1-САВАҚ
Худаниң Сөзигә қандақ қулақ салимиз?
Худа Муқәддәс Китави арқилиқ бизгә сөз қилиду (2-Тимотий 3:16).
Һәқ Худа өз ой-пикирлирини бәзи кишиләргә ашкарилап, уларниң шуларни йезип хатирилишигә йетәкчилик қилған. Шу хатириләнгән язмилар Муқәддәс Китап, дәп атилиду. У китапта Худа сизни хәвәрдар қилмақчи болған муһим ишлар бар.
Худа неминиң биз үчүн пайдилиқ екәнлигини билиду, у барчә әқил-парасәтниң булиғи. Униң сөзигә қулақ селиш арқилиқ илим-һекмәткә егә кишиләрдин болалайсиз (Пәнди-нәсиһәт 1:5).
Худа йәр йүзидики барлиқ инсанларниң Муқәддәс Китапни оқушини халайду. Бүгүнки күндә нурғунлиған милләт кишилири өз ана тилида Муқәддәс Китапни оқуш имканийитигә егә.
Әгәр Худаниң Сөзигә қулақ салмақчи болсиңиз, чоқум Муқәддәс Китап оқуп, уни чүшиниш үчүн һәрикәт қилишиңиз керәк.
Һәммила җайда кишиләр Худа Сөзигә қулақ салмақта! (Мәтта 28:19).
Йәһва Гувачилири сизниң Муқәддәс Китапни оқуп чүшинишиңизгә ярдәм берәләйду.
Дунияниң һәммила җайлирида, улар башқиларға Худа тоғрисидики һәқиқәтни үгитиду.
Мошу тәлим-тәрбийә үчүн һәқ төлимәйсиз. Йәһва Гувачилириниң ибадәт жиғилишлирида Худа һәққидә билим алалайсиз.