Marek M. Berezowski/Anadolu Agency via Getty Images
СӘГӘК ТУРУҢЛАР!
Украина уруши иккинчи жилға қәдәм қойди. Муқәддәс китапта қандақ үмүт йезилған?
2023-жили, 24 февраль күни паҗиәлик урушниң Украинада башланғанлиғиға бир жил болиду. Бәзи мәлуматларға асасланғанда, Украина вә Россия тәрәптин урушта өлгән яки яриланған әскәрләрниң сани тәхминән 300000ғичә болған. Униңдин башқа, уруш сәвәплик өлгән аддий пухраларниң сани тәхминән 30000ғичә қаралмақта. Бирақ әмәлий сан техиму көпирәк болуши мүмкин.
Әпсуслинарлиғи, бу уруш һечбир ахирлишидиғандәк көрүнмәйду.
«Россия қошунлири Украинаға һуҗум қилип киргәндин башлап та һазирғичә, бу урушниң тохтайдиғанлиғини көрситидиған һечқандақ бир аламәт йоқ. Қаримаққа, икки тәрәпниң һечбири бу урушта ғәлибә қилалмайдиғандәк туриду, яки улар өз ара келишим түзүш үчүн бир үстәлдә олтирип сөһбәтлишидиғандәк әмәс» (NPR «Дөләтлик аммивий радио», 19-февраль, 2023-жил).
Мошу вә башқиму урушлар сәвәплик, дуниядики һәрқайси җайлирида нурғунлиған кишиләр азап-оқубәт вә җапа-мәшәққәт тартип һаят кәчүрүватиду. Муқәддәс китап қандақ үмүт бериду? Уруш ахирлишидиған күн келәмду?
Барлиқ урушларни тохтитидиған уруш
Муқәддәс китапта инсанийәтни вәйран қилиш әмәс, бәлки қутқузуш үчүн бир уруш болидиғанлиғи бәшарәт қилинған. Бу уруш Армагедон дәп аталған болуп, «Һәммигә Қадир Худаниң улуқ күнидә болидиған уруш» (Вәһий 16:14, 16). Худа бу уруш арқилиқ паҗиәлик урушларни кәлтүрүп чиқарған инсаний һөкүмәтләрни йоқ қилиду. Армагедон уруши инсанийәтни мәңгүлүк тинч-хатирҗәмликкә қандақ ериштүридиғанлиғи тоғрилиқ билиш үчүн мону мақалиләрни оқуң: