибраний Язмилардики пәйғәмбәрлик сөзләрдин билгән (Зб 41:9; 109:8; Йоһ 13:18, 19). Йәһуда яман йолға чүшүшкә башлиғанда, Әйса уни бирдин көрүп қалди, сәвәви у адәмниң қәлбини көрәләтти (Мт 9:4). Йәһвада келәчәкни билиш қабилийити бар вә У Әйсаниң ишәшлик һәмкари хаин болидиғанлиғини билгән. Йәһуданиң хаин болуши пешанисигә йезилған дәп ойлаш натоғра. Чүнки бу Худаниң хисләтлиригә зит вә Худа өтмүштә қилған ишлириға мас кәлмәтти.
Баштинла. Бу сөз Йәһуданиң туғулған вақтини яки Әйсаниң кечичә дуада болуп, уни әлчи сүпитидә таллиған пәйтини көрсәтмәйду (Лқ 6:12—16). Демәк, Йәһуда сатқунлуқ қилишни башлиған вақитни ейтиду. Әйса уни дәрру байқиған (Йоһ 2:24, 25; Вһ 1:1; 2:23; Йоһ 6:70 үчүн тәтқиқ қилиш мәлуматлири; 13:11). Йәһуданиң бу қилмиши жүригидә бирдин өзгиришләр болғанлиғидин әмәс, алдин-ала һәммини пухта планлап қойғанлиғидин көрүнүп туриду. Грек язмиларда «Баштинла» дегән сөзниң мәнаси (грекчә архѐ) контекстин бағлиқ. Мәсилән, мошу сөз Пт2х 3:4тә яритилишниң башлинишиға ишлитилгән. Көп мисалларда бу сөзниң мәнаси чәкләнгән. Мәсилән, Петрус муқәддәс роһ «дәсләп бизгә чүшкәндәк» ят милләтлик кишиләргиму чүшкәнлигини ейтқан (Әлч 11:15). Петрус туғулған яки әлчи болған вақтини ейтмиған. «Дәсләп» дәп б.м. 33-жили Һосул мәйримидә Әйсаниң шагиртлириға муқәддәс роһ қонған вақтини ейтқан (Әлч 2:1—4). «Баштинла» сөзиниң мәнаси контекстқа бағлиқ екәнлигини көрситидиған башқа мисалларни Лқ 1:2; Йоһ 15:27; Й1х 2:7дә тепишқа болиду.
24—30 сентябрь
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЙОҺАН 7, 8
«Әйса Атисини улуқлиди»
cf 100-б., 5, 6-абз.
«Йезилған»
5 Әйса өзиниң хәвири Худадин екәнлигини адәмләрниң билишини халиған. Әйса уларға: «Бу үгитиватқанлирим мениң әмәс, бәлки мени Әвәткүчиниңдур»,— дегән (Йоһан 7:16). Башқа вәзийәттә у: «Мән өзлүгүмдин һечнәрсә қилмиғинимни, бәлки Атам маңа қандақ үгәткән болса, шундақ сөзлигинимни билисиләр»,— дегән (Йоһан 8:28). Кейинәрәк у: «Силәргә ейтқан сөзлиримни өзлүгүмдин ейтқиним йоқ, бәлки мениң билән бирликтә болған Атам Өз ишлирини қиливатиду»,— дәп етирап қилди (Йоһан 14:10). Шундақ қилип, Әйса Худаниң Сөзидин дайим нәқил кәлтүрәтти.
6 Әйсаниң ейтқан сөзлирини тәпсилий оқуғанда, у Ибраний Язмилардики китапларниң тәңдин толиси биваситә яки васитилиқ һалда нәқил кәлтүргән. Бу бирдинла һәйран қалдурмайдиғандәк көрүниши мүмкин. Әйса үч йерим жил вәз қилғанда вә тәлим бәргәндә, шу вақитта болған Язмилардики һәммә китаплардин нәқил кәлтүргән. Ениқ ейталмаймиз, мүмкин шундақ болған, чүнки Муқәддәс китапта Әйсаниң ейтқан сөзлириниң вә қилған ишлириниң пәқәт бир тамчиси йезилған (Йоһан 21:25). Мүмкин сиз Әйсаниң ейтқан сөзлирини бирнәччә саатниң ичидила оқуп чиқалайсиз. Әнди тәсәввур қилип көрүңа, сиз бирнәччә саат давамида Худа вә Униң Падишалиғи тоғрисида ейтиватисиз вә буниңдин ташқири Ибраний Язмилардики китапларниң йеримидин толисини нәқил кәлтүрүшиңиз керәк! Әһмийәтлиги шуки, көпинчә вәзийәтләрдә Әйсаниң қолида язмилар болмиған. Әйса Тағдики тәлимини ейтқанда, у Ибраний Язмилардин көплигән айәтләрни ядқа нәқил кәлтүргән.
w11 15.3. 11-б., 19-абз.
Дунияниң әмәс, Худаниң роһини қобул қилиң
19 Йәһваға пүтүн вуҗудиңиз билән итаәт қилиң. Әйса һәрқачан Атисиниң көңлидин чиқидиған ишларни қилатти. Амма у бир вәзийәттә Атисиниң хаһишидин пәриқлинидиған һәрикәт қилғуси кәлгән. Лекин у ишәшлик билән Атисиға: «Мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң болғай»,— дәп ейтқан (Луқа 22:42). Өзүңиздин мундақ дәп сораң: «Худаға итаәт қилиш асан болмиған чағда, мәнму шундақ бойсунимәнму?» Худаға итаәт қилиш һаят үчүн интайин муһим. Йәһва Худа Һаят Мәнбәси вә Яратқучимиз болғанлиқтин, У пүтүн вуҗудимиз билән бойсунушимизға лайиқ (Зәб. 95:6, 7). Бойсунушниң орнини башқа һечнәрсә басалмайду. Бу хисләтсиз Худаниң разилиғиға еришишкә болмайду.
Роһий гөһәрләрни издәйли
w07 1.2. 6-б., 4-абз.
Немишкә һәққаний болуш керәк?
Әйса буниңға тегишлик қандақ үлгә көрсәтти? Бир қетим Әйса униңға ишәнмигән адәмләр билән сөзләшкәндә, улар униң қәйәргә йол тутқанлиғи һәққидә қизиққан. Улар: «Бу йәрдә қалмай Йәһудийәгә бар»,— дәп мәслиһәт бәрди. Әйса қандақ җавап бәрди? «Силәр мәйрәмгә бериңлар, бирақ мән һазирчә бармаймән, чүнки мениң вақит-саатим техи кәлмиди»,— деди. Кейин Әйса бәрибир Йерусалимға барди. У немә үчүн шундақ җавап бәрди? Сәвәви униң қәйәрдә болуши керәклигини уларниң тәпсилий билишиниң һоқуқи болмиған. Шуниң үчүн Әйса ялған ейтмисиму, униңға вә униң шагиртлириға зиян кәлтүрүлмәслиги үчүн, уларға толуқ җавап бәрмиди. Бу ялған сөз болмиған, чүнки әлчи Петрус Мәсиһ һәққидә мундақ дәп язған: «У гуна қилмиған, еғизидинму ялғанчилиқ тепилмиған» (Йоһан 7:1—13; Петрусниң 1-хети 2:22).
nwtsty, Йоһ 8:58 үчүн тәтқиқ қилиш мәлуматлири
Мән бар едим. Ғәзәпләнгән йәһудийлар Әйсаға: «Сән техи 50кә кирмәй туруп, әҗдадимиз Ибраһимни көрдүм дәмсән?»— дәп, униңға таш атмақчи болған (Йоһ 8:57). Әйсаниң җававидин у уларға Ибраһимниң туғулушидин илгири асманда роһий мәвҗудат болғанлиғини ейтмақчи еди. Бәзибирлири бу айәт Әйса Худаниң Өзи екәнлигини тәкитләйду дәп ойлайду. Улар эгʹо эймиʹ грек ибариси (Муқәддәс китапниң бәзи тәрҗимилиридә «Мән бар» дәп тәрҗимә қилинған) Септуагинтидики Чқ 3:14тә қандақ тәрҗимә қилғанлиғини әскә салиду вә бу икки айәтни охшаш тәрҗимә қилиш керәк дәп ойлайду. Контестқа бенаән, грекчә эймиʹ дегән пеил билән ипадиләнгән һәрикәт «Ибраһим вуҗутқа кәлмәстин бурун» башлинип, гепини давамлаштурған вақитни билдүргән. (Һәрикәтниң башлинип, давамлашқан пәйтини билдүридиған грек пеили учрашқан башқа мисалларни Лқ 2:48; 13:7; 15:29; Йоһ 1:9; 5:6; 15:27; Әлч 15:21; К2х 12:19; Й1х 3:8дин тапалайсиз). Униңдин ташқири Әйсаниң Йоһ 8:54, 55тә йезилған сөзлири у өзини Атиси билән бир шәхс қилип көрсәтмигәнлигини көримиз.