9-ДӘРИС
Көрүш сезимигә тәсир қилидиған материалларни ишлитиш
Яритилиш 15:5
АСАСИЙ МӘХСӘТ. Муһим ой-пикирни техиму ениқ йорутуп бериш үчүн көрүш сезимигә тәсир қилидиған материалларни ишлитиш.
МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?
Яхширақ тәлим бериш үчүн көрситидиған материалларни таллаш. Сүрәтләр, схемилар, хәритиләр, вақит җәдвәллири яки башқа көзгә көрүнидиған материалларни ишлитип, ушшақ тәпсилатларни әмәс, муһим ой-пикирни ениқ көрситип бериң. Тиңшиғучиларниң пәқәт көргән материалларнила әмәс, әксичә ейтмақчи болған асасий ой-пикирни әстә сақлишиға ярдәм бериң.
Ишләтмәкчи болған материалларни тиңшиғучиларниң һәммисигә ениқ көрситиш. Мәсилән, сәһнидин бир сүрәтни көрсәтсиңиз, һәммиси көрәлигидәк чоңлуқта болсун.