44-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
38-НАХША Жүкүңни Йәһваға ташла
Адаләтсизликкә қандақ көзқарашта болушимиз керәк?
«Яманлиқ билән мәғлуп болмаңлар, әксичә яманлиқни яхшилиқ билән йеңиңлар» (РИМ. 12:21).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Адаләтсизликкә дуч кәлгәндә вәзийәтни техиму еғирлаштурмай, униңға қандақ бәрдашлиқ берәләйдиғанлиғимизни қараштуримиз.
1, 2. Адаләтсизлик бизгә қандақ тәсир қилиду?
ӘЙСА бир тул аялниң сотчиға қайта-қайта берип, өзиниң мәсилисини адаләтлик билән һәл қилип беришни сориғанлиғи тоғрилиқ бир тәмсилни ейтип бәргән. Шу вақитта көплигән адәмләр адаләтсиз муамилигә дуч кәлгәнликтин, Әйсаниң шагиртлири тәмсилдики шу аялниң һис-туйғулирини яхши чүшәнгән еди (Луқа 18:1—5). Бизгиму шу аялниң һис-туйғулири тонуш, чүнки һәммимиз қачанду бир вақитта адаләтсизликкә дуч кәлгән едуқ.
2 Бүгүнки күндә дунияда камситиш, бесим қилиш, тәңсизлик кәң тарқалғанлиқтин, адаләтсизликкә дуч кәлгәндә, буниңға һәйран қалмаймиз (Вәз 5:8). Бирақ бурадәр-қериндашлар бизгә адаләтсизлик қилғанда етиқатдашлардин қаттиқ көңлүмиз қелиши мүмкин. Чүнки улар бизгә адаләтсизлик қилиду дәп күтмәймиз. Әлвәттә, етиқатдашлиримиз бизгә дүшмән әмәс вә улар бизгә әтәй зиян кәлтүрүшни халимайду. Бирақ етиқатдашлиримиз намукәммәл болғачқа, шундақ ишлар йүз берип туриду. Әйсаниң дүшмәнлири униңға яман муамилә қилғанда, қандақ инкас қайтурғанлиғидин көп нәрсиләргә үгинәләймиз. Әгәр биз дүшмәнлиримизгә сәвир-тақәт көрсәтсәк, етиқатдашлиримизға техиму чидамлиқ болушимиз керәк. Биз мошу дунияда яки җамаәттә адаләтсизликкә дуч кәлсәк, Йәһва қандақ һис-туйғуда болиду? У буниңға бепәрвалиқ билән қарамду?
3. Биз адаләтсизликкә дуч кәлгәндә Йәһва қандақ һис-туйғуда болиду вә биз буни қәйәрдин билимиз?
3 Йәһва бизниң адаләтсизликкә дуч келишимизни халимайду. Биз буни қәйәрдин билимиз? Муқәддәс китапта «Йәһва Худа адаләтликни яхши көриду» дәп йезилған (Зәб. 37:28). Әйсаму вақит-саати кәлгәндә Йәһва Худа адиллиқни тикләйдиғанлиғини ейтқан (Луқа 18:7, 8). Пат арида Худа һәммә азаплиримизни йоқ қилиду вә биз һечқачан адаләтсизликниң дәрдини тартмайдиған болумиз (Зәб. 72:1, 2).
4. Бүгүнки күндә Йәһва Худа бизгә қандақ ярдәм бериду?
4 Шу заман кәлгичә, Йәһва бизгә адаләтсизликкә бәрдашлиқ беришкә ярдәм бериватиду (Пет. 2-х. 3:13). Мәсилән, биз яман муамилигә дуч кәлсәк, У бизни ахмақлиқ иш-һәрикәт қилиштин сақлайдиған мәслиһәтләрни бериду. Йәнә адаләтсизликкә бәрдашлиқ бәргән Әйса Мәсиһниң мукәммәл үлгиси бар. Биз униңдин көп нәрсиләрни үгинәләймиз. Буниңдин башқа, адаләтсизликкә бәрдашлиқ беришкә ярдәм беридиған әмәлий мәслиһәтләрни Муқәддәс китаптин тапалаймиз.
АДАЛӘТСИЗЛИККӘ ТОҒРА ИНКАС ҚАЙТУРУҢ
5. Адаләтсизликкә инкас қайтурғанда немишкә пәхәс болушимиз керәк?
5 Адаләтсизликкә дуч кәлгәндә, бизгә интайин еғир болуши мүмкин (Вәз 7:7). Аюп вә Һабаккукқа охшаш Худаниң садиқ хизмәтчилири шундақ һис-туйғуда болған (Аюп 6:2, 3; Һаб. 1:1—3). Әлвәттә, өзүмизни шундақ һис қилиш тәбиий нәрсә. Шундақ болсиму, ахмақлиқ иш қилип қоймаслиғимиз үчүн адаләтсизликкә қандақ инкас қайтурудиғанлиғимизға пәхәс болушимиз керәк.
6. Абшаломниң мисали бизни немигә үгитиду? (Рәсимгиму қараң.)
6 Бирси бизгә яки йеқинимизға яман муамилә қилса, бизму униңға шундақ муамилә қилишни халишимиз мүмкин. Әгәр биз шундақ қилсақ, бу униңдинму көп чатақларни туғдуруши еһтимал. Давут падишаниң оғли Абшаломниң мисалини көрүп бақайли. Амнон униң сиңлиси Тамарниң номусиға тәккәндә, Абшалом қаттиқ ғәзәпләнди. Тәврат қануни бойичә Амнон өлүмгә лайиқ еди (Лав. 20:17). Абшаломниң аччиқланғини орунлуқ болсиму, Амнонни өлтүрүшкә һечқандақ һоқуқи болмиған (Сам. 2-яз. 13:20—23, 28, 29).
Амнон Тамарниң номусиға тәккәндә, Абшалом ғәзивини туталмиди (6-абзацқа қараң)
7. Адаләтсизликни көргән Зәбур язғучиси авал қандақ ойда болған?
7 Рәзил адәмләр җазасиз қалғандәк көрүнгәндә, Худаниң қанунлириға мас яшашниң пайдиси барму дәп гуман қилишимиз мүмкин. Зәбур язғучиси һәққанийларниң зулум адәмләр тәрипидин җапа тартиватқанлиғини көргән. Амма шу зулум адәмләр һечқандақ җапа тартмай хошал-хорам һаят кәчүргән. У: «Мана мошундақ рәзилләр ғәмсиз яшайду», — дәп ейтқан (Зәб. 73:12). Шундақ наһәқликни көрүп, униң шунчилик көңли қалғанки, Йәһва Худаға ибадәт қилишниң пайдиси йоқ дәп ойлиған. У мундақ дегән: «Мән буни мулаһизә қилишқа тириштим, Лекин буни чүшиниш интайин қийин болди» (Зәб. 73:14, 16). Шундақ болсиму, у мундақ дәп етирап қилди: «Мән болсам. . . аяқлирим дурус йолдин чиқип кәткили тас қалди, тапанлирим тейилип кетәйла деди» (Зәб. 73:2). Әнди шуниңға охшаш һис-туйғуда болған Альберто исимлиқ бурадәрниң мисалини көрүп бақайли.
8. Бир бурадәргә адаләтсизлик қандақ тәсир қилди?
8 Бир күни бәзи бурадәрләр ианә сандуғидин пул оғрилиди дәп Альберто бурадәрни ялған әйиплиди. Нәтиҗидә у җамаәттики вәзиписидин вә мошу вәзийәтни билгән җамаәттики етиқатдашларниң иззәт-һөрмитидин айрилди. У шу күнләрни әсләп мундақ деди: «Мән аччиқ һәсрәт чәктим. Хапа болуп, қаттиқ көңлүм қалди». Альберто шу қәдәр хапа болдики, бәш жил җамаәт учришишлириға бармиди. Мошу мисал шуни ениқ көрситидуки, әгәр биз адаләтсизликкә дуч кәлгәндә аччиғимизға пәс келәлмисәк, униң ақивети ечинишлиқ әһвалға елип келиши мүмкин.
АДАЛӘТСИЗЛИККӘ ӘЙСА МӘСИҺТӘК ТӘҚАБИЛ ТУРУҢ
9. Әйса Мәсиһ қандақ адаләтсизликкә дуч кәлгән? (Рәсимгиму қараң.)
9 Әйса адаләтсизликкә тәқабил турушниң әң яхши үлгисини көрсәтти. У өй ичидикилири вә башқа адәмләрдин адаләтсизлик көргән. Мәсилән, һәқиқәтни қобул қилмиған йеқинлири уни есидин адишип қапту дегән. Диний рәһбәрләр болса, Әйса Мәсиһниң җинлар билән алақиси бар дәп яла япқан. Ахири Рим әскәрлири уни мәсхирә қилип, хорлап, өлтүрүвәткән (Марк 3:21, 22; 14:55; 15:16—20, 35—37). Әйса мошу адаләтсизликләрниң һәммисигә тәқабил туруп, яманлиққа яманлиқ билән җавап қайтурмиған. Буниңдин биз немигә үгинимиз?
Әйса Мәсиһ адаләтсизликкә бәрдашлиқ беришниң әң яхши үлгисини көрсәтти (9, 10-абзацларға қараң)
10. Әйса Мәсиһ адаләтсизликкә қандақ тәқабил турди? (Петрусниң 1-хети 2:21—23)
10 Петрусниң 1-хети 2:21—23ни оқуңa. Әйса адаләтсизликкә дуч кәлгәндә, тәқабил турушниң әң яхши үлгисини көрсәткән. У қайси вақитта сөзләп, қайси вақитта сөзлимәй туруш керәклигини яхши билгән (Мәт. 26:62—64). У өзигә қарита ейтилған һәрбир төһмәт сөзләргә җавап бәрмигән (Мәт. 11:19). Җавап бәргән һалдиму һақарәтлимәй, һечкимни қорқутмиған. У «өзини адил Һөкүмранниң қолиға тапшурғанлиқтин», сәвир-тақәтлик болған. Әйса Атиси Йәһва һәммини көрүп туридиғанлиғини вә вақит-саати кәлгәндә адаләтликни орнитидиғанлиғиға ишәнчлик болған.
11. Қандақ вәзийәтләрдә гәп-сөзлиримизгә диққәтчан болушимиз керәк? (Рәсимләргиму қараң.)
11 Биз адаләтсизликкә дуч кәлгәндә, ейтқан сөзлиримизгә пәхәс болсақ, Әйса Мәсиһни тәқлит қилған болимиз. Әгәр бу анчә муһим мәсилә болмиса, бир нәрсә ейтишниң һаҗити йоқ. Яки биз мәсилини техиму қийинлаштурмаслиқ үчүн гәп қилмай тинч турғинимиз ақиланә болиду (Вәз 3:7; Яқуп 1:19, 20). Бәзи чағларда адаләтсизликкә дуч кәлгән бирсини яки өзүмизниң ишәнчимизни қоғдаш керәк болғанда җим турмаслиғимиз лазим (Әлч. 6:1, 2). Гәп қилиш пурсити кәлгәндә, мулайимлиқ вә чоңқур һөрмәт көрситип, сөзлишимиз керәк (Пет. 1-х. 3:15)b.
Биз адаләтсизликкә дуч кәлгәндә, Әйса Мәсиһни үлгә қилип, қайси вақитта вә қандақ сөзләйдиғанлиғимизға диққәт болушимиз керәк (11, 12-абзацларға қараң)
12. Дуч кәлгән мәсилини «адил Һөкүмранниң» қолиға қандақ тапшуралаймиз?
12 Әйса Мәсиһни тәқлит қилғумиз кәлсә, адаләтсизликкә дуч кәлгән мәсилини «адил Һөкүмранниң қолиға тапшуруш» зөрүр. Йәһва Худа һәммә вәзийәтни көрүп туридиғанлиғиға вә бу мәсилини өз вақтида һәл қилидиғанлиғиға гуман қилмайли. Шу вақитта адаләтсизликкә бәрдашлиқ берәләймиз. Әгәр һәммә мәсилини Йәһваниң қолиға тапшурсақ, узақ аччиқлинип адавәт сақлимаймиз. Узақ аччиқлинип, һәр қандақ сөзләрни көңлүмизгә йеқин алсақ, хошаллиғимизни жүтүрүп қоюшимиз мүмкин. Һәтта Йәһва Худа билән болған мунасивитимизгә зиян кәлтүрүши еһтимал (Зәб. 37:8).
13. Адаләтсизликкә тәқабил турушимизға немә ярдәм бериду?
13 Әлвәттә, биз Әйса Мәсиһкә йүз пайиз тәқлит қилалмаймиз. Гайида бир нәрсини ойланмай ейтип қоюп, тоғра иш қилмай, пушайман қилидиған вақитлиримиз болиду (Яқуп 3:2). Бәзибир вақитта башқиларниң бизгә қилған адаләтсизлиги қәлбимизгә яра селип, мошу дунияниң ахириғичә сақаймаслиғи мүмкин. Йәһва Худа сизниң қандақ һаләттә екәнлигиңизни чүшинидиғанлиғиға ишәнчлик болуң. Адаләтсизликниң дәрдини тартқан Әйса Мәсиһ сизниң һис-туйғулириңизни яхши чүшиниду (Ибр. 4:15, 16). Адаләтсизликкә тәқабил турушимиз үчүн Йәһва Худа бизгә пәқәтла Әйсаниң үлгисини әмәс, пайдилиқ мәслиһәтләрниму бәргән. Римлиқларға йезилған хәттә бизгә ярдәм беридиған икки айәтни қараштуруп көрәйли.
«ХУДАНИҢ ҒӘЗИВИГӘ ЙОЛ БЕРИҢЛАР»
14. «Худаниң ғәзивигә йол бериңлар» дегән сөзләр немини билдүриду? (Римлиқларға 12:19)
14 Римлиқларға 12:19ни оқуң. Әлчи Паул: «Өч алмаңлар, әксинчә Худаниң ғәзивигә йол бериңлар» — дегән. «Худаниң ғәзивигә йол бериш» дегинимиз адаләтликни қайси вақитта вә қандақ йол билән орнитишни Йәһва Худаға тапшурушни билдүриду. Адаләтсизликкә дуч кәлгән Джон исимлиқ бурадәр мундақ деди: «Қандақту бир хаталиқни өткүзүп қоймаслиқ үчүн маңа өз ғәзивимни бесишим керәк болди. Бу асан болмиди. Бирақ маңа Римлиқларға 12:19-айәттики сөзләр Йәһва Худани күтүшкә ярдәм бәрди».
15. Қийинчилиқлиримизни һәл қилиш үчүн немишкә Йәһва Худани күтишимиз керәк?
15 Мәсилини өз күчимиз билән һәл қилишниң орниға, Йәһва Худани күтсәк, буниң пайдилиқ екәнлигини чүшинимиз. Мәсилән, чүшкүнлүк вә үмүтсизлик һис-туйғулиридин қийиналмаймиз. Йәһва Худа бизгә ярдәм беришни халайду. У: «Мени күтүңлар, Мән адаләтликни әслигә кәлтүрүмән» —дәп вәдә бериду. Әгәр биз Йәһваниң «Мән қайтуримән» дегән сөзлиригә ишәнсәк, биз узақ вақит аччиқланмаймиз, чүнки У мәсилини әң тоғра йол билән һәл қилидиғанлиғини билимиз. Бу ой-пикир жуқурида тилға елинған Джон бурадәргә ярдәм бәрди. У мундақ дегән: «Әгәр мән Йәһва Худани күтсәм, бу мәсилини У мениңдинму яхши һәл қилиду».
«ЯМАНЛИҚНИ ЯХШИЛИҚ БИЛӘН ЙЕҢИҢЛАР»
16, 17. Дуа «яманлиқни яхшилиқ билән йеңишкә» қандақ ярдәм бериду? (Римлиқларға 12:21)
16 Римлиқларға 12:21ни оқуң. Паул мәсиһийләрни «яманлиқни яхшилиқ билән йеңиңлар» дәп дәвәт қилған. Әйса тағдики вәз нәсиһитидә мундақ дегән: «Лекин силәргә шуни ейтимәнки, давамлиқ дүшмәнлириңларни сөйүңлар. Силәргә зиянкәшлик қилғанлар үчүн дуа қилиңлар» (Мәт. 5:44, ЙД). Әйса Мәсиһниң өзи шундақ қилған. Рим әскәрлири Әйса Мәсиһни түврүккә миқлиғанда, униң тартқан азап-оқубәтлири һәққидә ойлинип бақайли. Башқилар униңға адаләтсиз муамилә қилғанда, һақарәтлигәндә, униң қанчилик азап чәккәнлигини һәтта көз алдимизға кәлтүрүп, толуқ чүшинәлмәймиз.
17 Бирақ Әйса Мәсиһ адаләтсизликни йеңип чиқти. У Атисидин «әскәрләрдин мениң өчүмни елип бәргинә» дәп сорашниң орниға, мундақ дәп дуа қилди: «Ата, уларни кәчүргин, чүнки улар немә қиливатқанлиғини билмәйватиду» (Луқа 23:34). Әгәр бизни рәнҗиткән адәмләр үчүн дуа қилсақ, биз аччиқланмаймиз вә тинч-хатирҗәмликкә егә болумиз. Шу чағда һәтта бизни рәнҗиткән адәмләргә болған көзқаришимиз өзгириши мүмкин.
18. Адаләтсизликкә дуч кәлгән Альберто вә Джон бурадәрләргә дуа қандақ ярдәм бәргән?
18 Бу мақалидики тилға елинған икки бурадәргә дуа ярдәм бәрди. Альберто мундақ дәйду: «Мени рәнҗиткән бурадәрләр үчүн дуа қилдим. Болған адаләтсизликкә ғәзивимни бесиш үчүн Йәһва Худадин бир нәччә қетим ярдәм соридим». Бәхиткә яриша Альберто қайтидин Йәһва Худаға садақәтмәнлик билән хизмәт қиливатиду. Джон мундақ дәйду: «Мениң көңлүмни ағритқан бурадәр үчүн көп дуа қилдим. Бу маңа аччиқланмаслиққа вә уни кәчүрүшкә ярдәм бәрди. Нәтиҗидә көңлүм арам тапти».
19. Бу дунияниң ахири кәлмигичә немә қилишни тохтатмаслиғимиз керәк? (Петрусниң 1-хети 3:8, 9)
19 Биз бу зулум дунияда яшаватқанлиқтин, адаләтсиз муамилигә дуч келишимиз мүмкин. Қандақла вәзийәтләр болмисун, Йәһва Худаға дуа қилишни тохтатмайли. Әйса Мәсиһтин үлгә елип, адаләтсизликкә тоғра инкас қайтурайли вә Муқәддәс китаптики принципларни қоллинишни тохтатмайли. Шу чағда Йәһва Худа бизни бәрикәтләйду (Петрусниң 1-хети 3:8, 9ни оқуң).
23-НАХША Йәһва — бизниң күчимиз
a Петрус өзиниң биринчи хетиниң 2 вә 3-баплирида таш жүрәк ғоҗайинидин яки қериндашлиримизниң Йәһва Худаға ишәнмәйдиған әрлиридин адаләтсизликкә дуч кәлгән биринчи әсирдики мәсиһийләр тоғрилиқ ейтқан (Пет. 1-х. 2:18—20; 3:1—6, 8, 9).
b jw.org торбетидин «Меһир-муһәббәт һәқиқий течлиққа башлайду» (рус) видеосини көрүң.