Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • th 13-дәрис, 16-б.
  • Әмәлий пайдисини ениқ көрситиш

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Әмәлий пайдисини ениқ көрситиш
  • Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
  • Охшаш мәлумат
  • Үнүмлүк кириш сөз
    Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
  • Қәлбкә тәсир қилғидәк сөзләш
    Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
  • Қизғинлиқни ипадиләш
    Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
  • Тиңшиғучиларни көпирәк мәлуматларға егә қилиш
    Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
Көпирәк мәлумат
Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
th 13-дәрис, 16-б.

13-ДӘРИС

Әмәлий пайдисини ениқ көрситиш

Кәлтүрүлгән айәт

Йәшая 48:17

АСАСИЙ МӘХСӘТ. Муһакимә қилинған бу мавзу билән тиңшиғучиларниң турмуши арисида қандақ бағлиниши барлиғини чүшинишигә ярдәм бериш. Йәнә уларниң үгәнгәнлирини қандақ әмәлий ишлитәләйдиғанлиғини көрситиш.

МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?

  • Тиңшиғучилар һәққидә ойлиниш. Тиңшиғучилар немә үчүн бу мәлуматқа муһтаҗ екәнлигини вә униңдин қандақ әмәлий пайдиға еришәләйдиғанлиғини ойлап көрүң.

  • Тиңшиғучиларниң үгәнгәнлирини қандақ әмәлий ишлитәләйдиғанлиғини көрситиш. Муһакимә башланғандила һәрбир тиңшиғучи «бу мән үчүн», дәп һис қилалиши керәк. Һәрбир муһим ой-пикирни оттуриға қоюп чүшәндүргәндә, уни қандақ әмәлий ишлитишкә болидиғанлиғини көрситиң. Бирақ умумлаштуруп чүшәндүрүштин сақлиниң.

    Әмәлий қоллинидиған ой-пикирләр

    Муқәддәс китап принциплирини чүшәндүрүватқанда, тиңшиғучиларға көңүл бөлүватқанлиғиңизни һәм улар билән охшаш һис-туйғуда болуватқанлиғиңизни уларға билдүрүш керәк. Мәхситимиз тиңшиғучиларни әйипкар һис қилдуруш әмәс, бәлки уларниң Худаға болған сөйгү-муһәббити вә иман-етиқадини күчәйтиш арқилиқ уларни тоғра иш қилалайдиғанлиғиға ишәндүрүш.

ВӘЗ ХИЗМИТИДӘ

Вәзгә чиқишқа тәйярланғанда, қайси йеңи хәвәр яки мавзу территорияңиздики адәмләрни қизиқтуруши мүмкинлиги һәққидә ойлинип көрүң. Вәз хизмитидә кишиләрниң қизиқишиға асасән қайси мавзуда сөз башлашни қарар қилиң. Кишиләрниң көңлидики ғәм-тәшвишлири вә қизиқишлирини биливелиш үчүн маһирлиқ билән соалларни қоюң. Улар җавап бәргәндә көңүл қоюп аңлиғач, сөһбитиңизни қайси йөнилиштә давамлаштурушқа болидиғанлиғини бәлгүләң.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш