Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • my 43-һекайә
  • Йәшуниң башламчи болуши

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Йәшуниң башламчи болуши
  • Муқәддәс Китап һекайилири
  • Охшаш мәлумат
  • Мусаниң қия ташқа уруши
    Муқәддәс Китап һекайилири
  • Он икки пайлақчи
    Муқәддәс Китап һекайилири
  • Көзлириңизни қәйәргә тиктиңиз?
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2018
Муқәддәс Китап һекайилири
my 43-һекайә
Joshua, Moses, and Eleazar the priest

43-һЕКАЙӘ

Йәшуниң башламчи болуши

МУСА пәйғәмбәр исраил хәлқи билән биргә Қанан зиминиға кирмәкчи болди. Шуңа, у: “Йәһва, мениң Иордан дәриясини кесип өтүп, у гөзәл зиминни көрүшүмгә рухсәт қилғин”, дәп өтүнди. Амма, Пәрвәрдигар Йәһва: “Әнди болди, бәс! Бу ишни йәнә тилға алма!”, деди. Йәһваниң немә үчүн шундақ дегәнлигини биләмсиз?

Муса пәйғәмбәр қия ташни урғанда, немә иш йүз бәргәнлиги ядиңиздиму? Муса билән Һарун Йәһваға һөрмәт-еһтирам көрсәтмигән. Йәни, таштин суни әслидә Йәһваниң чиқарғанлиғини хәлиққә ейтмиған еди. Мошу сәвәп, Йәһва уларниң Қанан зиминиға киришигә йол қоймайдиғанлиғини ейтқан еди.

Шуңа, Һарун өлүп бир қанчә айдин кейин, Йәһва Мусаға: “Йәшуни қешиңға чақирип, роһаний Әлиазар вә хәлиқниң алдида турғузуп, Йәшуниң йеңи башламчи екәнлигини барлиқ халайиққа ейт”, дәп буйриди. Худди сиз мошу рәсимдә көрүп турғандәк, Муса пәйғәмбәр Йәһваниң буйруғини орунлиди.

Андин кейин, Йәһва Йәшуға сөзләп: “Җүръәтлик бол, қорқмиғин. Сән исраил хәлқини мән вәдә қилған Қанан зиминиға башлап кирисән. Мән сән билән биргә болимән”, деди.

Кейин, Йәһва Худа Мусани Моаб зиминидики Небо теғиниң чоққисиға чиқишқа буйриди. Муса у егиз җайдин Иордан дәриясиниң қарши тәрипигә нәзәр селип, шу гөзәл Қанан зиминини көрәләтти. Алла Йәһва: “Ибраһим, Исһақ вә Яқупларниң әвлатлириға беримән, дәп вәдә қилған зимин будур. Мән сениң у зиминни көрүшүңгә рухсәт қилимән, амма кирәлмәйсән”, деди.

Муса пәйғәмбәр Небо теғи үстидә өлүп кәтти. У шу вақитта, 120 яшта болуп, йәнила күчлүк, көрүш қувити яхши еди. Униң өлүми үчүн кишиләр қайғуруп, көп жиға-зар қилишти. Бирақ, улар Йәшуниң өзлириниң йеңи башламчиси болғанлиғидин хошал болди.

Санлар 27:12—23; Қанун Шәрһи 3:23—29; 31:1—8, 14—23; 32:45—52; 34:1—12.

Үгиниш үчүн соаллар

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш