Адәм немишкә өлүду?
8 Йәһвә Худа, һәммә адәмләр пүткүл йәр йүзини әҗайип җәннәткә айландуруп, өзлири униңда раһатлинип яшиғинини халиған еди (Яритилиш 1:28).
Әгәр Адәм-ата билән Һава-ана Йәһвә Худаниң сөзигә дайим киргән болса, инсанлар мәңгү өмүр сүргән болатти. Бу икки адәмгә яхши билән яманни билдүрүдиған дәрәқниң мевисини йемәңлар дейилгән еди (Яритилиш 2:15—17).
9 Бир периштә яман йолға чүшүп, иланни пайдилинип, Адәм-ата билән Һава-анини Худаниң сөзигә кирмәйдиған қилди (Яритилиш 3:1—6).
10 Һава-анини алдап кәткән периштә «қедимий илан... иблис вә шәйтан», дәп аталған (Вәһий 12:9).
11 Сөзгә кирмигән җүпни Йәһвә Худа җәннәттин қоғлап чиқти (Яритилиш 3:23, 24).
12 Адәм-ата билән Һава-аниниң пәрзәнтлири туғулди, лекин аилиси бәхитлик болалмиди (Яритилиш 3:17, 18).
13 Йәһвә Худа ейтқандәк, улар қериди һәм өлди (Яритилиш 3:19; Римлиқлар 5:12).
14 Шуңлашқа уларму җаниварларға охшаш өлиду.
Йәрдики һәммә җанлар өлиду (Жиққучи 3:18—20; Йәзкиәл 18:4).