ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ӘЛЧИЛӘР 6—8
Йеңи мәсиһий җамаәтниң синаққа дуч келиши
Грекчә сөзләйдиған тул аяллар чөмдүрүлүштин өткәндин кейин Йерусалимда бираз вақитқа қалған. Лекин улар адаләтсиз муамилигә учриған. Бу мәсилә уларға путликашаң болдиму яки улар Йәһва Худаниң бу мәсилини һәл қилидиғанлиғини чидамлиқ билән күткәнму?
Истипанниң өлүмидин кейин мәсиһийләр үчүн қийин вақитлар башланди. Тәқипкә учриғанлиқтин, улар Йәһудийә билән Самарийәгә тарқилип кәтти. Амма улар қизғинлиқ билән вәз қилишни давамлаштурдиму?
Йәһваниң ярдими билән йеңи мәсиһий җамаәт синақларға бәрдашлиқ берип, етиқатчиларниң сани барғансири көпәйди (Әлч. 6:7; 8:4).
ОЙЛИНИП КӨРҮҢ: «Мән синақларға қандақ қилип бәрдашлиқ бериватимән?»