Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • my 44-һекайә
  • Раһабниң пайлақчиларни йошуруши

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Раһабниң пайлақчиларни йошуруши
  • Муқәддәс Китап һекайилири
  • Охшаш мәлумат
  • Раһаб Йәһваға ишәнди
    Келиңлар, балилар, оқайли!
  • Ериха шәһириниң тамлири
    Муқәддәс Китап һекайилири
  • Исраилларниң Қанан зәминигә кириши
    Муқәддәс китаптики асасий мавзу
  • Он икки пайлақчи
    Муқәддәс Китап һекайилири
Муқәддәс Китап һекайилири
my 44-һекайә
Rahab and one of the spies at her window with the scarlet cord

44-һЕКАЙӘ

Раһабниң пайлақчиларни йошуруши

БУ КИШИЛӘР аваричилиққа учриди. Улар чоқум қечип кетиши керәк, болмиса уларни өлтүрүветиду. Улар кимләр? Улар исраиллар әвәткән пайлақчилар болуп, уларға ярдәм бериватқан аялниң исми Раһаб. Раһаб Ериха шәһириниң сепил теми үстидики бир өйдә туратти. Немә үчүн у кишиләр аваричилиққа йолуқти? Җававини бирликтә издәп бақайли.

Исраиллар Иордан дәриясини кесип өтүп, Қанан зиминиға киришкә тәйяр болди. Бирақ, улар шундақ қилиштин илгири, Йәшу икки пайлақчи әвәтип, уларға: “Берип, у зимин билән Ериха шәһирини көрүп келиңлар”, деди.

One of the spies climbs down the wall using Rahab’s scarlet cord

Пайлақчилар Ериха шәһиригә киргәндә, улар Раһабниң өйигә барди. Амма, бирси Ериханиң падишасиға: “Исраилларниң икки пайлақчиси бу зиминни чарлаш үчүн, бүгүн ахшам бу шәһәргә кәлди”, дәп хәвәр бәрди. Падиша буни аңлап, Раһабниң өйигә адәмләрни әвәтти. Улар Раһабқа: “Өйүңдики кишиләрни тапшуруп бәр!”, дәп буйруқ қилди. Амма, у пайлақчиларни өйниң өгүзисигә йошуруп қойған еди. Шуңлашқа, Раһаб: “Мениң өйүмгә кишиләр кәлгән, лекин уларниң қәйәрдин кәлгәнлигини билмәймән. Қараңғу чүшүп, шәһәр дәрвазиси тақилиштин илгири кетип қалди. Әгәр тезрәк қоғлисаңлар, уларни тутувалалайсиләр!”, деди. Шуниң билән, у адәмләр уларниң арқисидин қоғлап кәтти.

Улар кәткәндин кейин, Раһаб дәрһал өгүзгә чиқти. У пайлақчиларға: “Мән Йәһваниң бу зиминни силәргә беридиғанлиғини билимән. Силәр исраиллар Мисирдин чиққанда, Йәһваниң Қизил деңиз сүйини қандақ қурутқанлиғи вә силәрниң падиша Сиһон вә Огни қандақ өлтүргәнлигиңларни аңлиғанмиз. Мән силәргә яхшилиқ қилдим, шуңа маңа вәдә бериңлар. Яхшилиқ қилип, мениң ата-анам, ака-сиңиллиримни тирик қойсаңлар”, деди.

Пайлақчилар яхшилиқ қилидиғанлиғи һәққидә вәдә бәрди. Бирақ, Раһаб бәзи ишларни қилиши керәк. Шуңа, пайлақчилар униңға: “Бу қизил шойнини елип деризәңгә чигип қой. Андин барлиқ уруқ-туққанлириңни өз өйүңгә жиғип җәм қил. Биз Ериха шәһирини ишғал қилғанда, деризәңдики бу шойнини көрүп, өйиңдики һеч бир кишини өлтүрмәймиз”, дәп буйриди. Пайлақчилар Йәшуниң йениға қайтип кәлгәндә, болуп өткән барчә ишларни униңға сөзләп бәрди.

Йәшу 2:1—24; Ибранийлар 11:31.

Үгиниш үчүн соаллар

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш