21-һЕКАЙӘ
Акилириниң Йүсүпни өч көрүши
ҚАРАҢ, у балиға! Көңли қанчилик йерим болған, үмүтсизләнгән, һә! У бала Йүсүп. Униң акилири уни Мисирға маңған кишиләргә сетивәтти. У йәрдә, Йүсүп әнди қул болуп ишләйду. Немә үчүн униң ата бир, ана башқа акилири шундақ яман ишларни қилди? Сәвәви, улар Йүсүпкә һәсәт қилатти.
Уларниң дадиси Яқуп пәйғәмбәр Йүсүпни бәкму яхши көрәтти. Яқуп бу оғлиға чирайлиқ бир ала тон тиктүрүп берип, уни әзиз көридиғанлиғини көрсәткән еди. Униң 10 акиси, Яқупниң Йүсүпни наһайити яхши көридиғанлиғини көрүп, улар Йүсүпкә һәсәт қилишип, уни өч көрүшкә башлиди. Амма, уларниң Йүсүпни өч көрүшиниң йәнә башқа сәвәвиму бар.
Йүсүп икки қетим алаһидә чүш көргән. Һәр икки чүшидә, акилири Йүсүпкә бешини егип тазим қилған еди. Йүсүп көргән шу чүшлирини акилириға ейтип бәргәндә, улар Йүсүпкә техиму өч болуп кәтти.
Бир күни, акилири дадисиниң қойлирини беқиватқанда, Яқуп пәйғәмбәр Йүсүпни акилирини йоқлап, уларниң қандақ туриватқанлиғини көрүп келишкә әвәтти. Акилири Йүсүпниң келиватқанлиғини көрүп, бәзилири: “Уни өлтүрүветәйли”, дейишти. Лекин, әң чоң акиси Рубен: “Яқ, силәр ундақ қилмаңлар!”, деди. Шуниң билән, улар Йүсүпни тутуп, сүйи қуруп кәткән қудуққа ташлавәтти. Андин кейин, улар олтуруп, Йүсүпни зади қандақ қилиш тоғрисида сөзлишишкә башлиди.
Дәл шу вақитта, Исмаил қәбилисидин бәзи кишиләр йолдин өтүп кетивататти. Йәһуда, ата бир, ана башқа қериндашлириға: “Уни исмаилларға сетиветәйли”, деди. Улар шундақ қилди. Улар Йүсүпни 20 күмүч тәңгигә сетивәтти. Бу немә дегән рәзил, шәпқәтсиз қилмиш, һә!
Йүсүпниң акилири дадисиға қандақму җавап берәр? Улар бир өшкини өлтүрүп, Йүсүпниң чирайлиқ ала тонини қайта-қайта өшкиниң қениға чилап, тонни өйгә елип берип дадисиға көрсәтти. Улар: “Биз буни тепивалдуқ. Қараңа! Бу Йүсүпниң тониму, немә?”, деди.
Яқуп пәйғәмбәр у тонни көрүп жиғлап: “Йүсүпни жиртқуч һайванлар йәп кетипту”, деди. Йүсүпниң акилири дадисиниң дәл шундақ ойлишини үмүт қилған еди. Яқуп көп һәсрәт чекип, узунғичә һәр күни көз йеши қилди. Амма, Йүсүп өлмигән еди. Ундақта, униңға немә иш болди? Биз бирликтә көрүп бақайли.