Яқуп
3 Бурадәрлирим, араңларда көплириңлар устаз болувәрмәңлар, шуни билиңларки, биз башқилардин көрә қәтъийирәк сораққа тартилимиз. 2 Биз һәммимиз пат-пат хаталишимиз. Әгәр кимду-бирси сөздә хаталашмиса, у пүткүл тениниму тизгинләшкә қабилийәтлик мукәммәл адәмдур. 3 Әгәр биз атларни өзүмизгә беқиндуруш үчүн, ағзиға еғиздуруқ салсақ, буниң билән уларниң пүткүл тенини башқуримиз. 4 Мана кемиләрму, гәрчә шунчилик йоған болсиму вә уларни қаттиқ боранлар һайдисиму, лекин кемичи халиған тәрәпкә кичик чәмбирәк билән уларни бурайду.
5 Шуниңға охшаш, тил — кичик әза, амма чәксиз махтиниду. Қараңлара, чоң орманға от қоюветиш үчүн, кичиккинә от учқуни йетәрликқу! 6 Тилму — бу оттур. Әзалиримиз арисидин тил өзи билән һәққанийсизлиқ мәнбәсини билдүриду, чүнки барлиқ тенимизни булғап, һаятимизни көйдүриду. Өзи болса җәһәннәмдин* тутушиду. 7 Һәрқандақ һайванлар, қушлар, йәр беғирлиғучилар һәм деңиз мәхлуқлири көндүрүлиниши мүмкин вә инсанлар тәрипидин көндүрүлиду. 8 Амма тилни адәмләрдин һечқайси көндүрәлмәйду. У — өлүм әкелидиған, зәһәргә толған һәм тутувалмайдиған явузлуқ. 9 Униң билән Атимиз Йәһвани мәдһийиләймиз һәм униң биләнла «Худаға қияс қилинип» яритилған адәмләрни қарғаймиз. 10 Бир еғиздин һәм шүкүр-мәдһийә һәм ләнәт-қарғиш чиқиду.
Қериндашлирим, бундақ давамлашмаслиғи керәк. 11 Бир булақтин таза һәм шор су чиқамду? 12 Әнҗир дәриғи зәйтунларни яки үзүм ғоли әнҗирләрни берәләмду? Шуниңдәк, тузлуқ суму таза су булиғидин ақмайдиғу?
13 Араңларда ким дана вә парасәтлик? Буни әмәлиятта даналиққа хас мулайимлиқ билән үлгилик тәртиви арқилиқ көрсәтсун. 14 Лекин әгәр жүрәклириңларда аччиқ көрәлмәслик һәм шөһрәтпәрәслик болса, у чағда даналиғиңлар билән махтанмаңлар һәм һәқиқәт тоғрилиқ ялған ейтмаңлар. 15 Бу асмандин чүшүватқан даналиқ әмәс, әксичә йәргә, һайванларға вә җинларға хас даналиқтур. 16 Қәйәрдә көрәлмәслик һәм шөһрәтпәрәслик болса, шу йәрдә тәртипсизлик һәм барлиқ яманлиқлар болиду.
17 Амма әрштин чүшкән даналиқ, һәммидин авал, пак, андин течлиқпәрвәр, әқил-парасәтлик, беқинишқа тәйяр, рәһимликкә вә яхши мевиләргә толған, ғәрәзсиз, үзгә қаримайдиғандур. 18 Һәққанийлиқ течлиқ яритиватқанлар үчүн течлиқ шараитларда терилисә, уларға мевә әкелиду.