7-нахша
Йәһваға беғишлиниш
1. Йәһва яратти аләмни,
Асман-зәмин Униң.
Мөҗүзиси шулар һәммигә
Қадир қолларниң!
У һаят нәпәси бәргән.
Көрсәтти каинат:
Пәқәт қадир Худаға мәнсүп
Шан-шәрәп вә ибадәт.
2. «Ирадәңни орунлашқа
Кәлдим»,— дәп дуада,
Һәқ йол тутуш үчүн Әйса
Чөмдүрүлгән суға.
Худаниң сөйүмлүк Оғли
Мәсиһ дәп аталған,
Йәһваға садиқ қул болушқа
Өзини беғишлиған.
3. Җәм болдуқ мәдһийиләшкә
Хас исмиңни, Йәһва,
Ташлап яман һәвәсләрни,
Пак дил беғишлашқа.
Төләм һәққини беришкә
Әвәттиң Оғлуңни.
Һаят-маматлиқ Сән үчүн дәп,
Биз бәрдуқ бу вәдини.
(Шундақла Мәт. 16:24; Марк 8:34; Луқа 9:23ни қараң.)