24-һЕКАЙӘ
Йүсүпниң акилирини синап беқиши
ЙҮСҮП акилириниң бурунқидәкла рәзил, шәпқәтсиз әмәслигини билип бақмақчи болди. Шуңа, у: “Силәр җасус, мәмликитимизниң аҗиз йәрлирини чарлиғили кәлдиңлар”, деди.
Улар: “Яқ, ундақ әмәс. Биз растчил адәмлиримиз. Биз һәммимиз ака-укилар, әслидә он икки едуқ. Бири өлүп кәтти, йәнә бир кичик инимиз атимиз билән өйдә қалди”, деди.
Йүсүп уларға ишәнмигән қияпәткә киривалди. У Шимон исимлиқ акисини зинданға ташлитип, башқилирини алған ашлиғини елип өйигә қайтишиға рухсәт қилди. Лекин, Йүсүп уларға: “Қайта кәлгиниңларда, кичик иниңларни чоқум биргә елип келиңлар”, деди.
Улар Қанандики өйигә қайтип кәлгәндә, йүз бәргән барлиқ ишларни дадиси Яқупқа сөзләп бәрди. Яқуп көп һәсрәт чәкти. У жиғлап: “Йүсүп йоқ болди. Мана әнди Шимонму йоқ болди. Кичик оғлум Биняминни силәр билән барғузмаймән”, деди. Амма, уларниң ашлиқлири түгәшкә башлиғанда, Яқуп амалсиз уларниң Биняминни Мисирға елип беришиға рухсәт қилди. Шундила, улар көпирәк ашлиқ сетивалатти.
Йүсүп қериндашлириниң қайтип кәлгәнлигини көрди. У кичик иниси Биняминни көрүп бәкму хошал болди. Алдида турған мошу муһим шәхсниң Йүсүп екәнлигини, улар әлвәттә билмәтти. Һазир Йүсүп өзиниң ата бир, ана башқа 10 акисини синап көрмәкчи болди.
У хизмәткарлирини, қериндашлириниң тағарлириға ашлиқ тошқузуп беришкә, амма уларға уқтурмастин, өзиниң алаһидә күмүч җамини Биняминниң тағариға селип қоюшқа буйриди. Улар қайтип, жирақлап кәтмәстинла, Йүсүп хизмәткарлирини уларниң арқисидин қоғлашқа әвәтти. Хизмәткарлар уларни қоғлап йетишкәндә, уларға: “Немә үчүн силәр ғоҗайинниң күмүч җамини оғрилап кетисиләр?”, деди.
Ака-ука қериндашлар: “Биз униң җамини оғрилимидуқ, әгәр өзлири аримизда қайсимиздин җамни тапалиса, шу киши өлтүрүлсун”, дейишти.
Шуңа, дәл мошу рәсимдә көргиниңиздәк, хизмәткарлар һәммә тағарларни ахтуруп, җамни Биняминниң тағаридин тапти. Хизмәткарлар: “Башқилириңлар кетиңлар, амма Бинямин чоқум биз билән қайтиду”, деди. Ундақта, шу он ака-ука қериндашлар әнди қандақ қилмақчи?
Улар һәммиси Бинямин билән Йүсүпниң өйигә қайтти. Йүсүп акилириға: “Силәр һәммиңлар өйүңларға қайтиңлар, пәқәт Бинямин маңа қул болсун”, деди.
Йәһуда сөз қилип: “Әгәр мән бу балини өйгә қайтуруп кәтмисәм, дадам өлүп кетиду. Чүнки, у бу балини бәкму яхши көриду. Шуңа, у бала өйигә қайтип кәтсун, мән қелип өзлиригә қул болай”, деди.
Йүсүп акилириниң өзгәргәнлигини көрүп йәтти. Улар бурунқидәк рәзил, шәпқәтсиз әмәс еди. Әнди Йүсүпниң қандақ қилидиғанлиғини көрүп бақайли.