34-ДӘРИС
Йәһва Худаға болған меһир-муһәббитимизни қандақ көрситәләймиз?
Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни башлиғандин бу ян өзүңизни Худаға йеқин һис қилдиңизму? Униң билән болған достлуқ мунасивитиңизни күчәйтишни халамсиз? Әгәр шундақ болса, есиңиздә болсунки, сизниң Худаға болған сөйгү-муһәббитиңиз күчәйгәнсири, Уму сизни техиму яхши көриду вә ғәмхорлуқ қилиду. Ундақта, сиз Худани сөйидиғанлиғиңизни қандақ көрситәләйсиз?
1. Яратқучи Йәһваға болған сөйгү-муһәббитимизни қандақ көрситиләймиз?
Биз Йәһва Худаниң әмирлиригә бойсунуш арқилиқ Униңға болған сөйгүмизни көрситимиз (Йоһанниң 1-хети 5:3ни оқуң). У һечкимни Өзигә бойсунушқа мәҗбурлимайду. Әксичә, У һәрбиримизгә таллаш әркинлигини бәргән. Немә үчүн? Чүнки Йәһва Униңға чин дилимиздин бойсунушимизни халайду (Римлиқларға 6:17). Башқичә ейтқанда, У бизниң мәҗбурий әмәс, бәлки Уни яхши көргәнлигимиз үчүн, Униңға итаәтчан болушимизни үмүт қилиду. Бу китапниң 3, 4-қисимлири Тәңри Йәһва яқтуридиған ишларни қилиш вә У яқтурмайдиған нәрсиләрдин жирақ туруш арқилиқ Униңға болған сөйгүмизни көрситишимизгә ярдәм бериш мәхситидә йезилған.
2. Немә үчүн Йәһва Худаға болған меһир-муһәббитимизни көрситиш қийин болуши мүмкин?
«Адилларниң көп һәсрәтлири бар» (Зәбур 34:19). Һәммимиз намукәммәллигимиз билән күрәш қилимиз. Йәнә ихтисадий қийинчилиқ, адаләтсизлик вә башқа қийинчилиқларға дуч келишимиз мүмкин. Биз қийин әһвалға дуч кәлгәндә, Йәһва Худаниң дегини бойичә қилиш қийин, амма өзүмизниң ой-пикри бойичә қилиш асандәк билиниши мүмкин. Бирақ сиз Яратқучи Йәһваниң тәләп қилғанлирини садақәтмәнлик билән орунлисиңиз, Уни һәрқандақ нәрсидин көпирәк яхши көридиғанлиғиңизни көрситисиз. Өзүңизниң Униңға садиқ екәнлигини испатлайсиз, өз новитидә Уму сизгә садиқ болиду. У һәргиз сизни ташлимайду (Зәбур 4:3ни оқуң).
ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ
Немә үчүн Йәһва Худаға бойсунушиңизниң муһимлиғини вә Униңға болған садақәтмәнлигиңизни сақлашқа немә ярдәм беридиғанлиғини биливелиң.
3. Сиз биләнму бағлинишлиқ бир мәсилә
Муқәддәс китапни оқуғинимизда, Шәйтан Аюп пәйғәмбәрниңла әмәс, бәлки Тәңри Йәһваға хизмәт қилишни халиғанларниң һәммисиниң нийәт-мәхсәтлиридин гуманланған. Аюп 1:1, 6—2:10ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:
Шәйтанниң сөзлиригә асасланғанда, Аюп немә үчүн Яратқучи Йәһваға бойсунған? (Аюп 1:9—11 айәтләрни көрүң.)
Шәйтан барлиқ инсанларни вә сизни қандақ әйиплигән? (Аюп 2:4-айәтни көрүң.)
Аюп 27:5ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:
Аюп Йәһва Худани чин қәлбидин яхши көргәнлигини қандақ испатлиған?
Аюп Йәһваға садақәтмәнлигини сақлап, сөйгү-муһәббитини испатлиған
Биз Йәһваға болған садақәтмәнлигимизни сақлаш арқилиқ Униңға болған сөйгү-муһәббитимизни испатлаймиз
4. Яратқучи Йәһваниң көңлини хурсән қилиң
Пәнд-нәсиһәтләр 27:11ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:
Сиз даналиқ билән йол тутуп, Йәһва Худаға бойсунсиңиз, У қандақ һис-туйғуда болиду? Немә үчүн?
5. Сиз Тәңри Йәһваға садиқ болалайсиз
Йәһва Худаға болған сөйгү-муһәббитимиз бизни башқиларға У һәққидә ейтишқа дәвәт қилиду. Униңға болған садақәтмәнлигимиз бизни қийин әһвалдиму шундақ қилишқа үндәйду. ВИДЕОНИ көрүң, кейин төвәндики соаллар үстидә ойлинип көрүң.
Сиз башқиларға Йәһва Худа һәққидә ейтип бериштин қорққанму?
Көргән видеода Грейсонға қорқунучни йеңишкә немә ярдәм бәргән?
Биз Йәһва Худа яхши көргән нәрсини яхши көрүп, У өч көргән нәрсини өч көрсәк, Униңға садақәтмәнликни сақлишимиз асанирақ болиду. Зәбур 97:10ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:
Үгәнгәнлириңизгә асасланғанда, Йәһва немини яхши көриду вә немигә өч?
Яхши нәрсиләрни сөйүп, яманлиқни өч көрүшни қандақ үгинәләйсиз?
6. Йәһва Худаға бойсунсақ, пайдисини көрүмиз
Тәңри Йәһваға бойсунуш — биз үчүн һемишәм әң яхши таллаштур. Йәшая 48:17, 18ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:
Яратқучи Йәһваниң биз үчүн неминиң пайдилиқ екәнлигини билидиғанлиғиға ишинәмсиз? Немә үчүн?
Һазирғичә Муқәддәс китап вә һәқ Худа Йәһва һәққидә үгиниш сизгә қандақ ярдәм бәрди?
БӘЗИЛӘР МУНДАҚ ДӘЙДУ: «Соваплиқ ишларни қилсам, Худа хурсән болиду».
Қилған иш-һәрикәтлиримиз Йәһвани хурсән яки хапа қилидиғанлиғини көрситиш үчүн қайси айәтни қоллиналайсиз?
ХУЛАСӘ
Сиз Йәһваға бойсунуш вә қийинчилиқларға қаримай садиқлиқни сақлаш арқилиқ Униңға болған меһир-муһәббитиңизни көрситәләйсиз.
Тәкрарлаш
Аюп пәйғәмбәрниң мисалидин немини үгәндиңиз?
Йәһва Худани чиң қәлбиңиздин яхши көридиғанлиғиңизни қандақ көрситәләйсиз?
Йәһваға болған садақәтмәнлигиңизни сақлашқа немә ярдәм бериду?
ИЗДИНИП КӨРҮҢ
Яратқучи Йәһваға вә җамаәткә садиқ болуш үчүн немә қилалайсиз?
Шәйтанниң инсанларни әйиплигәнлиги һәққидә көпирәк биливелиң.
«Аюп пәйғәмбәр һәққанийлиғини сақлиши» («Муқәддәс китаптики асасий мавзу», 6-бөлүм)
Кичик балиларму Йәһва Худани сөйидиғанлиғини көрситиш үчүн немә қилалайду?
Яшлар тәңдашлириниң бесимиға дуч кәлгәндә, Худаға болған садақәтмәнлигини қандақ сақлап қалалайду?