Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • my 45-һекайә
  • Иордан дәриясидин өтүш

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Иордан дәриясидин өтүш
  • Муқәддәс Китап һекайилири
  • Охшаш мәлумат
  • Топан сүйи
    Муқәддәс Китап һекайилири
  • Йәшуниң башламчи болуши
    Муқәддәс Китап һекайилири
Муқәддәс Китап һекайилири
my 45-һекайә
The nation of Israel crossing the Jordan River

45-һЕКАЙӘ

Иордан дәриясидин өтүш

ҚАРАҢ! Исраиллар Иордан дәриясини кесип өтиватиду! Ундақта, дәрия сүйи нәгә кәтти? Чүнки, һәр жили мошу вақитта ямғур көп йеғип, дәрия сүйи улғийип кетәтти. Лекин, һазир су йоқ! Худди исраиллар илгири Қизил деңиздин өткәнгә охшаш, һазир улар қуруқ йәр билән дәрияни кесип өтмәктә! Ундақта, сулар нәгә йоқилип кәткәнду? Биз бирликтә көрүп бақайли.

Исраил хәлқи Иордан дәриясидин кесип өтидиған вақитта, Худа Йәһва Йәшу арқилиқ уларға буйруқ қилип: “Роһанийлар әһдә сандуғини көтирип, халайиқниң алдида маңсун. Уларниң путлири Иордан дәриясиниң сүйигә тәккән һаман, сулар еқиштин тохтайду”, деди.

Шуңа, роһанийлар әһдә сандуғини елип, хәлиқниң алдида көтирип маңди. Улар Иордан дәриясиға кәлгәндә, роһанийлар суға пут салди. Су еқини бәкму күчлүк вә чоңқур еди. Амма, уларниң пути суға тегишигә, дәрия сүйи еқиштин тохташқа башлиди! Бу бир мөҗүзә! Йәһва дәрияниң жуқури еқинини тосап қойғач, узун өтмәй дәрияда су йоқ болуп кәтти!

Priests stand on the dry riverbed with the ark of the covenant on their shoulders as the people walk across

Әһдә сандуғини көтәргән роһанийлар сүйи қуруп кәткән дәрияниң оттурисиға қарап маңди. Уларни рәсимдин көрәлидиңизму? Улар оттурида турғанда, барлиқ исраил хәлқи Иордан дәриясини қуруқ йәр билән кесип өтүп кәтти!

Joshua

Пүтүн хәлиқ дәриядин өтүп болғанда, Йәһва Йәшу арқилиқ 12 күчлүк кишигә: “Дәрияға кирип, әһдә сандуғини көтәргән роһанийлар турған җайдин 12 таш елип келип, уларни барлиқ хәлиқ бүгүн кечини өткүзидиған җайға тикләңлар. Шундақ болғанда, кәлгүсидә силәрниң әвлатлириңлар бу ташларниң мәнаси һәққидә сориғанда, уларға Йәһваниң әһдә сандуғи Иордан дәриясидин өткәндә, дәрия сүйиниң еқиштин тохтиғанлиғини ейтип бериңлар. Бу ташлар силәргә шу мөҗүзини әслитиду!”, дәп буйриди. Униңдин башқа, Йәшу дәрияниң оттурисидики роһанийлар пут дәссәп турған җайға 12 ташни тикләп қойди.

Ахирида, Йәшу әһдә сандуғини көтәргән роһанийларға: “Иордан дәриясидин чиқиңлар”, дәп буйриди. Улар дәриядин чиқип турушиға, сулар қайта еқишқа башлиди.

Йәшу 3:1—17; 4:1—18.

Үгиниш үчүн соаллар

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш