51-нахша
Йепиш чиң Йәһваға
1. Йәһва — Алий һөкүмран, лайиқ шан-шәрәпкә,
Адил муамилә қилар барчә милләткә.
Униң вәдиси — қуруқ гәп әмәс әсла.
Садақәтмән бол вә йепиш чиң Йәһваға,
Мәңгү итаәт қил Падишалиғиға!
2. Һәқиқәт, адаләт — Худа тәхтиниң һули.
Шан-шәрәп қаплиған Йәһва турған шу җайни.
Мөмүнләр тиңшайду, тәклип қилса Худа.
Алий һөкүмран У, йепиш чиң Йәһваға,
Һөрмәт вә ибадәт хас пәқәт Униңға!
3. Асманлар сиғдуралмас һәйвәтлик Худани.
Һечқандақ дүшмән чиқалмас Униңға қарши.
Әмәлгә ашурар вәдисини Худа.
Мәңгү ишәнч бағла, йепиш чиң Йәһваға,
Униң хизмитигә өзүңни беғишла!
(Шундақла Қ. шәр. 4:4; 30:20; Пад. 2-яз. 18:6; Зәб. 89:14ни қараң.)