Ким сизни яратти?
1 Асман вә йәрни Худа яратти (Яритилиш 1:1).
2 Худаниң исми бар. Униң исми — Йәһвә (Чиқиш 15:3).
Йәһвә Худа асманда яшайду. У — роһ. Сиз Уни көрәлмәйсиз (Әйсайә 66:1; Йоһан 1:18; 4:24).
3 Пәрвәрдигар Йәһвә асманда көп периштәләрни яратти. Уларму роһлар. Улар һәммиси яхши болған. Адәмләргә көрүнүш үчүн, авал улар бәзидә сиртини адәм шәклигә охшаш қилатти (Ибранийларға 1:7).
4 Йәһвә Худа һайванатларни инсанлардин хелила бурун яратти (Яритилиш 1:25).
5 Шундақла Йәһвә Худа Адәм исимлиқ әр кишини вә Һава исимлиқ униң аялини яратти (Яритилиш 1:27).
Худа әҗайип җәннәт беғиға орунлаштурди. У Адәм үчүн бирла аялни яратти. Әр киши пәқәт бирла өзиниң аяли билән өмүр сүрүши керәк еди (Яритилиш 2:8, 21, 22, 24).
6 Инсан — җан (Яритилиш 2:7).
7 Һайванатларму җанлар (Яритилиш 1:24).