«Һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» үчүн мәлумат мәнбәлири
6—12 май
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | КОРИНТЛИҚЛАРҒА 2-ХӘТ 4—6
Ваз кәчмәйли
w04 15.8. 25-б.,16, 17-абз.
Чарчисақму, бәл қоювәтмәймиз
16 Роһий җәһәттин сағламлиғимизға көңүл бөлүш интайин муһим. Йәһва билән йеқин мунасивәттә болсақ, җисманий җәһәттин һерип қалсақму, Униңға хизмәт қилиштин һәргиз чарчимаймиз. Йәһва һалидин кәткәнләргә күч бериду, мағдирсизларға У күч-қувәт берип, мустәһкәмләйду (Йәшая 40:28, 29). Бу сөзләрниң һәқ екәнлигигә көз йәткүзгән әлчи Паул мундақ дегән: «Җасаритимизни йоқатмаймиз. Тенимиз барғансири харап болсиму, роһимиз күндин-күнгә йеңиланмақта» (Коринтлиқларға 2-хәт 4:16).
17«Күндин-күнгә» дегән ибаригә диққәт ағдуруң. Бу Йәһва бизгә бериватқан ярдәмдин һәр күни пайдилиниш керәклигини көрситиду. Мәсилән, садақәтмәнлик билән 43 жил миссионерлиқ хизмитини қилған қериндаш бәзи вақитларда җисманий җәһәттин бәк чарчап кетәтти вә чүшкүнлүккә чүшәтти. Лекин бәл қоювәтмиди. У: «Мән әтигән турушни адәткә айландурдум, шуңа ишни башлаштин бурун дуа қилаттим вә Муқәддәс китапни оқаттим. Шу сәвәп, мән та мошу күнгичә бәрдашлиқ бериватимән»,— дәйду. Әгәр Худаға һәр күни дуа қилсақ вә Униң есил-пәзиләтлири билән бәргән вәдилири һәққидә мулаһизә қилсақ, шу вақитта Йәһва бизни қоллап-қувәтләйдиғанлиғиға ишинәләймиз.
it «Сәвир-тақәт»/«Қандақ сақлап қелиш керәк?», 2-абз.
Сәвир-тақәт
Шундақла, биз һәрдайим мәңгүлүк һаят үмүтигә көзүмизни тикишимиз муһим. Һәтта бизгә қарши чиққучиларниң қолида өлүп кәтсәкму, үмүтимизни үзмәймиз (Рм 5:4, 5; Сл1х 1:3; Вһ 2:10). Кәлгүсидә әмәлгә ашидиған үмүтимизни селтиштурсақ, һазир тартиватқан бу азап-оқубәтлиримиз таразида тохтимайду (Рм 8:18—25). Мәңгү һаятни көз алдимизға кәлтүргәндә, бүгүнки азап-оқубәтләр «вақитлиқ һәм йеник» (К2х 4:16—18). Азап-оқубәтләр вақитлиқ, буни әстә тутқан вә үмүтини йоқатмиған адәм, роһий җәһәттин чүшкүн болмайду һәм Худаға садақәтмәнликни сақлайду.
Роһий гөһәрләрни издәйли
w12 1.2. 28, 29-б.
«Йәһваниң үзидә тәбәссүм пәйда болсун»
Рәһбәрлик кеңәшниң әзаси Дэйвид Сплэйн Муқәддәс китапқа асасланған бу мавзудики нутуқни ейтқан (Коринтлиқларға 2-хәт 4:7). Бу айәттә тилға елинған ғәзнә немини билдүриду? Бу билимму яки даналиқму? Натиқ: «Яқ, бу нә билим, нә даналиқ әмәс, бәлки әлчи Паул ейтқан бу ғәзнә — һәқиқәтни җакалайдиған хизмәт»,— дәп җавап бәргән (Коринтлиқларға 2-хәт 4:1, 2, 5). Сплэйн бурадәр оқуғучиларниң алаһидә хизмәткә тәйяр болуш үчүн бәш ай билим алғанлиғини тәкитләп өткән. Бундақ алаһидә хизмәтни бәкму қәдирләш керәк.
Натиқ «сапал қачилар» у бизниң тенимизни билдүриду дәп чүшәндүргән. У алтун қача билән сапал қачини селиштурған. Алтун қача һәрдайим ишлитилмәйду. Әксичә, сапал қача болса, ишлитиш үчүн ясалған. Әгәр биз ғәзнини алтун қачиға салсақ, көпинчә кишиләр нәзәрини ғәзнигә әмәс, шу қачиға қаритиду. Сплэйн бурадәр давамлаштуруп: «Силәрчу, диққәтни өзүңларға ағдурушни халимайсиләр, шундақ әмәсму? Силәр, миссионерлар, адәмләрниң нәзәрини Йәһва Худаға ағдурушни халайсиләр, чүнки силәр аддий сапал қачилар»,— дәп ейтти.
w09 15.11. 21-б., 7-абз.
Қериндашлар ара меһир-муһәббәтни күчәйтиңлар
7 Биз өзүмиз қандақ қилалаймиз? Қериндашларға меһир-муһәббәтни көрситиштә, қандақ кәң қосақ болалаймиз? Адәмниң яш пәрқи яки ирқий келип чиқиши охшаш болса, тәбиийла бир-биригә йеқинлишиши мүмкин. Шундақла, охшаш қизиқиши бар адәмләр, вақитни дайим биргә өткүзиду. Лекин бәзибир етиқатдашлар билән охшаш қизиқишимиз болмиса, улардин жирақ болушимиз мүмкин, шуңа биз кәң қосақ болушмиз керәк. Өзүмизгә бирнәччә соал қояйли: «Мән өзүмниң йеқин дости дәп қаримиғанлар билән вәз хизмәткә чиқимәнму яки арилишимәнму? Ибадәт өйидә йеңидин җамаәт әзаси болған етиқатдаш мениң билән дост болуш үчүн, мениң ишәнчимгә еришиши керәк дәп қарап, униң билән арилишишқа чәк қойимәнму? Җамаәттә яшлар һәм яшанғанлар билән саламлишимәнму?»
13—19 май
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | КОРИНТЛИҚЛАРҒА 2-ХӘТ 7—10
Ярдәм бериш хизмитимиз
w98 1.11. 25-б., 2-абз.
«Худа хошаллиқ билән бәргүчини яхши көриду»
Дәсләптә Паул коринтлиқларға македонияликләрни мисал қилған. Улар муһтаҗ болғанларға ярдәм қолини сунған. Паул: «Улар бешидин өткүзгән мүшкүл күлпәтләр арқилиқ қаттиқ синалди. Шундақтиму, уларниң хошаллиғи толуп тешип, өзлириниң интайин кәмбәғәллигигә қаримай, қоли очуқлуқ вә мәртлик қилди»,— дәп ейтқан. Македонияликләр әскәртишкә муһтаҗ болмиған. Паул: «Мәсиһийләргә қилинидиған ярдәмгә өзлириниңму һәссә қошушини биздин өтүнүп сорашти»,— дегән. Македонияликләр гәрчә өзлири «интайин қаттиқ намрат әһвалда» болсиму, хошаллиқ билән көрсәткән мәртлиги бизни тәсирләндүриду (Коринтлиқларға 2-хәт 8:2—4).
kr 209-б., 1-абз.
«Ярдәм бериш хизмитимиз»
Б.м. 46-жили, Йәһудийәдә қаттиқ ачарчилиқ болған еди. Ашлиқниң баһаси һәддидин зиядә жуқури болуп кәткәч, Йәһудийәдики шагиртларниң азғина ашлиқ сетивелишқиму күчи йәтмигән. Улар ачарчилиқ түпәйли, өлүм еғизиға келип қалған еди. Амма көп өтмәй Йәһва уларға өзгичә йол билән ярдәм қолини сунған. Бурун һечбир мәсиһий бундақ ярдәмгә еришмигән еди. Ундақта, бу қандақ ярдәм?
kr 209, 210-б. 4—6-абз.
«Ярдәм бериш хизмитимиз»
4 Әлчи Паул Коринтлиқларға язған иккинчи хетидә, хизмәтниң икки тәрипини чүшәндүргән еди. Гәрчә, Паул бу хәтни майланғанларға язған болсиму, башқа қойларму буниңдин пайда алалайду (Йоһ. 10:16). Хизмитимизниң бир тәрипи — «яраштуруш хизмити», йәни вәз қилиш һәм тәлим бериш хизмити (Кор. 2-х. 5:18—20; Тим. 1-х. 2:3—6). Иккинчи тәрипи —«муқәддәсләргә тәйярланған» хизмити, йәни болупму, қийинчилиқ тартиватқан етиқатдашларға қилинидиған ярдәм (Кор. 2-х. 8:4). Бу «яраштуруш хизмити» вә «етиқатчиларға қилинидиған ярдәм» хизмити дегән ибариләрдә «хизмәт» сөзи һәр икки йәрдә грекчә диакони́а дәп тәрҗимә қилиниду. Бу немә үчүн муһим?
5 Һәр икки вәзийәттә бирла грек сөзини ишлитип, әлчи Паул қийинчилиқ тартиватқан етиқатдашларға ярдәм бериш хизмитини, җамаәттики башқа хизмәтләрниң бир қисми екәнлигини көрсәткән. Буниңдин бурун Паул: «Һәдийәләр хилму-хил болиду, лекин роһ бирла 5 хизмәтниң хилму-хил түрлири бар, лекин Һакимдар бирла... мошу һәммә һәрикәтләрни бирла роһ әмәлгә ашуриду»,— дәп язған (Кор. 1-х. 12:4—6, 11). Башқичә ейтқанда, Паул хизмәтниң һәрхил түрлирини «муқәддәс хизмәт» билән бағлиған (Рим. 12:1, 6—8). Шуңа, Паул «муқәддәсләрниң хизмитидә болушқа» ярдәм қолини созуш үчүн вақит чиқириш муһимлиғини һис қилған (Рим. 15:25, 26).
6 Паул коринтлиқларға немә үчүн қийинчилиқ тартиватқан етиқатдашларға ярдәм бериш, Йәһваға қилидиған хизмитимизниң муһим бир қисми екәнлигини көрүшкә ярдәм бәргән. Әнди Паулниң мулаһизисигә диққәт қаритайли. Мәсиһийләр қийинчилиқ тартиватқанларға ярдәм бериду, чүнки улар «Мәсиһ һәққидики хуш хәвәргә» қулақ салиду (Кор. 2-х. 9:13). Демәк, улар Әйсаниң тәлимлирини әмәлийәттә қоллинишни халиғанлиқтин, етиқатдашларға ярдәм бәргән. Йәһва қериндашларниң яхши ишлири арқилиқ, қийинчилиқ тартиватқанларға Өзиниң чәксиз меһир-шәпқитини көрсәткән (Кор. 2-х. 9:14; Пет. 1-х. 4:10). «Күзитиш мунари» 1975-жил, 1-декабрь санида, қийинчилиқ тартиватқанларға ярдәм бериш һәққидә: «Йәһва Худа вә Униң оғли Әйса Мәсиһниң бундақ хизмәтни бәк муһим орунға қойидиғанлиғиға һеч гуман қилмаң»,— дәп йезилған. Раст, қийинчилиқ тартиватқанларға ярдәм бериш — муқәддәс хизмитимизниң муһим бир қисми (Рим. 12:1, 7; Кор. 2-х. 8:7; Ибр. 13:16).
kr 196-б., 10-абз.
Падишалиқ ишлири үчүн хираҗәтләр қандақ топлиниду?
10 Биринчи, биз ихтиярий ианә беримиз, сәвәви Йәһва Худани яхши көримиз вә Униңға яқидиған ишларни қилишни халаймиз (Йоһ. 1-х. 3:22). Йәһва чин жүрәктин ианә бәргәнләрни яхши көриду. Һазир, мошу һәққидә Паул қандақ нәсиһәт бәргәнлигини мулаһизә қилайли (Коринтлиқларға 2-хәт 9:7ни оқуң). Һәқиқий мәсиһий ианисини мәҗбурий түрдә яки қийнилип әмәс, «жүригидә қандақ қарарға кәлгән[ни]» бериду. Башқичә ейтқанда, бу қериндаш башқиларниң немигә муһтаҗ екәнлигини вә шу муһтаҗлиқни қандақ қанаәтләндүрүш һәққидә ойланғандин кейин ианә бериду. Шундақ бәргүчини Йәһва Худа қәдирләйду, чүнки «Худа хошаллиқ билән бәргүчини яхши көриду». Муқәддәс китапниң башқа бир тәрҗимисидә: «Худа хошаллиқ билән бәргүчиләрдин хурсән болиду»,— дәп йезилған.
Роһий гөһәрләрни издәйли
w16.01 12-б., 2-абз.
Худаниң тил билән тәсвирлигүсиз һәдийәсини қәдирләң
2 Әлчи Паул Әйса Мәсиһниң мукәммәл қурбанлиғи арқилиқ Худаниң һәммә вәдилири әмәлгә ашидиғанлиғини билгән (Коринтлиқларға 2-хәт 1:20ни оқуң). Демәк, тил билән тәсвирлигүсиз һәдийә — Йәһваниң адәмләр үчүн қиливатқан яхшилиқлири вә Әйсаниң қурбанлиғи арқилиқ көрсәткән садиқ меһир-муһәббитини өз ичигә алиду. Бу тәңдашсиз һәдийә кишини бәкму һәйран қалдуриду, буни инсан тил билән ипадиләшкә аҗиз келиду. 2016 жил, 23 март, чаршәнбә күни болидиған Әйсаниң өлүмини хатириләш һарписида шу һәдийә һәққидә мулаһизә қилиш бизни немә ишқа дәвәт қилиду?
g99 8.7. 20, 21-абз.
Махтиниш хатаму?
Грек Язмиларда кауха́омай пеил «мәғрурлуқ, пәхирлиниш вә махтиниш» дәп тәрҗимә қилиниду. Бу пеил иҗабий һәм сәлбий мәнада қоллинилған. Паул мисал кәлтүрүп мундақ деди: «Худаниң шан-шәрипигә болған үмүтимиздә шат-хорам болайли [пәхирлинәйли]». Кейин у бизгә: «Амма махтанған киши, Йәһвада махтансун»,— дәп нәсиһәт бериду (Римлиқларға 5:2; Коринтлиқларға 2-хәт 10:17). Бу дегәнлик, биз Худайимизниң Йәһва екәнлигидин махтинимиз. Бу һиссият бизни Худаниң муқәддәс исми вә нам-абройи үчүн пәхирлинишкә дәвәт қилиду.
20—26 май
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | КОРИНТЛИҚЛАРҒА 2-ХӘТ 11—13
Тенимгә санчилған тикән
w08 15.6. 3-б., 3-абз.
Аҗизлиғиңизға қаримай күчлүк болуң
Худаниң йәнә бир садиқ хизмәтчиси Паул Худадин тенидики тикәнни, йәни уни давамлиқ түрдә қийнаватқан бир синақни, йоқ қилишни сориған. Әлчи Паул буни Худадин үч қетим өтүнүп сориған. Бу синақ қандақ болушидин қәтъийнәзәр, у худди бир тикәнгә охшаш Паулни азаплиған, шуңа у Йәһваға қилған хизмитидә хошаллиғидин айрилған. Паул уни бирси качитиға уриватқанға охшатқан. Йәһва униңға: «Мениң мол меһирлигим саңа йетәрлик, чүнки Мениң күч-қудритим аҗизлиқта мукәммәллишиду»,— дәп җавап бәргән. Йәһва униң тенидики тикәнни елип ташлимиған. Паулға бу тенидики тикән билән яшаватқиниға шүкүр қилиш керәк еди, лекин у: «күч-қудритим аҗизлиқта мукәммәллишиду»,— дәп қошти (Кор. 2-х. 12:7—10). Бу сөзләр немини билдүриду?
w06 15.12. 24-б., 17, 18-абз.
Йәһва Худа «муқәддәс роһни сориғанларға бериду»
17 Йәһва Паулниң дуасиға мундақ дәп җавап бәргән «Меһир-шәпқитим саңа йетәрлик; Мениң күч-қудритим аҗиз чағлириңда толуқ ипадилиниду». Буниңдин көрүвалалаймиз, Йәһва Худа күч-қудритини аҗизлиқларда мукәммәл ипадиләйду. Шу сәвәптин Паул: «Һаятимда Әйса Мәсиһниң қудрити [чедирдәк үстүмдә] ипадиләнсун дәп, аҗизлиқлиримдин хурсәнлик билән махтинимән»,— дәп ейтқан (Коринтлиқларға 2-хәт 12:9; Зәбур 147:5). Демәк, Худаниң қудрәтлик күчи чедирға охшаш, әлчи Паулни Әйса Мәсиһ арқилиқ қоғдиған. Бүгүнки күндә Йәһва бизниң дуалиримизғиму шуниңға охшаш җавап бериду. Худа Өз хизмәтчилиригә чедирға охшаш панаһгаһ болиду.
18 Әлвәттә, чедир ямғур билән шамални тохтиталмайду. Амма, шундақ начар һава райида чедирда бизгә далда җай болиду. Чедирға охшаш «Мәсиһниң қудрити» бизни синақлардин вә қийинчилиқлардин қутулдуруп қалмайду. Бирақ, «Мәсиһниң қудрити» бизни роһий җәһәттин, бу рәзил дунияниң тәсиридин вә Шәйтанниң һуҗумлиридин һимайә қилиду (Вәһий 7:9, 15, 16). Шуңа, һәтта сиз қийин бир синақтин қутулуш үчүн һәрикәт қиливатқанлиғиңизни Йәһваниң билидиғанлиғиға вә У қилған налә-пәрядиңизни аңлап җавап беридиғанлиғиға ишәнчиңиз камил болсун (Йәшая 30:19; Коринтлиқларға 2-хәт 1:3, 4). Әлчи Паул: «Худа садиқтур вә У силәрниң күчүңлардин артуқ аздурулушуңларға йол қоймайду, бәлки аздурулуш вақтида силәр көтирәлишиңлар үчүн, чиқиш йолини бериду»,— дәп язған (Коринтлиқларға 1-хәт 10:13; Филипиликләргә 4:6, 7).
«У һалидин кәткәнләргә қудрәт бериду»
8 Йәшая 40:30ни оқуң. Қолумиздин көп нәрсә кәлсиму, күчимиз чәкләнгән. Буни һәммимиз етирап қилишимиз керәк. Әлчи Паул көп нәрсә қилишқа қабилийәтлик болған, бирақ халиғанниң һәммисини қилалмиған. У Йәһваға ич-бағрини төккәндә, Йәһва униңға: «Мениң күч-қудритим аҗизлиқта мукәммәллишиду»,— деди. Паул Йәһваниң немә демәкчи болғанлиғини чүшәнгәнликтин: «Мән аҗиз вақтимда күчлүкмән»,— дәп ейтқан (Коринтлиқларға 2-хәт 12:7—10). Паул немини нәзәрдә тутқан?
9 Паул өз күчи билән қилалайдиған нәрсиләрниң чәклик екәнлигини чүшәнгән. Шуңлашқа у өзидин қудрәтлигирәк бирсиниң ярдимигә муһтаҗ болған. Худаниң муқәддәс роһи Паулға аҗизлишип қалған чағда күч берәләтти. Буниңдин ташқири, муқәддәс роһ Паулға һәтта өз күчи билән қилалмайдиған ишларни атқурушқа күч-қудрәт әта қилалатти. Бизниң вәзийитимиздиму дәл шундақ. Йәһва бизгә муқәддәс роһини бәргәндә, биз һәқиқәтән күчлүк болумиз!
Роһий гөһәрләрни издәйли
Оқурмәнләрниң соаллири
Еһтимал, әлчи Паул Коринтлиқларға 2-хәт 12:2-айәттә тилға алған «үчинчи асман», Петрусниң 2-хети 3:13-айәттики «йеңи асман» Әйса Мәсиһ вә 144000 майланған шагиртлири һөкүмранлиқ жүргүзидиған Мәсиһниң Падишалиғини билдүрүши мүмкин.
Паул «үчинчи асман» дәп тилға алғанда, «үчинчи» сөзини ишлитип, Мәсиһ Падишалиғиниң башқа һәрқандақ һөкүмәтләргә қариғанда, әң жуқури һөкүмранлиқ орнида екәнлигини тәкитлимәкчи болған.
Паул вәһийдә елип кетилгән «җәннәт» монуларни билдүрүши мүмкин: 1) дәсләптә инсанларниң маканиға охшаш, кәлгүсидә йәр йүзидики болидиған җәннәт; 2) һазирқиға қариғанда техиму кәң даиридә болидиған Худа хәлқи арисидики роһий җәннәт; 3) асманда болидиған «Худаниң җәннити». Демәк, Йеңи дунияда йәр йүзидики җәннәт, роһий җәннәт вә Худаниң асмандики җәннити бир вақитта мәвҗут болиду.
it «Сөйүш»/«Муқәддәс сөйүш»
Сөйүш
«Муқәддәс сөйүш». Мәсиһниң дәсләпки әгәшкүчилириниң арисида «муқәддәс сөйүш» билән өз ара саламлишиш яки «меһир-муһәббәтлик сөйүш» билән саламлишиш адити болған (Рм 16:16; К1х 16:20; К2х 13:12; Сл1х 5:26; Пт1х 5:14). Шу мәсиһийләрниң саламлишиш усули қедимки ибранийларниң бир бири билән сөйүшүп, саламлишиш усули билән охшаш болған. Гәрчә Муқәддәс китапта буни тәпсилий тилға алмиған болсиму, «муқәддәс сөйүш» вә «меһир-муһәббәтлик сөйүш» етиқатчиларниң арисидики достанә меһир-муһәббәт вә инақ-иттипақ кәйпиятни ениқ ипадиләп көрситип бериду (Йоһ 13:34, 35).
27-май—2-июнь
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ГАЛАТИЛИҚЛАРҒА 1—3
«Мән униңға қарши турдум»
Адаләтликкә Йәһва Худа қариғандәк қарамсиз?
16 Галатилиқларға 2:11—14ни оқуң. Петрус адәмләрдин қорқуш тузиғиға чүшүп қалди (Пәнд-нәсиһәтләр 29:25). У Йәһваниң йәһудий әмәсләргә тегишлик көзқаришини яхши билгән. Шундақ болсиму, Йерусалимдин кәлгән йәһудий мәсиһийләр улар билән арилашқанлиғини көрсә, у һәққидә яман ойда болиду дәп қорққан. Шуңа әлчи Паул Петрусқа униң иккиүзлүк екәнлигини ейтти. Немишкә? Сәвәви б.м. 49-жили Йерусалимдики учришишта Паул Петрусниң ят хәлиқтин чиққанларни яқлиғанлиғини өз қулиғи билән аңлиған (Әлчиләр 15:12; Галатилиқларға 2:13). Петрусқа рәнҗигән ят хәлиқтин чиққан мәсиһийләр бу адаләтсизликкә қандақ инкас қайтуратти? Улар үчүн бу путликашаң болуп қалдиму? Өткүзгән хаталиғи үчүн Петрус мәсъулийитидин айрилип қалдиму?
w13 15.3 5-б., 12-абз.
Йәһвани сөйгәнләр һечнемигә путлашмайду
12 Әлчи Петрус бәзи вақитларда адәмләрдин қорқуп, путлашқан болсиму, у Йәһва Худаға вә Әйсаға болған садиқлиғини сақлиған. Мәсилән, у Устазидин бир қетим әмәс, үч қетим танған (Луқа 22:54—62). Кейинирәк, Петрус хәтнә қилинған йәһудий мәсиһийләргә, йәһудий әмәс мәсиһийләргә қариғанда яхширақ муамилидә болған. Бирақ, Әлчи Паул җамаәттә шундақ җуқури төвән муамилидә болушқа рухсәт қилинмаслиқ керәклигини чүшәнгән. Шуңа, у Петрусниң натоғра һәрикити етиқатдашларға яман тәсир қилидиғанлиғини билип, униң қилған ишини үзигә селип, удул нәсиһәт бәргән (Гал. 2:11—14). Петрус тәкәббур болуп, һаятлиқ мусабиқисидин ваз кәчкәнму? Яқ. У Паулниң нәсиһити һәққидә чоңқур ойлинип, уни қобул қилған вә һаятлиқ мусабиқисидә жүгрәшни давамлаштурған.
Роһий гөһәрләрни издәйли
w14 15.9. 16-б., 20, 21-абз.
Қийинчилиқларға қаримай, Худаға садиқ хизмәт қилиңлар
20 Йошурун һуҗумларға дуч кәлгәндә немә қилиш керәк? Мәсилән, үмүтсизлиниш һис-туйғулириға қандақ қарши туралаймиз? Буниң әң яхши бир усули — төләм тоғрисида чоңқур мулаһизә қилиш. Әлчи Паул дәл шундақ қилған еди. Бәзи вақитларда у өзини бечарә һис қилған. Бирақ, у Әйса Мәсиһ мукәммәл инсанлар үчүн әмәс, гунакарлар үчүн өлгәнлигини билгән. Паулму бир гунакар киши еди. У: «Өзини мениң үчүн бәргән Худаниң Оғлиға болған етиқатим билән яшаймән»,— дәп язған (Гал. 2:20). Дәрһәқиқәт, әлчи Паул төләм қурбанлиғиға ишәнгән. У Мәсиһниң төләм қурбанлиғидин пайда мәнпәәткә еришидиғанлиғини көрүп йетәлигән.
21 Шуниңға охшаш, Йәһваниң бәргән төләм қурбанлиғи шәхсән мән үчүн берилгән соға дәп һесаплисиңиз, сизгә көп пайда әкелиду. Бирақ, үмүтсизликтин дәрһалла қутулимән дәп ойлимаң. Бәлким, бәзибирлиримиз таки йеңи дуния кәлгичә давамлиқ йошурун һуҗумларға қарши турушимиз мүмкин. Есиңиздә болсун, ахирғичә бәрдашлиқ бәргәнләр мукапатқа еришиду. Биз Худа Падишалиғи течлиқни орнитидиған вә һәммә садақәтмән адәмләрни мукәммәлликкә қайта ериштүридиған тәнтәнилик күнгә қәдәм қоюш алдида туримиз. Гәрчә, көп қийинчилиқлиримиз болсиму, шу Падишалиққа киришкә қәтъий бәл бағлайли.
it «Галатилиқларға йезилған хәт»/«Ким үчүн йезилған?», 2-абз.
Галатилиқларға йезилған хәт
Паулниң «надан галатилиқлар» дегән сөзлири, пәқәт Галатия өлкисиниң шималда яшаватқан милләт кишилиригә қаритилған әмәс (Гл 3:1). Әксинчә, Паул җамаәтниң бәзи әзалирини әйиплигән, чүнки улар йәһудий динини тутқанларниң өзлиригә тәсир қилишиға йол бәргән. Улар Мәсиһкә ишинип һәққаний дәп атилидиған Йеңи әһдигә бойсунуш әмәс, бәлки Муса қануниға бойсунуп, һәққаний дәп атилишқа болидиғанлиғини испатлимақчи болған (Гл 2:15—3:14; 4:9, 10). «Галатия өлкисидики» җамаәтләрдә йәһудийлар һәм йәһудий әмәсләрму болған (Гл 1:2). Йәһудий әмәсләр, хәтнә қилинған вә хәтнә қилинмиған башқа хәлиқләрни, һәм шундақла кельт миллитидин чиққан адәмләрни өз ичигә алиду (Әлч 13:14, 43; 16:1; Гл 5:2). Шуңа, әлчи Паул уларниң һәммисини галатиялиқлар дәп атиған, чүнки улар шу өлкидә яшиған. Әлчи Паулниң хетиниң мәзмуни болса, өзи һечқачан берип бақмиған Галатия өлкисиниң шималда яшайдиған натонуш адәмләргә әмәс, бәлки шу өлкиниң җәнубидики тонуш болған етиқатдашлириға йезилғанлиғини дәлилләйду.