3-ДӘРИС
Соал қоюш
Мәтта 16:13—16
АСАСИЙ МӘХСӘТ. Тиңшиғучиларниң қизиқишини ойғитиш, давамлиқ диққитини тартиш, улар билән мулаһизә қилиш вә муһим ой-пикирләрни тәкитләш үчүн соал қоюшқа маһир болуш.
МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?
Қизиқишни ойғитиш вә давамлиқ диққәтни тартиш. Адәмләрни чоңқур ойлинишқа дәвәт қилидиған вә уларниң қизиқишини күчәйтидиған соалларни қоюң.
Бир мавзу үстидә мулаһизә қилиш. Тиңшиғучиларни мәнтиқийгә уйғун хуласә чиқиришқа үндәйдиған бирнәччә соалларни оттуриға қоюң.
Муһим ой-пикирни тәкитләш. Асасий ой-пикиргә өтүштин авал чоңқур ойлинишқа дәвәт қилидиған соални қоюң. Ахирида сөзүңизни хуласә қилиштин бурун, йәнә соал қоюп, асасий ой-пикирни йәнә бир қетим тәкрарлаң.