20-һЕКАЙӘ
Динаниң аваричилиққа йолуқуши
ДИНАНИҢ кимләр билән көрүшкили бармақчи болғанлиғини биләмсиз? У Қанан зиминида яшайдиған бәзи қизлар билән көрүшкили бармақчи болди. Дадиси Яқуп, Динаниң шундақ қилишиға қошулғанму? Мошу соалға җавап бериш үчүн, Ибраһим вә Исһақниң қананлиқ қизларға қандақ көз қарашта болғанлиғини әсләп көрәйли.
Ибраһим пәйғәмбәр оғли Исһақниң қананлиқ қизларға өйлинишини халиғанму? Һәргиз халимиған еди. Исһақ билән Рибәқа оғли Яқупниң қананлиқ қиз билән той қилишини халиғанму? Уларму халимиған еди. Немә үчүнлигини биләмсиз?
Сәвәви, қананлиқ кишиләр ялған илаһларға ибадәт қилатти. Улар яхши кишиләр әмәс еди. Шуңа, улар яхши әр яки яхши аял болалматти. Улар билән дост болушму пайда елип кәлмәтти. Шундақ екән, Яқуп пәйғәмбәр чоқум қизиниң қананлиқ қизлар билән дост болушиға қошулмиған.
Дәрвәқә, Дина аваричилиққа йолуқти. Рәсимдики Динаға қарап турған қананлиқ әрни көрдиңизму? Униң исми Шәкам. Бир күни, Дина достлири билән көрүшкили кәлгәндә, Шәкам Динани тутивелип, зормузор Дина билән биргә ятти. Бундақ қилиш тоғра әмәс, сәвәви пәқәт той қилған әр-аял биргә йетиши керәк. Шәкамниң Динаға қилған бу яман иши, башқа нурғун аваричилиқларни пәйда қилди.
Динаниң акилири йүз бәргән ишларни аңлап, улар қаттиқ ғәзәпләнди. Шимон билән Лавий иккиси дәрғәзәптә қолиға қилич елип, әрләр тәйярсиз турғанда шәһәргә бесип кирди. Улар вә уларниң қериндашлири Шәкам вә башқа барлиқ әрләрни өлтүрүвәтти. Яқуп пәйғәмбәр оғуллириниң қилған яман ишиға аччиқланди.
Мошу бир мунчә аваричилиқлар қандақ пәйда болди? Һәммиси Динаниң Пәрвәрдигарниң буйруғиға бойсунмайдиған кишиләр билән дост болғанлиғи сәвәплик шундақ ишлар йүз бәрди. Биз ундақ адәмләр билән һәргиз дост болмаймиз, шундақму?