25-һЕКАЙӘ
Аилидики барлиқ кишиләрниң Мисирға көчүши
ЙҮСҮП өз һиссиятини бесивелишқа амалсиз қалған еди. Шуңа, у барлиқ хизмәткарлирини ташқириға чиқип турушқа буйриди. У қериндашлири билән ялғуз қалғанда, у жиғлашқа башлиди. Ойлап көрәйли, униң қериндашлири қанчилик һәйран қалғанду, һә! Чүнки, улар униң немә үчүн жиғлаватқанлиғини билмәтти. Ахири у: “Мән Йүсүп. Дадам техи һаятму?”, дәп сориди.
Униң қериндашлириму һәйран болуп, гәп қилалмай қалди. Улар наһайити қорқти. Амма, Йүсүп: “Йеқин келиңлар”, деди. Улар йеқинлашқанда, у: “Мән силәрниң қериндишиңлар, силәр Мисирға сетивәткән Йүсүп болимән”, деди.
Йүсүп меһриванлиқ билән сөзини давамлаштуруп: “Силәр мени бу йәргә сетивәткәнлигиңлар үчүн өзәңларни әйипкә буйрумаңлар. Хәлиқниң һаятини сақлап қелиш үчүн Худа мени Мисирға әвәткән. Фирәвн мени пүтүн мәмликәтни башқурушқа қойди. Шуңа, һазир тез қайтип берип, дадамға буни ейтиңлар. Йәнә униңға ейтиңлар, бу йәргә келип яшисун”, деди.
Йүсүп қериндашлириниң һәммиси билән қучақлишип сөйүшти. Фирәвн Йүсүпниң қериндашлириниң кәлгәнлигини аңлап, Йүсүпкә: “Улар һарвуларни елип кәтсун, атиси вә аилисидикиләрни бу йәргә елип кәлсун, мән Мисирдики әң яхши зиминни уларға беримән”, деди.
Улар буйруғандәк қилди. Бу мәнзиригә қараң! Йүсүпниң аилисидики барлиқ кишиләр Мисирға кәлгәндә, у дадиси билән қучақлишип көрүшти.
Яқупниң аилисиниң әзалири барғансири көпәйди. Яқупниң оғуллири вә нәврилирини қошқанда, 70 киши бирликтә Мисирға көчкән еди. Униңдин башқа, әлвәттә уларниң аяллири бар, һәтта нурғун чакарлириму бар болуши мүмкин. Улар һәммиси Мисир зиминида маканлишип қалди. Улар исраиллар, дәп аталди. Чүнки, Алла Яқуп пәйғәмбәрниң исмини Исраилға өзгәрткән еди. Кейин, исраилларниң Худа таллиған алаһидә хәлиқ болғанлиғини көрүп өтимиз.