8-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
«Һошияр вә сәгәк болуңлар!»
«Һошияр вә сәгәк болуңлар!» (ПЕТ. 1-Х. 5:8).
24-НАХША Көзүң болсун мукапатта
БУ МАҚАЛИДӘa
1. Әйса шагиртлириға ахирлишиш вақти һәққидә немиләрни дегән вә уларни қандақ агаһландурған?
ӘЙСАНИҢ өлүмидин бир қанчә күн илгири униң төрт шагирти: «Ахириниң келишини билдүридиған қандақ аламәтләр болиду?» дәп сориған еди (Мәт. 24:3). Бәлким шу шагиртлар Йерусалим вә униң ибадәтханисиниң қачан вәйран болидиғанлиғини билишни халиғачқа шундақ сориған. Әйса җавап бәргәндә йәһудийлар яшаватқан җәмийәтниң йоқ болидиғанлиғи һәққидә әмәс, бәлки һазир биз яшаватқан дунияниң ахирлишиши һәққидә сөз қилған. Ахирлишиш вақти тоғрисида Әйса мундақ дегән: «У күни яки саатни һечким билмәйду: йә асмандики пәриштиләр, йә Оғли, лекин буни пәқәт Атам билиду». Андин у барлиқ шагиртлирини ойғат туруш вә һошиярлиқни сақлаш тоғрисида агаһландурған (Марк 13:32—37).
2. Биринчи әсирдики Мәсиһ әгәшкүчилири үчүн һошиярлиқни сақлаш немә үчүн муһим болған?
2 Биринчи әсирдики йәһудий Мәсиһ әгәшкүчилири һошиярлиқни сақлиши керәк еди, чүнки улар һошияр турғандила қутқузулуп қалатти. Әйса өз әгәшкүчилиригә йәһудийлар җәмийитиниң мәвҗут болуп туруш вақтиниң қачан ахирлишидиғанлиғини ениқлаш үчүн, немиләргә диққәт қилиши керәклигини ейтқан. У мундақ дегән: «Силәр Йерусалимни һәрбий қараргаһларниң қоршавида көргиниңларда, униң вәйран болуш вақти йеқинлашқанлиғини билиңлар». Шу пәйттә улар Әйсаниң агаһландурушиға қулақ селип тағларға қечиши керәк еди (Луқа 21:20, 21). Бу агаһландурушқа қулақ салғанлар римлиқлар Йерусалимни вәйран қилғанда аман қалған.
3. Бу мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз?
3 Бүгүнки күндә биз бу рәзил дунияниң ахирлишиш пәйтидә яшаватимиз, шуңа, бизму һошиярлиғимизни сақлап, сәгәк турушимиз керәк. Бу мақалидә дунияда йүз бериватқан ишларға нәзәр салғачқа, һошиярлиғимизни сақлаш, өзүмизгә диққәт қилиш вә қалған вақитни яхши ишлитиш үчүн немиләрни қилалайдиғанлиғимиз һәққидә муһакимә қилимиз.
ДУНИЯДА ЙҮЗ БЕРИВАТҚАН ИШЛАРҒА НӘЗӘР САЛҒАЧҚА ҺОШИЯРЛИҚНИ САҚЛАҢ
4. Немә үчүн дунияда йүз бериватқан иш-вақиәләрниң Муқәддәс китаптики бәшарәтләрни қандақ әмәлгә ашуруватқанлиғини көрүп йетишкә қизиқишимиз керәк?
4 Һазир дунияда болуватқан иш-вақиәләрниң Муқәддәс китаптики бәшарәтләрни қандақ әмәлгә ашуруватқанлиғини көрүшкә қизиқимиз, чүнки буниң нурғун яхши сәвәплири бар. Мәсилән, Әйса Мәсиһ бизгә Шәйтанниң бу дуниясиниң қачан ахирлишидиғанлиғини билишкә ярдәм беридиған иш-вақиәләрниң ениқ бир тизимлигини ейтип бәргән (Мәт. 24:3—14). Етиқадимизниң мустәһкәм болуши үчүн Әлчи Петрус бизни бәшарәтләрниң қандақ әмәлгә ашқанлиғиға диққәт қилишқа дәвәт қилған (Пет. 2-х. 1:19—21). Муқәддәс китапниң әң ахирқи китави «Өзиниң қуллириға йеқинда немә болудиғанлиғини көрситиш үчүн, Йоһанға Худа бәргән Әйса Мәсиһниң вәһийи» дегән сөз билән башланған (Вәһ. 1:1). Шуңа, биз һазир дунияда йүз бериватқан ишларға вә уларниң Муқәддәс китаптики бәшарәтләрни қандақ әмәлгә ашуридиғанлиғини билишкә қизиқимиз. Бәлким, биз бу иш-вақиәләр һәққидә бир-биримиз билән муназирә қилишқа амрақ.
Муқәддәс китаптики бәшарәтләр һәққидә параңлашқанда, немә қилиштин сақлинишимиз керәк вә чоқум немә қилишимиз керәк? (5-абзацға қараң)b
5. Немә қилиштин сақлинишимиз керәк вә чоқум немә қилишимиз керәк? (Рәсимләргиму қараң.)
5 Муқәддәс китаптики бәшарәтләр һәққидә параңлашқанда өз пәрәзлиримизни оттуриға қоюштин сақлинишимиз керәк. Немә үчүн? Чүнки биз җамаәттә инақ-иттипақлиққа бузғунчилиқ қилидиған һәрқандақ гәп-сөзләрни қилишни халимаймиз. Мәсилән, қандақ қилип дуниядики рәһбәрләрниң мәлум зиддийәт тоқунушини һәл қилип тинчлиқ вә бехәтәрлик орнитидиғанлиғи тоғрисида қилған параңларни аңлишимиз мүмкин. Уларниң шундақ баянлирини Салоникилиқларға 1-хәт 5:3-айәттики бәшарәтни әмәлгә ашуриду дәп пәрәз қилишниң орниға, тәшкилатимизниң әң йеңи учурлиридин хәвәрдар болуп турушимиз керәк. Башқилар билән сөһбәтләшкәндә Йәһваниң тәшкилати нәшир қилған материалларға асаслансақ, җамаәтниң охшаш ой-пикирдә инақ-иттипақ болушиға ярдәм қилимиз (Кор. 1-х. 1:10; 4:6).
6. Петрусниң 2-хети 3:11—13 айәтләрдин немиләрни үгинәләймиз?
6 Петрусниң 2-хети 3:11—13ни оқуң. Әлчи Петрус Муқәддәс китаптики бәшарәтләрни тәкшүрүшимиз керәклигиниң сәвәви үстидә ойлинишқа ярдәм бериду. У бизни Йәһваниң күниниң һазир болушини әстин чиқармаслиққа дәвәт қилиду. Немә үчүн? Чүнки Армагедон урушиниң йүз беридиған вақит-саатини ениқлашқа қизиқмаймиз, бәлки муқәддәс жүрүш-турушимиз билән Худаға садақәтмән хизмәт қилишни халаймиз (Мәт. 24:36; Луқа 12:40). Башқичә ейтқанда, һәққаний жүрүш-турушимизни сақлап, Йәһваниң хизмитидә тиришчанлиқ көрситип, Униңға болған чоңқур сөйгү-муһәббитимизни әкс әттүримиз. Диққитимизни шуниңға қаратсақ, чоқум өзүмизгә диққәтлик болушимиз керәк.
НЕМӘ ҮЧҮН ӨЗҮМИЗГӘ ДИҚҚӘТЛИК БОЛУШИМИЗ КЕРӘК?
7. Өзүмизгә диққәтлик болуватқанлиғимизни қандақ көрситимиз? (Луқа 21:34)
7 Әйса шагиртлириға бу дунияниң ишлириғила әмәс, бәлки өзлиригиму диққәт қилиши керәклигини ейтқан. Луқа 21:34-айәттики агаһландуруш сөзлиридә бу муһим ой-пикир ениқ көрситилгән (оқуң). Әйсаниң сөзигә диққәт қилип бақайли: «Өзәңларға диққәтлик болуңлар». Өзигә диққәт қилидиған киши өзиниң Йәһва билән болған мунасивитигә тәсир йәткүзидиған һәрқандақ хәвп-хәтәргә һошияр туриду вә улардин сақлиниш үчүн зөрүр чарә-тәдбирләрни қоллиниду. Шу арқилиқ у өзини Худаниң муһәббитидә сақлайду (Пәнд н. 22:3; Йәһ. 20, 21).
8. Әлчи Паул Мәсиһ әгәшкүчилиригә қандақ нәсиһәт бәргән?
8 Әлчи Паул Мәсиһ әгәшкүчилиригә өзигә диққәтлик болуш һәққидә нәсиһәт бәргән. Мәсилән, у Әфәстики Мәсиһ әгәшкүчилиригә мундақ дегән: «Данасизлардәк әмәс, бәлки данишмән кишиләрдәк болушуңлар үчүн жүрүш-турушиңларға диққәт билән беқиңлар» (Әфәс. 5:15, 16). Худа билән болған мунасивитимиз һәрдайим хәвп-хәтәргә дуч келиду, шуңа Муқәддәс китап бизгә мундақ нәсиһәт бериду: «Йәһваниң ирадиси немидә екәнлигини чүшинип-йетиңлар». Мошу нәсиһәткә қулақ салсақ, һәрқандақ хәвп-хәтәргә қарши туралаймиз (Әфәс. 5:17).
9. Йәһваниң бизгә немини ирадә қилғанлиғини қандақ биләләймиз?
9 Муқәддәс китап бизниң Йәһва билән болған достлуғимизға зиян йәткүзидиған һәрбир хәвп-хәтәрни ениқ көрситип бәрмәйду. Биз дайим айәтләрдә тилға елинмиған ишлар тоғрисида қарар чиқириш үчүн Йәһваниң ирадиси немә екәнлигини пәриқләндүрүшимиз яки һис қилишимиз керәк. Биз дайим Худаниң Сөзини тәтқиқ қилип, үгиниш вә чоңқур ойлиниш арқилиқ тоғра таллаш қилалаймиз. Йәһваниң ирадисини қанчә чоңқур чүшәнсәк, Мәсиһниң ой-пикирини йетилдүрсәк, «данишмән кишиләрдәк», һәтта биз үчүн ениқ қаидә-түзүмләр яки көрсәтмиләр берилмигән әһвалдиму, шундақ қилалаймиз (Кор. 1-х. 2:14—16). Бәзи хәвп-хәтәрни пәриқләндүрүш асан, йәнә бәзилирини пәриқләндүрүш анчә асан әмәс.
10. Биз сақлинишқа тегишлик қандақ бәзи хәтәрләр бар?
10 Биз чоқум сақлинишқа тегишлик бәзи хәтәрләр бар. Улар башқиларға көз-қаш ойнитиш, һарақкәшлик, һәддидин зиядә көп йәп-ичиш, көңүлгә азар беридиған яман гәп-сөзләрни қилиш, шундақла зораванлиққа үндәйдиған оюн-тамашә, шәһваний мәзмундики вә шуниңға охшаш нәрсиләрни көрүшни өз ичигә алиду (Зәб. 101:3). Дүшминимиз Иблис Шәйтан Йәһва билән болған достлуғимизға зиянкәшлик қилиш үчүн тохтимай пурсәтләрни издәп жүриду (Пет. 1-х. 5:8). Әгәр биз һошиярлиғимизни өстүрмисәк, Шәйтан ой-пикиримизгә вә қәлбимизгә һәсәт-хорлуқ, ялғанчилиқ, ачкөзлүк, өчмәнлик, тәкәббурлуқ вә адавәт уруғини терәләйду (Гал. 5:19—21). Дәсләптә бу хаһишлар анчә күчлүк болмаслиғи мүмкин. Амма биз дәрһал уни йилтиздин қомуруп ташлаш үчүн һәрикәт қилмисақ, улар давамлиқ өсүп зәһәрлик от-чөпкә айлиниду вә бизгә аварчилиқларни кәлтүриду (Яқуп 1:14, 15).
11. Қандақ йошурун хәвп-хәтәрдин сақлинишимиз керәк вә немә үчүн?
11 Йошурун хәвп-хәтәрдин бири — яманлар билән алақидә болуш. Мундақ бир вәзийәтни ойлап көрәйли. Бу дуниядики бир кишигә вәз қилмақчи болдиңиз дәйли. Иш орниңизда Йәһва гувачилири һәққидә яхши тәсират қалдурушни үмүт қилисиз. Шуңа, хизмәтдишиңизға көйүнүп, униңға ярдәм берисиз. Һәтта бәзидә униң билән биргә тамақ йәйсиз. Кейинирәк, дайим шундақ қилисиз. Бәзидә араңлардики параңларға әхлақсиз гәп-сөзләр арилишиду. Дәсләптә, бәлким буни анчә яқтурмайсиз, бирақ кейинирәк шундақ әхлақсиз мавзуларда сөз қилишқа көнүп қалисиз. Һәмдә униңдин өзүңизни тартмайсиз. Шуниң билән, бир күни хизмәтдишиңиз иштин кейин биллә олтуруп ичишкә тәклип қилиду вә сиз тәкливини қобул қилисиз. Ахирида сиз әшу хизмәтдишиңиздәк ойлашқа башлайсиз. Әнди дәл униңдәк һәрикәт қилишни башлашқа қанчилик вақит кетиду? Әлвәттә, биз һәммә адәмгә көйүнимиз вә уларни һөрмәтләймиз, бирақ чоқум шуни әстә сақлишимиз керәкки, бирликтә вақит өткүзгән кишиләр бизгә күчлүк тәсир қилалайду (Кор. 1-х. 15:33). Әгәр Әйсаниң агаһландурушиға қулақ селип, өзүмизгә диққәт қилсақ, Йәһваниң өлчәмлири бойичә яшимайдиған кишиләр билән зөрүр болмиған әһвалда мунасивәт қилиштин өзүмизни сақлаймиз (Кор. 2-х. 6:15). Биз хәвп-хәтәрни көримиз вә униңдин өзүмизни елип қачимиз.
ВАҚТИҢИЗДИН ӘҢ ЯХШИ ПАЙДИЛИНИҢ
12. Әйсаниң шагиртлири бу дунияниң ахирлишиш вақтини күтүватқанда немиләрни қилған?
12 Әйса өз шагиртлири бу дунияниң ахирлишиш вақтини күтүп турғинида, бекар турмай алдираш өтүшини халиған еди. Шуңа, Әйса уларға муһим хизмәтни тапшурған. У уларға «Йерусалимда, пүткүл Йәһудийә вә Самарийәдә һәм йәр-зиминниң чәтлиригичә» хуш хәвәрни вәз қилишни буйриған (Әлч. 1:6—8). Әйсаниң әгәшкүчилиригә шунчә көп хизмәт тапшурулған. Улар пүтүн күчи билән хуш хәвәрни җакалаш арқилиқ вақтидин әң яхши пайдилинишқа тиришқан.
13. Немә үчүн вақтимиздин әң яхши пайдилинишимиз керәк? (Колосилиқларға 4:5)
13 Колосилиқларға 4:5ни оқуң. Өзүмизгә диққәт қилишимиз үчүн вақтимизни қандақ ишлитишимиз һәққидә ойлинишимиз керәк. Һәммимиз күтүлмигән вақиәләргә дуч келишимиз мүмкин (Вәз 9:11). Бәлким туюқсиз нәпсимиз тохтап қалиду.
Вақтимиздин үнүмлүк пайдилиниш үчүн биз немә қилалаймиз? (14, 15-абзацларға қараң)
14, 15. Биз қандақ қилип вақтимиздин әң үнүмлүк пайдиланалаймиз? (Ибранийларға 6:11, 12; рәсимгиму қараң.)
14 Биз Йәһваниң ирадисини орунлаш вә Униң билән болған достлуғимизни күчәйтиш арқилиқ вақтимиздин әң үнүмлүк пайдиланалаймиз (Йоһ. 14:21). Биз «чиң тәврәнмәс болуңлар,... һәрдайим Пәрвәрдигарниң хизмитидә көп ишләңлар» дегән буйруққа бойсунушимиз керәк (Кор. 1-х. 15:58). Мәйли һаятимиз ахирлашсун яки бу рәзил дуния ахирлашсун, һәргизму пушайман қилмаймиз (Мәт. 24:13; Рим. 14:8).
15 Бүгүнки күндә Әйса өз шагиртлирини пүткүл йәр йүзидә Худа Падишалиғи һәққидә вәз қилишқа йетәкләватиду. У өз вәдисини әмәлгә ашурди. Йәһваниң тәшкилати арқилиқ Әйса бизгә қандақ вәз ейтишни үгитиду вә бизгә хуш хәвәр ейтиш үчүн керәклик вәз ейтиш қураллирини тәминләп бериду (Мәт. 28:18—20). Йәһваниң бу дуниядики рәзилликләрни ахирлаштуруш вақтини күтүватқинимизда һошиярлиқни сақлап, вәз ейтиш вә тәлим бериш хизмитидә тиришчанлиқ көрситиш арқилиқ өз вәдимизни орунлалаймиз. Ибранийларға 6:11, 12-айәтләрдики нәсиһәткә қулақ селиш арқилиқ «ахирғичә» үмүтимизгә мәһкәм бағлинип, чиң туралаймиз (оқуң).
16. Биз немә қилишни қәтъий қарар қилдуқ?
16 Шәйтанниң бу рәзил дуниясини ахирлаштуридиған күнни вә саатни Яратқучи Йәһва аллиқачан ениқ бәлгүләп қойған. У күн кәлгәндә Йәһва Өз Сөзидә хатириләнгән бәшарәтләрни чоқум орунлайду. Қаримаққа, бәзидә бу дунияниң ахирлишиш вақти кечиктүрилгәндәк билиниду. Бирақ Йәһваниң күни һәргизму кечикмәйду! (Һаб. 2:3). Шуңа, «Пәрвәрдигарға қарап үмүт бағлап», Қутқузғучимиз Худани сәвирчанлиқ билән күтүшкә қәтъий бәл бағлайли (Мика 7:7, КТ).
55-НАХША Садиқлар көрәр мәңгү һаятлиқни
a Биз бу дунияда йүз бериватқан ишларға нәзәр салғачқа, һошиярлиғимизни қандақ сақлап қалалайдиғанлиғимиз һәққидә муһакимә қилимиз. Буниңдин башқа өзүмизгә қандақ диққәтлик болалаймиз вә вақтимизни әң яхши усулда ишлитиш үчүн немә қилалайдиғанлиғимизни көримиз.
b СҮРӘТТӘ: (Үстидики рәсим) Бир җүп телевизордин хәвәрни көриду. Җамаәт жиғилишидин кейин улар хәвәрдә көргән вақиәләрниң мәнаси тоғрисида башқиларға өзлириниң шәхсий көзқарашлирини сөзләйду. (Астидики рәсим) Бир җүп әр-аял Муқәддәс китаптики бәшарәтләрниң әң йеңи чүшәндүрүшини билип туруш үчүн, Рәһбәрлик кеңәшниң әң йеңи хәвәрлирини көриду. Улар башқиларға садиқ қул тәминлигән Муқәддәс китапқа асасланған материалларни сунуватиду.