«Һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» үчүн мәлумат мәнбәлири
1—7 апрель
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | КОРИНТЛИҚЛАРҒА 1-ХӘТ 7—9
Той қилмай ялғуз өтүш — соғаттур
w11 15.1. 17, 18-б., 3-абз.
Той қилмай ялғуз өткән вақиттин үнүмлүк пайдилиниш
3 Той қилғанларға қариғанда, адәттә той қилмиғанларниң көпирәк вақти вә әркинлиги болиду (Кор. 1-х. 7:32—35). Шу сәвәптин, уларда хизмәтни кәңәйтишкә, башқиларға сөйгү-муһәббәтни көрситишкә вә Йәһва билән зич мунасивәтни риваҗландурушқа көпирәк имканийәтлири бар. Етиқатдашлиримизниң бәзибирлири той қилмай яшашниң әвзәллигини чүшинип, вақтинчә той қилмай өтүшни қарар қилған. Бәзиләр дәсләптә той қилмай ялғуз яшашни мәхсәт қилмиған, бирақ уларниң вәзийәтлири өзгәргәнликтин, улар шу һәққидә дуа қилип, Йәһваниң ярдимидә өз көңлидә ялғуз өтәләйдиғанлиғини тонуп йәткән. Шуниң билән улар өзгәргән вәзийәтлиригә маслишип, той қилмай ялғуз өтүшни қарар қилған (Кор. 1-х. 7:37, 38).
w08 15.7. 27-б., 1-абз.
Коринтлиқларға йезилған хәтләрдики пайдилиқ ой-пикирләр
7:33, 34: Той қилған кишиләр «дуниядики нәрсиләрниң ғемини қилиду» дегән сөз-ибарә немини билдүриду? Әлчи Паул той қилғанларниң турмушидики ғәм-тәшвишлирини, шу җүмлидин йемәк-ичмәк, кийим-кечәк вә макан җай һәққидә ғәм қилидиғанлиғини тилға алған. Бу мәсиһийләр нери туридиған зулум дунияниң ишлири әмәс, бәлки адәттики күндилик ишлардур (Йоһ. 1-х. 2:15—17).
w96 15.10. 12, 13-б., 14-абз.
Той қилмай ялғуз өтүш көпирәк хизмәт қилишқа йол ачиду
14 Бир мәсиһий өзиниң шәхсий мәнпәитини көзләп, той қилмай ялғуз яшиса, той қилған мәсиһийләргә қариғанда, яхши иш қилмиған болиду. Бу адәм «асман Падишалиғи үчүн» әмәс, өз пайдиси үчүн ялғуз яшайду (Мәтта 19:12). Өйләнмигән әр киши яки турмушқа чиқмиған аял киши Һакимдарниң ишлири билән бәнт болуш, йәни Худаниң қәлбини хурсән қилиш вә Униңға һәммә диққәт билән хизмәт қилиши керәк. Бу Йәһва Худаға вә Әйса Мәсиһкә хизмәт қилиш үчүн өзини пүтүнләй беғишлаш дегәнни билдүриду. Шу вақиттила, той қилмай ялғуз өткән мәсиһийләр, той қилғанларға қариғанда яхши иш қилған болиду.
Роһий гөһәрләрни издәйли
lv 220-б., 2-абз.—221-б., 2-абз.
Қошумчә
Алаһидә вәзийәтләрдә бәзи мәсиһийләр һәтта өмүрлүк җүпти вапасизлиқ қилмиған болсиму, униңдин айрим яшаш яки аҗришишни қарар қилиду. Муқәддәс китап җорисини ташлап кәткән кишигә мошундақ шәрт қойиду: «У турмушқа чиқмисун яки ери билән яришивалсун» (Коринтлиқларға 1-хәт 7:11). Демәк, шундақ мәсиһийниң башқа бири билән нека қуруш һоқуқи йоқ (Мәтта 5:32). Бәзилири айрим яшашқа яки аҗришишқа асас бар дәп һесаплиған бирнәччә алаһидә вәзийәтни қараштурайли.
Аилисини тәминләшни рәт қилиш. Ериниң төрт мүчиси сақ болуп, аилисигә ғәмхорлуқ қилишни рәт қилса, аилиси начар әһвалға чүшүп, һаят үчүн һаҗәт нәрсиләрсиз қелиши мүмкин. Муқәддәс китапта: «Әгәр кимду-ким йеқинлириниң, болупму өз өйдикилириниң, еһтияҗлири һәққидә ғәмхорлуқ қилмиса, у етиқадидин ваз кәчкән, һәтта ишәнчи йоқ адәмдинму яман болиду»,— дәп йезилған (Тимотийға 1-хәт 5:8). Әгәр мундақ кишиниң өзгәргиси кәлмисә, аяли өзиниң вә балилириниң мәнпәитини көзләп, қануний рәвиштә айрим туруш үчүн чарилар көрүшкә қарар қилиши мүмкин. Мошундақ вәзийәттә ақсақаллар бурадәрниң аилисигә ғәмхорлуқ қилишни һәқиқәтән рәт қилған-қилмиғанлиғиға көз йәткүзүши керәк. Сәвәви мәсиһий шундақ қилиғи үчүн җамаәттин чиқирилиши мүмкин.
Қол көтириш. Ери яки аяли зораванлиқ билән яриниң саламәтлигигә зиян кәлтүрүши, һәтта һаятиға хәвп-хәтәр кәлтүрүши мүмкин. Әгәр зораванлиқ қилған җора Йәһва гувачиси болса, җамаәт ақсақаллири әйипниң раст яки ялған екәнлигини тәкшүрүши керәк. Ғәзәплиниш һәм вәһшийләрчә муамилә қилиш җамаәттин чиқирилишқа сәвәп болуши мүмкин (Галатилиқларға 5:19—21).
Ибадәт қилишқа йол қоймаслиқ. Еһтимал, ери яки аяли турақлиқ һалда җүптигә Худаға ибадәт қилишқа қаршилиқ көрситиду яки һәтта Худаниң қанунини бузушқа мәҗбурлайду. У чағда хәвп-хәтәр астидики киши «һөкүмран сүпитидә инсанларға әмәс, бәлки Худаға беқинишниң» бирла йоли айрим яшаш яки аҗришиш дәп қарар қилиши мүмкин (Әлчиләр 5:29).
w00 15.7 31-б., 2-абз.
Әхлақсиз дунияда, паклиқни сақлаш мүмкин
Яшларниң җинсий һәвәслири пәйдә болғанда, дәрру той қилишқа алдиримаслиғи керәк. Нека қурмақчи болған адәм роһий җәһәттин пишип йетилгән вә җавапкар болуши лазим (Яритилиш 2:24). «Яшлиқ баһари» — җинсий һәвәси күчийип кетидиған вә һөкүм қилиш ихтидари қалаймиқанлишидиған мәзгил. Бу мәзгил өтүп кәткичә күтүп туруш әвзәл (Коринтлиқларға 1-хәт 7:36). Той қилмақчи болуп, өзигә лайиқ җүптини тапалмиғанлиқтин, җинсий әхлақсизлиқ қилиш, еғир гуна вә наданлиқтур.
8—14 апрель
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | КОРИНТЛИҚЛАРҒА 1-ХӘТ 10—13
Йәһва садиқ Худадур
Оқурмәнләрниң соаллири
Әлчи Паул Йәһваниң «күчимиздин артуқ аздурулушимизға йол қоймайдиғанлиғини» язған (Коринтлиқларға 1-хәт 10:13). Бу Йәһва немини чидалайдиғанлимизни алдин-ала билип, андин қандақ синақларға дуч болушимизни таллайду дегән сөзму?
▪ Әгәр шундақ болса, бу һаятимизға қандақ тәсир қилидиғанлиғини ойлап көрүң. Мәсилән, балиси өзигә қол салған бир қериндаш мундақ деди: «Йәһва Худа аялим иккимиз оғлумизниң өлүмигә чидалаймиз дәп алдин-ала қарар қилғанму? Бу Худа бизни бәрдашлиқ берәләймиз дәп һесаплиғанлиқтин йүз бәрдиму?» Бу дунияда көплиримиз қайғуларға учраймиз. Ундақ болса, Йәһваниң һаятимизда болуватқан һәммә нәрсини башқуриватиду дейиш тоғриму?
Коринтлиқларға 1-хәт 10:13ни қараштурсақ, Муқәддәс китапта Йәһва бизниң немигә чидалайдиғанлиғимизни алдин-ала билип, қандақ синақларға дуч келидиғанлиғимизни қарар қилидиғанлиғи йезилмиғанлиғини көримиз. Немишкә шундақ дәп ейтишқа болиду? Һазир униң төрт сәвәвини қараштурайли.
Биринчидин, Йәһва адәмләргә таллаш әркинлигини бәргән. У бизниң өзүмиз қарар чиқиришимизни халайду (Қанун шәрһи 30:19, 20; Йәшуа 24:15). Әгәр Йәһваға яқидиған қарарни қобул қилсақ, униң қәдәмлиримизгә йол көрситидиғанлиғиға тайиналаймиз (Пәнд-нәсиһәтләр 16:9). Лекин натоғра қарар қилсақ, буниң ақиветини көрүмиз (Галатилиқларға 6:7). Әгәр Йәһва қандақ синақлардин өтүшимизни таллиған болса, биздә һәқиқәтән таллаш әркинлиги бар болаттиму?
Иккинчидин, Йәһва бизни «вақит билән пурсәт[тин]» һимайә қилмайду (Вәз 9:11). Адәм қолайсиз вақит билән қолайсиз җайда болуп қалғанлиғи үчүн паҗиәгә учришиши мүмкин. Әйса Мәсиһ өрүлгән мунардин өлгән 18 киши һәққидә ейтип, уларниң өлүмигә Худа сәвәпчи болмиғанлиғини көрсәтти (Луқа 13:1—5). Бирәр паҗиә йүз бәргәндин бурун, Худа кимниң өлүп, кимниң яшайдиғанлиғини қарар қилиду дәп ойлаш мәнтиқисиз.
Үчинчидин, һәрбиримиз Йәһваға болған садақәтмәнлигимизни сақлишимиз керәк. Шәйтан Йәһва Худаниң хизмәтчилири пәқәт өзиниң пайдисини ойлайдиғанлиғи үчүн униңға хизмәт қилиду дегән. У биз қийин синақларға дуч кәлсәк, Йәһваға садақәтмәнлигимизни сақлап қалалмаймиз дәп ейтқан (Аюп 1:9—11; 2:4; Вәһий 12:10). Әгәр Йәһва бизни синақлардин һимайә қилған болса, Шәйтанниң ялиси топ-тоғра болуп чиқматтиму?
Төртинчидин, Йәһва келәчәкни алдин-ала билиш қабилийитини дайим қолланмайду. Әлвәттә, Йәһва келәчәкни билишни халиса, биләләйду (Йәшая 46:10). Лекин Муқәддәс китаптин билгинимиздәк, У келәчәкни алдин-ала билиш қабилийитини һәрдайим қолланмайду (Яритилиш 18:20, 21; 22:12). Йәһва меһрибан вә һәққаний болғанлиқтин, бизниң таллаш әркинлигимизни һөрмәтләйду (Қанун шәрһи 32:4; Коринтлиқларға 2-хәт 3:17).
Ундақта, Йәһва «силәрниң күчүңлардин артуқ аздурулушуңларға йол қоймайду» дегәндә, Паул немини көздә тутқан? У Йәһваниң синақлардин бурун әмәс, синақлар вақтида немә қилидиғанлиғини тәсвирлигән* (Изаһәткә қараң.). Йәһваға таянсақ, һаятимизда қандақ қийинчилиқларға дуч кәлсәкму, у бизгә ярдәм қолини суниду (Зәбур 55:22). Һазир Паулниң шундақ ейтқанлиғиниң икки сәвәвини қараштуримиз.
Биринчиси — биз учришиватқан синақлар — «адәмләр үчүн адәттики» нәрсиләр. Шәйтанниң дуниясида яшаватқанлиғимиздин, һәммимиз қийинчилиқларға вә паҗиәләргә учришимиз. Бирақ Йәһваға таянсақ, шундақ синақларға бәрдашлиқ берип, садақәтмәнлигимизни сақлалаймиз (Петрусниң 1-хети 5:8, 9). Коринтлиқларға 1-хәт 10-бапта Паул исраиллиқларниң чөлдә синақларға дуч кәлгәнлиги һәққидә язған (Коринтлиқларға 1-хәт 10:6—11). Худаға таянғанлар бу синақларға чидалиған. Лекин исраиллиқларниң бәзилири Йәһваға бойсунмиған. Униңға таянмиғанлиқтин, улар садақәтмәнлигини сақлалмиди.
Иккинчиси — «Худа садиқтур». Бу немини билдүриду? Тарих бойи өз хәлқигә қандақ ғәмхорлуқ қилип кәлгәнлигидин, Йәһваниң «Униң вәсийәтлирини сақлиғанларға» ярдимини беридиғанлиғини көримиз (Қанун шәрһи 7:9). Мошуниңдин Йәһва дайим вәдисидә туридиғанлиғини билимиз (Йәшуа 23:14). Йәһвани яхши көридиған вә униңға итаәт қилидиған адәмләр униң келәрки икки вәдисигә ишинәләйду: 1) У чидалмайдиған синақларға дуч болушимизға йол қоймайду вә 2) униңдин «чиқиш йолини бериду».
Қандақларчә Йәһва өзигә тайинидиғанларға «чиқиш йолини бериду»? Әлвәттә, У қийинчилиқларни биздин нери қилалайду. Амма әлчи Паул Йәһва «аздурулуш вақтида силәр көтирәлишиңлар үчүн, чиқиш йолини бериду»,— дегән. Шундақ қилип, көп вәзийәттә Йәһва садақәтмән болуп қелишимиз үчүн бизгә «чиқиш йолини бериду». Келиңлар, буниң бирнәччә усулини муһакимә қилайли.
▪ Йәһва «бизгә һәммә дәртлиримиздә тәсәлли бериватиду» (Коринтлиқларға 2-хәт 1:3, 4). У Муқәддәс китап, муқәддәс роһ вә садиқ қул арқилиқ бизниң әқлимиз билән қәлбимизгә тәсәлли бериду (Мәтта 24:45; Йоһан 14:16; Римлиқларға 15:4).
▪ Йәһва Худа бизни муқәддәс роһ арқилиқ йетәкләйду (Йоһан 14:26). Муқәддәс роһ Язмилардики вақиәләр билән принципларни есимизға селип, дана қарарларни қилишқа ярдәм бериду.
▪ Йәһва Худа бизгә пәриштиләр арқилиқ ярдәм бериду (Ибранийларға 1:14).
▪ Йәһва Худа бизгә ярдәм бериш үчүн қериндашларни қоллиналайду. Улар бизни сөзлири яки иш-һәрикәтлири билән мустәһкәмләйду (Колосилиқларға 4:11).
Шуңа Паулниң сөзлиридин немигә үгәндуқ? (Коринтлиқларға 1-хәт 10:13). Худайимиз бизниң қандақ синақларға дуч келишимизни таллимайду. Лекин биз Йәһваниң һәрқандақ синақларға бәрдашлиқ беришимизгә ярдәм беридиғанлиғиға ишәнчимиз камил. Йәһва Худа садақәтмән болуп қелишимиз үчүн һәрдайим чиқиш йолини бериду.
Роһий гөһәрләрни издәйли
w04 1.4. 29-б.
Оқурмәнләрниң соаллири
Немә үчүн Коринтлиқларға 1-хәт 10:8 айәттә, исраиллар әхлақсизлиқ сәвәплик 23000 адәм өлгән дәп йезилған, Санлар 25:9да болса, 24000 адәм өлгән дәп йезилған?
Бу икки айәтниң арисида өлтүрүлгән адәмләрниң сани зит болғанлиғиға бирнәччә сәвәпләр бар болуши мүмкин. Әң аддий чүшәндүргәндә, өлтүрүлгән кишиләр тәхминән 23000 билән 24000ниң арисида болуши мүмкин. Шуңа бу санни азирақ көпәйтип яки азайтип ейтишқа болиду.
Йәнә бир сәвәп. Әлчи Паул Коринтлиқларни агаһландуруш үчүн хәт язғанда, Ситтимда исраиллар билән йүз бәргән вақиәни тилға алған. Коринт шәһириниң турғунлири әхлақсиз һаят кәчүрүши билән мәлум болған. У: «Уларниң бәзилиридәк паһишивазлиққа берилмәңлар, улар паһишивазлиқ қилип — бир күндә 23000 киши өлтүрүлди»,— дәп ейтқан. Йәһва Худа Өзи 23000 кишини җазалиди. Әлчи Паул хәтни язғанда, өлтүрүлгән кишиләрниң дәл мошу санини кәлтүргән (Коринтлиқларға 1-хәт 10:8).
Санлар китавиниң 25-бабида «Исраил өзи Баал-Пеорға майил болуп [чаплишип] кәткини үчүн Худавәндиниң ғәзиви Исраилниң үстигә туташти»,— дәп йезилған. Худа Мусаға буйруқ берип: «Хәлиқниң һәммә сәрдарлирини [башлиқлирини] тутуп, Худавәндиниң һузуриға кәлтүрүп аптапта есип қойғин»,— дегән. Муса болса, бу тапшурмини һакимларға бәргән. Бир киши исраиллар турған җайға бир мидиянлиқ аялни елип кәлгән еди. Буни көргән Пинеһас, дәрру бу киши билән аялни өлтүргән. Шуниңдин кейин исраилларниң «ичидики ваба», йәни жуқумлуқ кесәл тохтап қалған. Бу вақиә «вабадин өлгәнләрниң сани болса жигирмә төрт миң еди» дегән сөзләр билән аяқлишиду (Санлар 25:1—9).
Санлар китавида кәлтүрүлгән 24000 дегән санниң ичигә, һакимлар өлтүргән сәрдарлар [башлиқлар] һәм Йәһва Худа Өзи өлтүргән кишиләрму киргән. Һакимлар 1000 кишини өлтүргән болуши мүмкин. Нәтиҗидә өлтүрүлгәнләрниң сани 24000ға йәткән охшайду. Һакимлар өлтүргән сәрдарлар [башлиқлар] җинсий әхлақсизлиқ қилған яки сахта илаһларға беғишланған мәрасимға қатнашқан болуши мүмкин, йә болмиса, өзгиләргә шу ишларға қатнишишқа рухсәт бәргән. Мәйли улар қандақ иш қилсун, Баал-Пеор дегән сахта илаһқа чаплашқанлиғи үчүн бәрибир әйипкар болған.
Бир Муқәддәс китап луғити бойичә, чаплишиш дегән сөз өзини биригә бағлашни билдүриду. Исраил хәлқи Худаға беғишланған хәлиқ болған. Амма, улар Баал-Пеорға чаплашқанда, Худа билән болған алаһидә мунасивитини бузған. Тәхминән 700 жил өткәндин кейин Йәһва Худа Һошия пәйғәмбәр арқилиқ исраиллар һәққидә: «Улар Баал-Пеорни издәп барди вә өзлирини әшу номус нәрсигә беғишлиди, Улар өз сөйгинигә охшаш рәсва болди»,— дәп ейтқан (Һошия 9:10). Шундақ җинайәт қилған кишиләр еғир җазаға һөкүм қилинған. Муса кейинирәк исраилларниң есигә селип: «Көзлириңлар Йәһва Баал-Пигорниң үстидин қилған һәммә ишлирини көрди: Баал-Пигорға әгәшкән һәрқандақ кишини Йәһва Рәб араңдин йоқатти»— дәп ейтқан (Қанун шәрһи 4:3).
w15 15.2. 30-б.
Оқурмәнләрниң соаллири
Аял қериндаш бурадәрниң алдида Муқәддәс китап үгинишини өткүзсә, бешиға бир нәрсә артиши керәкму?
▪ 2002-жилниң 15 июль санидики «Күзитиш мунариниң», «Оқурмәнләрниң соаллири» дегән мақалисигә асасән, аял қериндаш чөмдүрүлүштин өткән яки өтмигән әр кишиниң алдида Муқәддәс китап үгинишини өткүзсә, бешиға бир нәрсә артиши керәк. Мошу мәсилә һәққидә чоңқур мулаһизә қилғанда, бу көрсәтмилиригә өзгәртиш киргүзүш керәк болған.
Әгәр аял қериндашниң дайим өткүзидиған Муқәддәс китап үгиниши бар болса, чөмдүрүлүштин өткән бурадәрниң алдида у чоқум бешиға бир нәрсә артиши керәк. Яғлиқ артиш арқилиқ, аял қериндаш Йәһва җамаәттә орунлаштурған башчилиқ принципни һөрмәтләйду, сәвәви аял қериндаш адәттә бурадәр қилидиған ишларни қиливатиду (Кор. 1-х. 11:5, 6, 10). Яки болмиса, әгәр бурадәр лайиқ болуп, үгинишни өткүзәлисә, шундақ әһвалда аял қериндаш бурадәрдин сориши керәк.
Әгәр аял қериндаш йолдиши әмәс чөмдүрүлүштин өтмигән бурадәр алдида үгиниш өткүзсә, бешиға бир нәрсә артиши шәрт әмәс. Бирақ шундақ вәзийәтләрдә, бәзибир аял қериндашларниң виждани бешиға бир нәрсә артивелишқа дәвәт қилиши мүмкин.
22—28 апрель
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | КОРИНТЛИҚЛАРҒА 1-ХӘТ 14—16
Худа һәммисиниң йеганә Һөкүмрани болиду
w98 1.7. 21-б., 10-абз.
«Өлүм йоқ қилиниду»
10 «Әң ахири», йәни Әйса Мәсиһниң миңжиллиқ һөкүмранлиғи ахирлашқанда, Әйса Атисиға кәмтәрлик билән Падишалиқни тапшуриду (Вәһий 20:4). Шу чағда, Худаниң «һәммини Мәсиһтә — асмандикиниму һәм йәрдикиниму — жиғип» қоюш дегән мәхсити әмәлгә ашиду (Әфәсликләргә 1:9, 10). Амма, Әйса буниңдин бурун, Аләм Егиси Йәһваниң ирадисигә қарши чиқидиған «барлиқ һөкүмәтләр вә барлиқ һакимийәтләр һәм күчләрни» йоқ қилиду. Әйсаниң ишлири Һармагедон биләнла аяқлашмайду (Вәһий 16:16; 19:11—21). Әлчи Паул: «Худа униң [Әйсаниң] айиғи астида барлиқ дүшмәнлирини қоймиғичә, у падишалиқ қилиши лазим. Йоқитилидиған ахирқи дүшмән — өлүмдур»,— дәп ейтқан (Коринтлиқларға 1-хәт 15:25, 26). Адәм атидин қалған гуна билән өлүмниң изиму қалмайду. Демәк, Йәһва Худа «хатирә қәбирләрни» бошитип, өлгән адәмләрни тирилдүриду (Йоһан 5:28).
kr 237-б., 21-абз.
Падишалиқ Худаниң нийитини әмәлгә ашуриду
21 Демәк ортақ бир ағриқ, йәни гунаниң ақивети өлүм билән немә болиду? Өлүм бизниң «ахирқи дүшминимиз». Мәйли сиз яки мән болай, һаман бир күни өлүмниң алдиға келимиз (Кор. 1-х. 15:26). Бирақ Йәһва үчүн өлүм күчлүк дүшмәнму? Йәшая пәйғәмбәрниң: «У өлүмни мәңгүгә жутувалиду! Рәб Пәрвәрдигар һәммә йүзләрдин яшларни сүртиветиду»,— дегән сөзлиригә диққитиңизни ағдуруң (Йәшая 25:8, КТ). Шу вақитни тәсәввур қилип көрүң! Нә матәм, нә қәбирстанлиқ яки қайғулуқ көз яшлар әнди болмайду. Йәһваниң өлгәнләрни тирилдүрүш һәққидики вәдиси әмәлгә ашқанда, қайғу һәсрәтниң орниға көзлиримиздин хошаллиқ яшлири төкүлиду (Йәшая 26:19ни оқуң). Өлүм сәвәплик пәйда болған қәлб ярилиримиз шипа тапиду.
w12 15.9. 12-б., 17-абз.
Миң жил һәм мәңгүгә созулған течлиқ!
17 Миң жилниң ахирида Худа һәммисиниң йеганә Һөкүмрани болиду. Бу немини билдүриду? Ерәм бағда Адәм ата билән Һава ана мукәммәл болғанда, Худаниң инақ-иттипақ вә шат-хорамлиққа толған аилисиниң әзалири болғанлиғини тәсәввур қилип көрүң. Аләмниң Яратқучиси Йәһва, барлиқ мәвҗудатлар, пәриштиләр вә инсанлар үстидин Өзи һөкүмранлиқ қилған. Улар Худа билән шәхсән сөзләшкән, Униңға ибадәт қилған вә бәрикәтләргә еришкән. Шу вақитта Худа һәммисиниң йеганә Һөкүмрани болған.
Роһий гөһәрләрни издәйли
w12 1.9. 9-б., рамка
Әлчи Паул аялларниң сөз қилишини мәнъий қилғанму?
Әлчи Паул: «Аял кишиләр җамаәтләрдә үн чиқармисун»,— дәп ейтқан (Коринтлиқларға 1-хәт 14:34). У немә демәкчи болған? Уларниң һеч нәрсини билмәй турғанлиғини ейтмақчи болғанму? Яқ, Паул башқиларни үгитишкә қабилийити бар аяллар һәққидә пат-пат язған (Тимотийға 2-хәт 1:5; Титқа 2:3—5). Әлчи Паул Коринттики етиқатдашларға хәт язғанда, җамаәттә бирси сөзлигәндә, пәқәт аялларнила әмәс, бәлки һәр қандақ тилларда сөзләйдиғанларни вә бәшарәт қилидиғанларни үн чиқармисун дәп үндигән (Коринтлиқларға 1-хәт 14:26—30, 33). Бәзи аяллар һәқиқәтни тонуп, бәк һаяҗанланғанлиғи шуки, шу йәрдики адәт бойичә, натиқниң сөзини бөлүп, соалларни қойған охшайду. Әлчи Паул җамаәттә тәртип болуши үчүн аял кишиләрни «өйлиридә өз әрлиридин сорисун» дәп үндигән (Коринтлиқларға 1-хәт 14:35).
it «Чиримаслиқ» / «Өлмәслик вә чиримаслиқ үчүн тирилиш», 2-абз.
Чиримаслиқ
Әйса Мәсиһниң майланған шагиртлири роһий мәвҗудатлар сүпитидә пәқәт мәңгүлүк һаятқа еришиш үчүнла әмәс, бәлки чиримайдиған һәм өлмәйдиған тәнгә егә болуш үчүн тирилиду. Шу җәһәттә улар Әйсаға охшаш тирилип, униң билән бирликтә болиду. Паул Коринтлиқларға 1-хәт 15:42—54-айәтләрдә майланғанлар Йәһва Худаға садиқ һаят кәчүрүп, чирийдиған инсаний тән билән өлүп кәткәндин кейин, чиримайдиған роһий тәнгә егә болидиғанлиғини көрсәткән. Буниңдин шуни көривелишқа болидуқи, өлмәслик — йоқатқили болмайдиған мәңгү бәһримән болидиған һаятлиқтур. Чиримаслиқ — чиримайдиған, харап болмайдиған һәм йоқатқили болмайдиған Худа соға бәргән тәнниң хусусийитидур. Худа майланғанларни сиртқи энергия мәнбәсигә таянмай, өз-өзини тәминләйдиған күчкә егә қилған болуп, улар башқа һәрқандақ сиртқи күчкә тайинип яшайдиған мәвҗудатларға (пәриштә вә инсанларға) охшимайду. Бу Худаниң уларға мутләқ ишәнгәнлигиниң күчлүк испатидур. Бирақ майланғанларниң мустәқил мәвҗут болуп туралиши вә йоқатқили болмайдиған һаятлиққа егә болғини, һәргизму улар Худаниң һөкүмранлиқ һоқуқиға бойсунмай яшайду дегәнни билдүрмәйду. Улар бәрибир Әйса Мәсиһтәк Худаниң башқуруши астида болиду һәм Униң ирадисигә вә көрсәтмилиригә бойсуниду (К1х 15:23—28, «Бессмертие», «Душа» дегән сәрләвһиләргә қараң).
29-апрель—5-май
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | КОРИНТЛИҚЛАРҒА 2-ХӘТ 1—3
«Һәрқандақ тәсәллиниң Пәрвәрдигари» — Йәһва
«Жиғлиғанлар билән биллә жиғлаңлар»
4 Меһир-муһәббити мол Атимизму өз вақтида Ибраһим, Исһақ, Яқуп, Муса вә Давут падишаға охшаш яхши көргән хизмәтчилиридин айрилған (Санлар 12:6—8; Мәтта 22:31, 32; Әлчиләр 13:22). Муқәддәс китаптин көргинимиздәк, Йәһва шу садақәтмән адәмләрни тирилдүридиған күнини тақәтсизлик билән күтмәктә (Аюп 14:14, 15). Шу чағда уларниң хошаллиғи ичи-ичигә патмай, саламәтлигиму мукәммәл болиду. Йәһва тунҗа һәм сөйүмлүк Оғли Әйсаниңму өлүмини көрди (Мәтта 3:17). Оғлиниң азаплиқ өлүм билән өлгинини көргәндә Йәһваниң жүриги қанчилик ағриғанлиғини тәсвирләшкә сөз йәтмәйду (Йоһан 5:20; 10:17).
«Жиғлиғанлар билән биллә жиғлаңлар»
14 Йеқинидин айрилған адәмгә немә дәйдиғанлиғимизни билмәйдиған вақитлар болуши мүмкин. Лекин Муқәддәс китапта «даналар тили давалайду» дәп йезилған (Пәнд-нәсиһәтләр 12:18). Көпинчиси «Йеқин адәмдин айрилғанда» (рус) китапчисидин тәсәлли беридиған сөзләрни тапти. Амма көп вәзийәттә биз берәләйдиған әң яхши ярдәм — «жиғлиғанлар билән биллә жиғлаштур» (Римлиқларға 12:15). Йолдиши қайтиш болған Габи исимлиқ қериндашниң ейтишичә, бәзидә у дәрдини пәқәт жиғлаш арқилиқ төкәләйду. У: «Достлирим маңа қошулуп жиғлиғанда, мән бираз йениклишип қалимән. Шундақ вақитларда өз дәрдим билән ялғуз қалмиғанлиғимни сезимән»,— дәйду.
Роһий гөһәрләрни издәйли
w16.04 32-б.
Оқурмәнләрниң соаллири
Әлчи Паул қайси мәнада «мөһүр» вә «капаләт» һәққидә ейтқан? Кор. 2-хәт 1:21, 22.
▪ Капаләт. Бир мәнбәгә бенаән, Коринтлиқларға 2-хәт 1:22дә капаләт дәп тәрҗимә қилинған грек сөзи қанунлуқ һоқуқий вә сода-сетиқ ишлири билән бағлинишлиқ сөз-ибарә болуп, сетивалған бир нәрсә үчүн дәсләпки бир қисим һәқни яки закаләт (депозит), капаләт, кепил пулини алдин төләшни билдүриду. Шундақ әһвалда, шу нәрсигә нисбәтән һоқуқи болиду яки келишим күчигә егә болиду. Майланғанларға кәлсәк, Йәһва уларни муқәддәс роһ билән майлиғанда, келәчәктә күтүп турған мукапат үчүн капаләт бәргән болиду. Коринтлиқларға 2-хәт 5:1—5 айәтләрдә, бу мукапат чиримайдиған роһий тәнни өз ичигә алидиғанлиғи тәсвирләнгән. Бу мукапатқа йәнә өлмәс һаятқа еришиш соғиси кириду (Кор. 1-х. 15:48—54).
Һазирқи заман грек тилида, тойға вәдиләшкәндә селип қойған үзүк билән мунасивәтлик сөз-ибарә ишлитилгән. Бу кәлгүсидә Әйсаниң символлуқ мәнадики аяли болғучилар үчүн, наһайити мувапиқ бир тәмсил болған (Кор. 2-х. 11:2; Вәһ. 21:2, 9).
▪ Мөһүр. Қедимда мөһүр бир нәрсигә болған егилик һоқуқини көрситиш, қанунлуқ һоқуқини яки келишимни испатлаш үчүн имза сүпитидә ишлитилгән. Майланғанларға кәлсәк, Йәһва уларни Өзиниң мүлки сүпитидә муқәддәс роһ арқилиқ символлуқ мәнада мөһүрлигән яки тамға басқан (Әфәс. 1:13, 14). Бирақ бу мөһүрлиниш мәңгү давам қилмайду, бәлки бир киши садақәтмәнликни сақлап, өлүп кетиштин авал яки бүйүк апәт башлиништин бурун мөһүрлиниду (Әфәс. 4:30; Вәһ. 7:2—4).
w10 1.8. 23-б.
Сиз биләмсиз?
Әлчи Паул «тәнтәнилик меңиш» һәққидә язғанда, немә ейтқуси кәлгән?
▪ Паул: «Бизни Мәсиһ билән тәнтәнилик меңишта жүргүзүп һәм һәрқандақ җайда биз арқилиқ Өзи һәққидә хушпурақлиқ билимни таратқини үчүн Худаға тәшәккүр! Чүнки Худа үчүн биз — қутқузулуватқанлар һәм һалак болуватқанлар арисида Мәсиһниң татлиқ хушпуриғи, һалак болуватқанлар үчүн — өлүмдин чиқиватқан һәм өлүмгә апириватқан сесиқ пурақ, қутқузулуватқанлар үчүн — һаятлиқтин чиқиватқан һәм һаятлиққа апириватқан хушпурақ»,— дәп ейтқан (Коринтлиқларға 2-хәт 2:14—16).
Әлчи Паул мошу сөзләр билән римлиқларниң ғәлибә қазанғанлиғини тәбрикләш үчүн сәп түзүп меңиш адити барлиғи һәққидә көрсәтмәкчи болған еди. Бу тәбрикләш империяниң дүшмәнлирини йеңивалған қошунниң сәрдарини шәрәпләш үчүн өткүзүлгән. Шундақ тәбрикләштә римлиқлар олҗилар вә әсиргә чүшкәнләрни хәлиқкә көрсәткән. Ахирида, ғәлибә қазанған қошунниң сәрдари вә униң әскәрлириниң шан-шәрипи үчүн қурбанлиқ қилидиған топақларни көрсәткән. Шундақ тәнтәнилик сәп түзүп маңғандин кейин, римлиқлар топақларни қурбанлиққа әкелип, әсиргә чүшкәнләрниң көпинчисини өлтүргән еди.
Бир Муқәддәс китаптики қамуста бирлиригә һаят, башқилириға болса, өлүм билдүргән «Мәсиһниң татлиқ хушпуриғи» дегән охшитиш римлиқлардин чиққан адәт билән селиштурулған. Улар тәнтәнлик меңишта фимиамни көйдүргән. Бундақ хушпурақ ғәлибә қазинидиғанларға тәнтәнини, тутқунларға болса, уларни алдида күтүп турған өлүмини әскә селип турған.