33-һЕКАЙӘ
Қизил деңиздин өтүш
НЕМӘ иш йүз бериватиду, қарап беқиңа! Муса пәйғәмбәр қолидики таяқни Қизил деңизға қаритип сунди. Деңизниң бу қирғиғида Муса билән биллә турған исраиллар аман қалди. Амма, фирәвн вә униң әскәрлири болса деңизға чөкүп кәтти. Мошу ишларниң қандақ йүз бәргәнлигини көрүп бақайли.
Биз бурун үгәнгәндәк, Йәһва мисирлиқларға онинчи апәтни чүшәргәндин кейин, фирәвн исраилларни Мисирдин чиқип кетиңлар, дегән еди. Тәхминән 600 000 чә исраил әр, униңдин башқа нурғун аяллар вә балилар Мисирдин айрилди. Униңдин башқа, Йәһваға ибадәт қилидиған башқа милләтләрму исраил хәлқи билән биргә айрилди. Улар йәнә қой, өшкә вә кала падилирини биллә елип маңди.
Улар айрилиштин илгири, исраиллар мисирлиқлардин кийим-кечәк вә алтун-күмүчтин ясалған нәрсиләрни сориди. Мисирлиқлар әң ахирқи апәттин бәкму қорқуп кәткән еди. Шуңа, улар исраилларниң сориған нәрсилирини бәрди.
Бир нәччә күндин кейин, исраиллар Қизил деңиз бойиға йетип келип, у йәрдә арам алди. Бу вақитта, фирәвн вә униң адәмлири исраилларни кәткили қойғанлиғиға пушайман қилишқа башлиди. Шуңа, улар: “Һәй, биз қулларниң кетишигә йол қоюптуқ!”, дейишти.
Шуниң билән, фирәвн йәнә бир қетим гепидә турмиди. У дәрһал җәң һарвулирини вә әскәрлирини тәйяр қилди. У алаһидә 600 җәң һарвуси вә Мисирдики башқа барлиқ җәң һарвулири билән, исраилларниң арқисидин қоғлашқа башлиди.
Исраиллар фирәвн вә униң әскәрлириниң қоғлап кәлгәнлигини көрүп қаттиқ қорқушти. Қачидиған һеч қандақ йол йоқ еди. Уларниң алдида Қизил деңиз туратти, арқисида болса мисирлиқлар қоғлап келивататти. Бирақ, Йәһва исраиллар билән мисирлиқларниң арисиға булут пәйда қилди. Шуниң билән, мисирлиқлар исраилларни көрәлмиди, һәм уларға һуҗум қилалмиди.
Андин кейин, Йәһва Мусани тайиғини Қизил деңизға қаритип узитишқа буйриди. Муса шундақ қилғанда, Йәһва күчлүк шәриқ шамили пәйда қилип, Қизил деңиз сүйи бөлүнүп, су икки тәрәпкә тамдәк көтирилди.
Шуниң билән, исраиллар деңизниң оттурисидики қуруқ йәр билән меңип өтүшкә башлиди. Нәччә миллион адәм вә уларниң барлиқ мал-чарвилириниң бехәтәр деңизниң қарши қирғиғиға өтүп кетиши үчүн бир қанчә саат вақит кәтти. Мисирлиқлар ахири исраилларни көрәлиди. Уларниң қуллири қечип кетивататти. Шуңа, мисирлиқлар алдирап арқисидин қоғлап деңизға кирди.
Улар деңизға киргәндин кейин, Пәрвәрдигар уларниң һарвулириниң чақлирини чиқиривәтти. Мисирлиқлар бәк қорқуп кәтти, һәм: “Йәһва исраилларға ярдәм қилип, биз билән җәң қиливатиду. Бу йәрдин қачайли!”, дәп вақирашти. Амма, улар толиму кечиккән еди.
Бу рәсимдә көрүп турғиниңиз, Йәһва буйруғандәк, Муса тайиғини деңизға қаритип узитиватқан пәйт. Муса шундақ қилғанда, тамдәк көтирилгән сулар әслигә қайтип, мисирлиқлар вә уларниң җәң һарвулири суға ғәриқ болди. Барлиқ мисирлиқ әскәрләр исраилларни қоғлап деңизға киргән еди. Шуңа, бирму мисирлиқ һаят қалмиди!
Худаниң барлиқ хәлқи қутулуп, қанчилик хошал-хорамлиққа чөмгәнду, һә! Исраил әрләр Йәһвани мәдһийиләп: “Йәһва шанлиқ ғәлибә қучти. У атларни вә ат мингүчиләрни деңизға ғәриқ қилди”, дейишти. Мусаниң ачиси Мәрийәм дап чалди, башқа аялларму униңға әгишип дап челип, уссул ойниди вә әрләргә қошулуп: “Йәһва шанлиқ ғәлибә қучти. У атларни вә ат мингүчиләрни деңизға ғәриқ қилди”, дәп нахша ейтишти.