21-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
50-НАХША Худаниң меһир-муһәббәт үлгиси
Өзүңизгә лайиқ җүптиңизни қандақ тапалайсиз?
«Ким яхши аялни тапиду? Униң баһаси мәрвайитлардин бәк үстүн» (ПӘНД Н. 31:10).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Бу мақалидә Муқәддәс китап принциплири өзигә лайиқ җүптини тепиш вә той қилишни халайдиғанларға қандақ ярдәм беридиғанлиғини вә җамаәттики башқиларниң уларни қандақ қоллап-қувәтләләйдиғанлиғини көрүп чиқимиз.
1, 2. а) Муһәббәтлишип жүрүшни башлаштин бурун Мәсиһ әгәшкүчиси немә һәққидә чоңқур ойлиниши лазим? ә) «Учришишқа чиқип муһәббәтлишиш» дегән немә? («Сөз-ибарә мәнаси» дегән йәргә қараң.)
СИЗ той қилишни халамсиз? Бәхитлик болуш үчүн той қилиш шәрт әмәс болсиму, яш яки йеши чоң болсун, нурғун той қилмиған етиқатдашлар той қилишни халайду. Бир киши өзигә лайиқ җүптини тепиш үчүн учришип муһәббәтлишишини башлаштин авал пишип йетилип, ихтисадий, роһий вә һис-туйғу җәһәттин той қилишқа тәйяр болуши керәкa (Кор. 1-х. 7:36). Әгәр мошу тәрәпләрдә пухта тәйярлиқ қилған болсиңиз, еһтимал сиз бәхитлик аилигә еришәләйсиз.
2 Бирақ өзүңизгә лайиқ кишини тепиш асан әмәс (Пәнд н. 31:10). Уни яхширақ билиш вә униң билән учришишни башлаш асанға чүшмәйдуb. Бу мақалидә той қилмиған етиқатдашларниң өзигә лайиқ җүптини тепиш вә учришишни башлишиға немә ярдәм беридиғанлиғи тоғрисида муһакимә қилимиз. Униңдин башқа, җамаәттикиләрниң той қилишни халайдиған етиқатдашларға қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғини көрүп чиқимиз.
ЛАЙИҚ ҖҮПНИ ТЕПИШ
3. Той қилмиған етиқатдаш өзигә лайиқ кишини издигинидә, немиләрни көздә тутуши керәк?
3 Әгәр той қилмақчи болсиңиз, болғуси җүптиңизниң алаһидиликлирини яхши биливелишиңиз керәк. Шундақ қилмисиңиз, өзүңүзгә лайиқ болған адәмни байқимай қалисиз яки лайиқ кәлмәйдиған бири билән учришип муһәббәтлишишкә башлайсиз. Әлвәттә, той қилмақчи болған киши чөмдүрүлүштин өткән бири болуши керәк (Кор. 1-х. 7:39). Амма чөмдүрүлүштин өткән һәммә киши сизгә лайиқ кәлмәслиги мүмкин. Өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Һаятимда қандақ мәхсәтлирим бар? Таллимақчи болған кишиниң чоқум қандақ пәзиләтлири болушини халаймән? Тәләплирим бәк жуқури әмәсму?»
4. Бәзиләр дуалирида немиләрни тилға алиду?
4 Әгәр той қилмақчи болсиңиз, бу тоғрисида дуа қилиң (Флп. 4:6). Әлвәттә, Йәһва Худа һечкимгә өмүрлүк җүптини беридиғанлиғи һәққидә вәдә бәрмигән. Бирақ У муһтаҗлиғиңизни вә һис-туйғулириңизни яхши чүшиниду вә лайиқ җүпни тепишиңизға ярдәм бериду. Шуңа Худаға давамлиқ дуа қилип, Униңға өз хаһишлириңиз вә һис-туйғулириңизни ейтип бериң (Зәб. 62:8). Худадин сәвирчанлиқ вә даналиқ сораң (Яқуп 1:5). Америкидики Джонc исимлиқ бойдақ бурадәрниң қандақ дуа қилғанлиғини көрүп бақайли: «Мән Йәһва Худаға келәчәктики җүптимниң қандақ пәзиләтлири болушини халайдиғанлиғимни ейтимән. Шу лайиқ бирини учритиш пурсәтлири үчүн дуа қилимән вә өзүмгиму яхши әр болуш үчүн керәклик пәзиләтләрни йетилдүрүшкә ярдәм беришни өтүнимән». Шри-Ланкидики Таня исимлиқ қериндаш мундақ дәйду: «Өзүмгә лайиқ кишини издигәндә, Йәһваға садиқ болушим, иҗабий көзқарашта болуп, хошаллиқни сақлишим үчүн ярдәм сорап дуа қилимән». Әгәр өзүңизгә лайиқ бирини дәрһал тапалмай қалсиңиз, Йәһва Худа җисманий вә һис-туйғу җәһәттин еһтияҗлириңизни давамлиқ тәминләшкә вәдә бәргәнлигини унтумаң (Зәб. 55:22).
5. Той қилмиған етиқатдашлар Йәһва Худани сөйидиған кишини қайси вәзийәтләрдә учриталайду? (Коринтлиқларға 1-хәт 15:58) (Рәсимгиму қараң.)
5 Муқәддәс китап бизни дәвәт қилип, мундақ дәйду: «һәрдайим Пәрвәрдигарниң хизмитидә көп ишләңлар» (Коринтлиқларға 1-хәт 15:58ни оқуң). Әгәр сиз Йәһва Худаға хизмәт қилип һәрхил бурадәр вә қериндашлар билән арилашсиңиз, өзүңизгә охшаш Йәһва Худаға чин дили билән хизмәт қиливатқан бирини учритишқа мүмкинчилик болиду. Йәһва Худани хурсән қилиш үчүн қолуңиздин келишичә тиришчанлиқ көрсәтсиңиз, сиз һәқиқий хошаллиққа еришәләйсиз.
Әгәр Йәһваға толуқ вақит хизмәт қилип, пәриқлиқ етиқатдашлар билән вақит өткүзсиңиз, той қилишни ойлаватқан етиқатдашларни учритишиңиз мүмкин. (5-абзацқа қараң)
6. Өзигә лайиқ бирини издигәндә, етиқатдаш немиләрни әстин чиқармаслиғи керәк?
6 Лекин пәхәс болуң, муһим ишларни қоюп лайиқ кишини издәшкә бешиңиз билән кирип кәтмәң (Флп. 1:10). Һәқиқий хошаллиқ той қилиш-қилмаслиғиңизға әмәс, Йәһва Худа билән болған достлуғиңизға бағлиқ (Мәт. 5:3). Әгәр той қилмиған болсиңиз, хизмәткә көпирәк вақит чиқиралишиңиз мүмкин (Кор. 1-х. 7:32, 33). Той қилмиған чағлириңиздин үнүмлүк пайдилиниң. Қошма Штатлиридики Джесика исимлиқ қериндаш 30 яштин ашқанда турмушқа чиққан. У мундақ дегән: «Той қилиштин илгири, қизғин вәз хизмәт билән бәнт болдум. Бу хошаллиғимни йоқатмай, күтүп турушумға ярдәм бәргән».
СӘП СЕЛИП БИЛИВЕЛИШКӘ ВАҚИТ ЧИҚИРИШ
7. Көңлиңиз чүшкән кишигә һис-туйғулириңизни изһар қилиштин бурун немә үчүн уни сәп селип биливелиш муһим? (Пәнд-нәсиһәтләр 13:16)
7 Сиз өзүңизгә лайиқ бирини таптиңиз дәйли. Униңға дәрһал өз һис-туйғулириңизни ейтиш керәкму? Муқәддәс китап дана кишиниң һәр қәдәмни бесиштин авал, әқил билән чоңқур ойлинидиғанлиғини ейтиду (Пәнд-нәсиһәтләр 13:16ни оқуң). Шуңа көңлиңиз чүшкән кишигә һис-туйғулириңизни ейтиштин авал, у кишини сәп селип биливелишкә вақит чиқарсиңиз, дана иш қилған болисиз. Нидерландики Ешвин исимлиқ бурадәр мундақ дәйду: «Һис-туйғулар қандақла тез пәйда болса, шундақла тез өтүп кетиши мүмкин. Сәп селип биливелишкә вақит чиқарсиңиз, алдирақсанлиқ билән учришишқа чиқип, муһәббәтлишип жүрүшни башлимайсиз». Униңдин башқа, диққәтчан болғиниңизда сизгә йеқимлиқ туюлған кишиниң өзүңизгә лайиқ кәлмәйдиғанлиғини көрүп йетишиңиз мүмкин.
8. Сиз яқтуруп қалған кишиниң әслидә ким екәнлигини қандақ биләләйсиз? (Рәсимгиму қараң.)
8 Сизгә лайиқ болған кишини қандақ чәттин сәп селип биләләйсиз? Җамаәт учришишлирида яки достлар ара олтиришларда шу кишиниң миҗәз-хулқи, жүрүш-туруши вә Йәһва билән болған мунасивитигә диққәт қилалайсиз. Униң достлири ким? У немә тоғрилиқ сөзләйду? (Луқа 6:45) Униң мәхсәтлири билән сизниң мәхсәтлириңиз охшамду? Униңдин башқа, униң җамаитидики ақсақаллар яки уни яхши тонуйдиған роһий җәһәттин йетилгән қериндашлар билән параңлишип көрүң (Пәнд н. 20:18). Улардин у кишиниң миҗәз-хулқи вә нам-абройи һәққидә сорап беқиң (Рут 2:11). Буни қилғанда у кишини раһәтсизләндүрүп қоюштин сақлиниң. Униң һис-туйғулири вә шәхсий һаятини һөрмәтләң. Шундақла шу кишини көпирәк билишни халаймән дәп дайим пәрванидәк әтрапида айлинип жүрмәң.
Өз һис-туйғулирини ейтиштин бурун униңға чәттин сәп селип қараң (7, 8-абзацларға қараң)
9. Биригә һис-туйғуларни ейтиштин авал, немини әстә тутуш керәк?
9 Сизгә лайиқ болған кишигә һис-туйғулириңизни ейтиштин авал, уни қанчә узун вақит биливелишиңиз керәк? Әгәр наһайити тезла һис-туйғулириңиз тоғрисида ейтип бәрсиңиз, киши сизни алдирақсан адәм дәп ойлиши мүмкин (Пәнд н. 29:20). Униңдин башқа, бир киши уни яқтуруп қалғанлиғиңизни байқиса, лекин өз һис-туйғулириңизни униңға ейтмай жүрсиңиз, у киши сизни җүръәтсиз дәп ойлиши мүмкин (Вәз 11:4). Есиңиздә болсунки, һис-туйғулириңизни ейтиштин авал нәқ шу адәм билән той қилимән дәп ойлимаң. Лекин сиз өзүңиз аилә қурушқа тәйяр болғанлиғиңизға вә шу кишиниң лайиғиңиз болушқа мас келидиғанлиғиға көз йәткүзүң.
10. Әгәр бириниң сизни яқтуруп қалғанлиғини байқисиңиз, лекин сиз униң билән учришип арилишишни халимисиңиз, немә қилсиңиз болиду?
10 Әгәр бириниң сизни яқтуруп қалғанлиғини байқисиңиз, немә қилсиңиз болиду? Әгәр у киши билән учришип муһәббәтлишишни халимисиңиз, иш-һәрикәтлириңиз арқилиқ буни униңға очуқ билдүрүшкә тиришиң. Ундақ болмиса, шу кишигә йәнила үмүт бардәк хата тәсират берип қоюп, униңда кейин көңүл ағриғи пәйда болуп қелиши мүмкин (Кор. 1-х. 10:24; Әфәс. 4:25).
11. Әгәр бири сиздин бирлири билән учришиш яки той қилишни орунлаштуруш үчүн ярдәм сориса, немини есиңиздә тутушиңиз керәк?
11 Бәзи җайларда ата-анилар яки башқа чоңлар өзиниң той қилмиған туққанлириға лайиқ кишини таллайду. Йәнә башқа җайларда болса, аилә әзалири яки достлири той қилмиғанларға лайиқ адәмни издәп, уларни көрүшүп беқишқа орунлаштуриду. Лекин улар бир-бири билән учришип муһәббәтлишип жүрүш-жүрмәсликни өзлири қарар қилиду. Әгәр сизгә бирлири той қилиш үчүн лайиқ издәватқанлиғини ейтип, сиздин учришишқа чиқишни орунлаштуруп беришни сориса, һәр икки тәрәпниң еһтияҗлири вә миҗәз-хулуқлири һәққидә ойлинип көрүң. Әгәр бирини маңа лайиқ кәлгүдәк дәп қарсиңиз, униң миҗәз-хулқи, хисләтлирини вә әң муһими Йәһва Худа билән болған йеқин мунасивити тоғрилиқ биливелишқа тиришиң. Униң пули, билими вә униң қандақ аилидин чиқишиға қариғанда, Йәһва Худа билән болған мунасивити муһимирақ. Есиңиздә болсунки, той қилмиғанлар аилә қуруш-қурмаслиқни ахирида өзлири қарар қилиду (Гал. 6:5).
УЧРИШИП МУҺӘББӘТЛИШИШНИ БАШЛАШ
12. Әгәр лайиқ көргән киши билән учришип муһәббәтлишишни қарар қилсиңиз, униңға бу тоғрилиқ қандақ ейталайсиз?
12 Әгәр кимду-бири билән учришип муһәббәтлишип жүрүшни башлашни халисиңиз, у кишигә бу һәққидә қандақ ейталайсиз?d Адәмләр көридиған йәрдә көрүшүш яки телефон арқилиқ сөзлишиш үчүн бир вақитни орунлаштуруң. Өзүңизниң нийәт-мәхситиңизни ениқ ейтиң (Кор. 1-х. 14:9). Керәк болса у кишигә ойлинишқа вақит бериң (Пәнд н. 15:28). Әгәр у арилишип өтүшни халимиса, униң қарарини һөрмәтләң.
13. Әгәр бири сизгә көңлини изһар қилса, немә қилишиңиз керәк? (Колосилиқларға 4:6)
13 Әгәр бири униң көңли сизгә чүшүп қалғанлиғини ейтсичу? Униң өз көңлидики гәп-сөзлирини еғизидин чиқиришқа қанчилик җүръәт вә җасарәт көрсәткәнлигини унтумаң, шуңа мулайимлиқ вә һөрмәт билән униңға муамилә қилиң (Колосилиқларға 4:6ни оқуң). Әгәр сизгә учришип муһәббәтлишип жүрүшкә мақул болуш-болмаслиқни қарар чиқириш үчүн ойлинишқа вақит керәк болса, буни униңға ейтиң. Бирақ җававиңизни тезирақ беришкә тиришиң (Пәнд н. 13:12). Әгәр арилишип муһәббәтлишишини халимисиңиз, буни ениқ, амма мулайимлиқ билән ейтиң. Австриядики Ханс исимлиқ бурадәр бир қериндашниң көңүл изһарини қандақ рәт қилғанлиғини көрүп бақайли. У мундақ җавап бәргән: «Мән өз қараримни ейтқанда, гәп-сөзлиримгә диққәт қилдим, лекин рәт қилғанлиғимни ениқ билдүрдүм. Униңға үмүт бәрмәслик үчүн дәрһал җавап бәрдим. Шундақла кейин униңға қарарим қәтъий екәнлигини көрситиш үчүн гәп-сөзлиримгә вә иш-һәрикәтлиримгә көпирәк еһтиятчан болдум». Дәл әксичә, әгәр сиз бу киши билән учришишқа чиқип, уни көпирәк тонушни халисиңиз, буни ениқ ейтиң. Шуниң билән учришип жүргән мәзгилдә қандақ вақитларда учришиш, немә қилиш-қилмаслиқ, кимгә ейтиш-ейтмаслиқ дегәндәк ишлар һәққидә параңлишиң. Чоң болған мәдәнийәт яки башқа сәвәпләр түпәйли көзқарашта вә башқа тәрәпләрдә һәммә нәрсә өзүңлар күткәндәк болмаслиғи мүмкин.
БАШҚИЛАР ТОЙ ҚИЛМИҒАН ЕТИҚАТДАШЛАРНИ ҚАНДАҚ ҚОЛЛАП-ҚУВӘТЛӘЛӘЙДУ?
14. Той қилмиған етиқатдашлиримизни қандақ қоллап-қувәтлисәк болиду?
14 Һәммимиз той қилишни халайдиған етиқатдашлиримизни қандақ қоллап-қувәтләләймиз? Буниң бир йоли — гәп-сөзлиримизгә диққәт қилиш (Әфәс. 4:29). Өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Той қилишни халиғанларниң үстидин чақчақларни қилимәнму? Техи той қилмиған бир бурадәр билән бир қериндаш бир-бири билән параңлишип турғанлиғини көргәндә, уларниң арисида қандақту бир романтик һис-туйғулар бармикин дәп пәрәз қилимәнму?» (Тим. 1-х. 5:13) Униңдин башқа, етиқатдашларни той қилмиғанлиғи үчүн мәлум нәрсиләрдин мәһрум қилғандәк һис-туйғуға кәлтүрүп қоюштин пәхәс болушимиз керәк. Жуқурида тилға елинған Ханс мундақ дегән: «Бәзидә җамаәттикиләр мундақ дәйду: “Қачан той қилисән? Йешиң бир йәргә кәлди”. Буниңға охшаш сөзләрни аңлиған той қилмиған қериндашлар өзини қәдирсиздәк яки чапсанирақ той қилиши керәктәк һис қилиши мүмкин». Башқиларни шундақ һис-туйғуға кәлтүрүштин сақлинайли. Униң орниға той қилмиған қериндашларни махташ үчүн пурсәтләрни издәйли (Сал. 1-х. 5:11).
15. а) Бирсигә лайиқ кишини тонуштуруштин авал, немә тоғрилиқ ойлинип көрүшимиз керәк? (Римлиқларға 15:2) (Рәсимгиму қараң.) ә) Видеони көргәндә қандақ муһим нуқтиларға диққәт қилдиңиз?
15 Әгәр той қилмиған икки етиқатдашни худди алтун үзүккә яқут көз ярашқандәк бир-биригә бәк мас келиду дәп ойланған болсиңиз, немә қилишқа болиду? Муқәддәс китап бизгә башқиларниң һис-туйғулирини көздә тутушқа дәвәт қилиду (Римлиқларға 15:2ни оқуң). Той қилмиған нурғун қериндашлиримиз бирлириниң уларни лайиқ киши билән тонуштурушни халимайду, шу сәвәптин уларниң көзқарашлирини һөрмәтлишимиз керәк (Сал. 2-х. 3:11). Бәзиләр болса, башқиларниң уларға ярдәм беришини халайду. Шундақтиму улар өзлири соримиса, уларни бирси билән тонуштуруштин сақлиниңe (Пәнд н. 3:27). Униңдин башқа, бәзиләр мувапиқ бир пәйттә тәбиий усулда бири билән тонушушни халайду. Германиядики Лидия исимлиқ той қилмиған қериндаш мундақ дәйду: «Қериндашларни достлар олтиришиға чақирсақ болиду. Бу уларға бир-бири билән көрүшүшкә пурсәт яритип бериду вә қалған ишлар уларниң өзлириниң ихтиярида қалиду».
Көп кишиләр жиғилған олтиришлар той қилмиғанларниң өз ара тонушишиға мүмкинчилик яритип бериду (15-абзацқа қараң)
16. Той қилмиған етиқатдашлар немини әстә сақлиши керәк?
16 Мәйли той қилғанлар яки қилмиғанлар болсун, һәммимиз бәхитлик турмуш кәчүрәләймиз (Зәб. 128:1). Әгәр той қилишни халисиңиз, бирақ өзүңизгә лайиқ бирини техи тапмиған болсиңиз, диққитиңизни давамлиқ Йәһва Худаға хизмәт қилишқа қаритиң. Макаодики Син Ю исимлиқ қериндаш мундақ дәйду: «Той қилмиған вақтиңиз билән җәннәттә җүптиңиз билән өткүзгән вақтиңизни селиштурғанда, той қилмиған вақтиңиз бәк қисқа болиду. Шуңа бу вақитни қәдирләп, хошал-хорам өткүзүң». Лекин өзүңизгә лайиқ кишини тапқан болсиңиз, немә қилишиңиз керәк? Кейинки мақалидә учришип арилишип жүргән вақитта немиләр сизгә дана қарар чиқиришқа ярдәм беридиғанлиғини көрүп чиқимиз.
3-НАХША «Худа Өзи меһир-муһәббәттур»
a Той қилишқа тәйяр болған-болмиғанлиғиға көз йәткүзүш үчүн jw.org торбетидики «Қиз-жигитләрниң учришишлири. 1-қисим. Мән бирси билән учришип арилишип жүрүшкә тәйярму» (рус) намлиқ мақалини оқуң.
b СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: «Учришишқа чиқип муһәббәтлишиш» — әр вә аял киши учришип бир-биригә өмүрлүк һәмра болушқа лайиқ яки лайиқ кәлмәйдиғанлиғини көрүп йетиш үчүн бир-бирини яхширақ тонуш мәхситидә бирликтә вақит өткүзүшни билдүриду. Бәзи дөләтләрдә бундақ учришишни бирси билән муһәббәтлишип жүрүш дәп атилиду. Қиз-жигитләрниң өз ара көңлини бир-биригә изһар қилип, романтик һис-туйғулирини ейтиши уларниң муһәббәтлишип жүрүшни башлиғанлиғини билдүриду. Бу улар той қилишқа пүтүшкәндә яки айрилип кетишни қарар қилғанда ахирлишиду.
c Бәзи исимлар өзгәртилгән.
d Бәзи мәдәнийәтләрдә адәттә жигит қизиға арилишип муһәббәтлишиш тәкливини қойиду. Амма қиз жигиткә учришип арилишип өтүш тәкливини қойса, буниң һечбир яман йери йоқ (Рут 3:1—13). Бу һәққидә көпирәк билиш үчүн «Ойғиниш!» (рус) дегән журналниң 2004-жили, 22-октябрь санидики «Яшларниң соаллири. Униңға көңлүмдики һис-туйғуларни қандақ ейталаймән?» дегән мақалини оқуң.
e jw.org торбетидики «Иман-етиқади үчүн мувәппәқийәт күрәш қиливатиду. Той қилмиған етиқатдашлар» (рус) намлиқ видеони қараң.