Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • my 46-һекайә
  • Ериха шәһириниң тамлири

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Ериха шәһириниң тамлири
  • Муқәддәс Китап һекайилири
  • Охшаш мәлумат
  • Раһабниң пайлақчиларни йошуруши
    Муқәддәс Китап һекайилири
  • Раһаб Йәһваға ишәнди
    Келиңлар, балилар, оқайли!
  • Исраилларниң Қанан зәминигә кириши
    Муқәддәс китаптики асасий мавзу
Муқәддәс Китап һекайилири
my 46-һекайә
Joshua leads the Israelites who shout and blow their horns as the walls of Jericho fall

46-һЕКАЙӘ

Ериха шәһириниң тамлири

ЕРИХА шәһириниң сепил тамлири қандақларчә өрүлүп чүшти? Қаримаққа, чоң бир бомба билән партлатқанға охшайдикән. Бирақ, у заманларда бомба йоқ еди. У Йәһваниң йәнә бир мөҗүзиси! Ундақта, мөҗүзә қандақ йүз бәрди? Бирликтә көрүп бақайли.

Йәһваниң Йәшуға немә дегәнлигини аңлаң: “Сән вә сениң җәңчилириң шәһәрни чөгүләп меңиңлар. Алтә күнгичә һәр күни бир қетим чөгүләңлар. Әһдә сандуғини биргә елип меңиңлар. Роһанийлардин йәттиси униң алдида меңип канай чалсун.

“Йәттинчи күни сән җәңчиләр билән шәһәрни йәттә қетим чөгүләп маң. Андин кейин, канай авази созулуп челинғанда, улар һәммиси қаттиқ вақирап товлисун. Шунда, шәһәр тамлири өрүлүп чүшиду!”

The walls of Jericho fall, except for the home of Rahab where the scarlet cord hangs

Йәшу билән хәлиқ, Йәһва буйруғандәк қилди. Улар чөгүләп маңғанда, һеч ким үн чиқармиди, һәтта бир еғиз сөзму қилмиди. Пәқәт канайлар билән қошунниң дүпүрләп маңған аяқ авази аңлинатти. Чәксизки, Худаниң хәлқиниң Ериха шәһиридики дүшмәнлири қорқуп кәткән еди. Деризигә чигип қойған әву қизил шойнини көрдиңизму? У кимниң өйиниң деризиси? Тоғра! Раһаб дәл икки пайлақчиниң буйруғи бойичә қилған еди. Аилисидикиләрниң һәммиси униң билән немә иш болуватқанлиғини көрүп турди.

Ахирида, йәттинчи күнгә кәлгәндә, шәһәрни йәттә қетим чөгүлигәндин кейин, канай челинип, җәңчиләр қаттиқ һөкүрәп товлиди, шуниң билән тамлар өрүлүп чүшти. Андин Йәшу: “Шәһәрдикиләрниң һәммисини өлтүрүп, шәһәрни көйдүрүңлар. Һеч немини қалдурмай көйдүрүп, пәқәт алтун, күмүч, мис вә төмүрләрни сақлап қелиңлар. Һәм уларни Йәһваниң ибадәт чедириниң ғәзнисигә тапшуруңлар”, дәп буйриди.

Йәшу һелиқи икки пайлақчиға: “Раһабниң өйигә кирип, уни вә аилисидикиләрниң һәммисини елип чиқиңлар”, деди. Пайлақчилар вәдә қилғандәк, Раһаб вә униң аилисидикиләр тирик қалди.

Йәшу 6:1—25.

Үгиниш үчүн соаллар

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш