МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Пүтүн вәзийәтни чүшинишкә тиришиң
Муқәддәс китапни оқуғанда, пүтүн вәзийәтни чүшинишкә тиришиң. Вақиәниң алди кәйни, униң башқа иштирақчилири вә улар немә сәвәптин дәл шундақ һәрикәт қилғанлиғи һәққидә биливелиң. Сиз һис-туйғулириңизни ишлитип, немиләрни көрүватқанлиғиңизни, аңлаватқанлиғиңизни, қандақ пурақларни сезиватқалиғиңизни вә башқа иштирақчилар немиләрни һис қиливатқанлиғини тәсәввур қилип көрүң.
«МУҚӘДДӘС КИТАПНИҢ ВАҚИӘЛИРИНИ КӨЗ АЛДИҢИЗҒА КӘЛТҮРҮП ОҚУҢ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИҢ ҮЗҮНДИСИНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
Немә үчүн Йүсүпниң қериндашлири бир-бири билән җедәлләшкән?
Немә сәвәптин Йүсүпниң акилири бәзи вақитларда ақиветини ойлимай һәрикәт қилған?
Йүсүпниң дадиси Яқуп һәққидә немә биләләймиз?
Яқуп келишмәсликләрни һәл қилишниң әҗайип үлгисини балилириға қандақ көрсәтти?
Бу видеодин қандақ савақ алдиңиз?