40-һЕКАЙӘ
Мусаниң қия ташқа уруши
ЖИЛЛАР бир-бирини қоғлишип, шу териқидә 10 жил, 20 жил, 30 жил, 39 жилму өтүп кәтти. Исраиллар йәнила чөлдә еди. Бирақ, Йәһва шу жилларда өз хәлқигә ғәмхорлуқ қилди. Манна билән уларни тойғузди. У күндүзи булут түврүги, кечиси от түврүги билән уларға йолбашчилиқ қилди. Шу жиллар җәриянида, уларниң кийим-кечәклири житилип җул-җул болмиди яки путлири тешилип йеғир болуп кәтмиди.
Мана һазир Мисирдин айрилғандин бу ян 40-жилниң биринчи ейи еди. Исраиллар қайта Кадешта чедирлирини тикти. Бу дәл 40 жил илгири, Қанан зиминини чарлаш үчүн 12 пайлақчи әвәтилгән җай еди. Мусаниң ачиси Мәрийәм Кадешта өлүп кәтти. Илгирикигә охшаш, бу йәрдә йәнә аваричилиқ пәйда болди.
Хәлиқ һеч қандақ су тапалмиди. Шуңа, улар Муса пәйғәмбәрдин нарази болуп: “Өлгән болсақ яхши болатти екән. Немә үчүн бизни Мисирдин елип чиқип, бу һеч нәрсә үнмәйдиған чөлгә елип кәлдиң? Бу йәрдә зираәтму йоқ, нә әнҗир, нә үзүм, нә анарму йоқ. Һәтта һеч қандақ суму йоқ екән”, дейишти.
Муса пәйғәмбәр билән Һарун дуга қилиш үчүн ибадәт чедириға киргәндә, Йәһва Мусаға: “Хәлиқни жиғип җәм қил. Андин уларниң көз алдида әву қорам ташқа сөз қилғин. Хәлиқ вә уларниң барлиқ мал-чарвилириниң ичиши үчүн йетәрлик су чиқиду”, деди.
Шуниң билән, Муса хәлиқни жиғип, уларға: “Әй, Худаға ишәнч қилмиғанлар аңлаңлар! Һарун билән мән силәргә бу қорам таштин су чиқирип берәйлиму?”, деди. Андин Муса қолидики һаса билән қорам ташқа икки қетим урди. Қорам таштин сулар етилип чиқип бир еқин һасил болуп, барлиқ хәлиқ вә мал-чарвилар йетәрлик суға егә болди.
Бирақ, Йәһва Худа Муса пәйғәмбәр билән Һарунға аччиқланди. Немә үчүн, биләмсиз? Сәвәви, Муса билән Һарун, өзлири қорам таштин су чиқармақчи болғанлиғини ейтқан еди. Әмәлиятта болса, суни Йәһва чиқарған. Муса билән Һарун бу тоғрисида растини ейтмиғанлиғи үчүн, Йәһва уларни җазалайдиғанлиғини ейтти. У: “Мениң хәлқимни Қанан зиминиға силәр башлап кирмәйсиләр”, деди.
Узун өтмәй исраиллар Кадештин айрилди. Қисқа вақиттин кейин, улар Һор теғиға йетип кәлди. Бу йәрдә, Һарун тағ үстидә өлүп кәтти. У 123 яш еди. Барлиқ исраил хәлқи қаттиқ қайғуруп, 30 күнгичә Һарун үчүн көз яш қилишти. Һарунниң оғли Әлиазар Исраил хәлқиниң алий роһанийси болди.