13-нахша
Миннәтдарлиқ дуаси
1. Аләм Егиси, шәпқәтлик Худа,
Чин дилдин оқай мәдһийә Саңа.
Дуа-тилавәт аңлиғучи — Сән,
Сениң ғәмхорлуғиңға муһтаҗмән.
Биз гунакар, бәкму аҗиз инсан.
Әпу қил, Худа, Сән кәчүрүмчан.
Биз Оғлуң төккән қанға асасән
Алдиңға кәлдуқ, тәлим бәргәйсән.
2. Шунчә бәхитлик Сән таллиғанлар,
Улар Сениңдин рәһбәрлик алар.
Тәлим бәр, Йолбашчи болғин маңа,
Шүкүр ейтай ибадәт җайиңда!
Ниҗаткар Рәббим, күчүң бәк һәйвәт,
Чиң турай иманда, бәр җасарәт!
Шаһлиғиңни, Худа, мәдһийиләй,
Йәр-җаһанға хуш хәвәр йәткүзәй.
3. Әй, Худа, йәр-җаһан шатлиқ қилғай,
Барчә җай һәқ ибадәткә толғай.
Пәзиләт таҗиң, Шаһлиғиң келәр,
Ағриқ, өлүм, көз-яшни түгитәр.
Рәзилликләрни Оғлуң йоқ қилар,
«Мол бәрикәт!»— дәп һәммә тәң ейтар.
Тәнтәнә билән ейтимиз нахша:
«Улуқ Егимиз, падиша Йәһва!»
(Шундақла Зәб. 65:2, 4, 11; Флп. 4:6ни қараң.)