22-һЕКАЙӘ
Йүсүпниң зинданға ташлиниши
ЙҮСҮП Мисир зиминиға елип берилғанда, аранла 17 яшта еди. У йәрдә, Йүсүп қул орнида Потифар исимлиқ бир кишигә сетиветилди. Потифар болса Мисирниң падишаси фирәвнгә хизмәт қилатти.
Йүсүп ғоҗайини Потифар үчүн тиришип җапалиқ ишлиди. Шуңа, Йүсүп сәл чоңирақ болғанда, Потифар өз өйиниң ишлирини Йүсүпниң башқурушиға тапшурди. Ундақта, Йүсүп зади немә үчүн зинданға ташланди? Бу Потифарниң аяли сәвәплик.
Йүсүп чоң болуп, наһайити келишкән, чирайлиқ жигит болди. Потифарниң аяли Йүсүп билән бир орунда йетишни арзу қилди. Амма, Йүсүп шундақ қилишниң хата иш екәнлигини биләтти, шуңа у шундақ қилишни рәт қилди. Потифарниң аяли қаттиқ аччиқланди. Шуңа, ери өйгә қайтип кәлгәндә, у аял еригә: “Йүсүп дегән пәскәш бир немә, мән билән бир орунда ятмақчи болди”, дәп ялған ейтти. Потифар аялиниң сөзигә ишинип, Йүсүпкә интайин ғәзәпләнди. Шуңа, у Йүсүпни тутуп зинданға ташлиди.
Узун өтмәй, зиндан башлиғи Йүсүпниң яхши адәм екәнлигини көрүп йәтти. Шуңа, у Йүсүпни зинданға ташланған барлиқ кишиләрни башқурушқа бәлгүләп қойди. Кейин, фирәвнниң шарап қуйғучиси билән баш навайи, униң аччиғини кәлтүрүп қойди. Шуңа, фирәвн уларни зинданға ташлиди. Бир күни кечиси, улар һәр иккиси алаһидә чүш көрди. Амма, улар көргән чүшиниң мәнасини чүшинәлмигән еди. Әтиси Йүсүп уларға: “Көргән чүшүңларни маңа ейтип бериңлар”, деди. Улар ейтип бәрди. Йүсүп пәйғәмбәр Пәрвәрдигарниң ярдими билән уларниң чүшлирини өрүп, мәнасини ейтип бәрди.
Йүсүп пәйғәмбәр баш шарап қуйғучиға: “Үч күн ичидә, сән зиндандин чиқип, фирәвнниң баш шарап қуйғучиси болисән”, деди. У йәнә: “Сән зиндандин чиққандин кейин, мән тоғрилиқ фирәвнгә ейтип, мениң бу йәрдин чиқишимға ярдәм бәргин”, деди. Лекин, Йүсүп баш навайға: “Үч күн ичидә фирәвн сениң каллаңни кесиду”, деди.
Үч күн ичидә, дәл Йүсүп пәйғәмбәр ейтқандәк ишлар йүз бәрди. Фирәвн баш навайниң каллисини алди. Амма, баш шарап қуйғучи зиндандин чиқип, йәнила фирәвнгә хизмәт қилди. Лекин, баш шарап қуйғучи Йүсүпни есидин чиқирип, уни унтуп қалди вә Йүсүп тоғрилиқ фирәвнгә һеч немә ейтмиди. Шуңа, Йүсүп йәнила зинданда қалди.