23-һЕКАЙӘ
Фирәвнниң чүши
ИККИ жил өтүп кәтти, Йүсүп йәнила зинданда туривәрди. Баш шарап қуйғучи уни унтуп кәткән еди. Бир күни ахшими, фирәвн ғәлитә икки чүш көрди вә чүшиниң мәнасини билмәкчи болди. Қараң, униң әву йәрдә ухлаватқанлиғини көрдиңизму? Әтиси әтигәндә, фирәвн барлиқ данишмәнлирини чақиртип, көргән чүшини уларға ейтип бәрди. Амма, улар фирәвн көргән чүшни өрүп, мәнасини чүшәндүрүп берәлмиди.
Мошу вақитта, баш шарап қуйғучиниң есигә Йүсүп кәлди. У фирәвнгә: “Мән зинданға ташланғанда, у йәрдә чүшни өрүп, мәнасини ейтип берәләйдиған бир киши болидиған”, деди. Фирәвн дәрһал адәм әвәтип, Йүсүпни зиндандин чиқарди.
Фирәвн көргән чүшини Йүсүпкә баян қилип: “Мән йәттә туяқ сағлам, семиз калини көрдүм. Кейин, йәттә туяқ сәт, оруқ қотур калини көрдүм. Қотур калилар семиз калиларни йәп кәтти”.
“Иккинчи чүшүмдә, толуқ йетилгән йәттә данә буғдай башиғини көрдүм. Кейин, қуруп қалған пучәк йәттә башақни көрдүм. Шу пучәк башақлар толуқ йетилгән башақларни жутивалди”, дәп ейтип бәрди.
Йүсүп фирәвнгә: “Икки чүшниң мәнаси охшаш. Йәттә семиз кала вә толуқ йетилгән йәттә башақниң мәнаси йәттә жил, һәмдә йәттә оруқ қотур кала вә пучәк йәттә башақму йәттә жилни көрситиду. Йәттә жил Мисир зиминида ашлиқ мол болиду. Амма, кейин ашлиқ аз, ачарчилиқ йәттә жил болиду”.
“Шуңа, әқиллиқ бир кишини таллап, ашлиқ мол болидиған йәттә жилда, ашлиқ жиғип топлашқа қойсила, кейин келидиған ашлиқ аз болидиған йәттә жилда, хәлиқләр ачарчилиқта қалмайду”, деди.
Фирәвн бу тәклипни яқтурди. Шуңа, у Йүсүпни ашлиқ жиғип, топлап сақлаш үчүн башқурғучи қилип таллиди. Фирәвндин қалсила, Йүсүп Мисирдики әң муһим шәхскә айланди.
Сәккиз жилдин кейин, ачарчилиқ болған вақитта, Йүсүп бәзи кишиләрниң кәлгәнлигини көрди. Сиз биләмсиз, улар кимләр? Улар Йүсүпниң 10 акиси еди! Қанандики жутида ашлиқ қалмиғач, дадиси Яқуп пәйғәмбәр уларни Мисирдин ашлиқ сетивелип елип келишкә әвәткән еди. Йүсүп акилирини тонуди, амма улар уни тонумиди. Немә үчүн, улар тонумиди биләмсиз? Чүнки, Йүсүп чоң болған һәм башқичә кийим кийгән еди.
Йүсүп кичик вақтида көргән чүшидә, акилириниң өзигә баш егип тазим қилидиғанлиғини есигә алди. Ядиңизда болса, биз шу ишлар тоғрисида оқуған. Шуниң билән, Йүсүп Худаниң яхши бир мәхсәт үчүн өзини Мисирға елип кәлгәнлигини чүшинип йәтти. Сизчә, Йүсүп әнди қандақ қилиду? Биз бирликтә көрүп бақайли.