5-ҚИСИМ
Бабилондики әсирликтин, Йерусалим тамлириниң қайта ясилишиғичә
Исраиллар Бабилонда әсир болуп турғинида, иманетиқатта нурғун синақларға дуч кәлгән еди. Шадрак, Мишак вә Әбәднеголар от көйүватқан қизиқ очаққа ташланди. Бирақ, Йәһва уларни қутқузуп чиқти. Кейин, Бабилон медиялиқлар билән персияликләр тәрипидин егиләнгәндә, Даниял шир өңкүригә ташланди. Амма Пәрвәрдигар Йәһва ширларниң еғизини бағлап қоюп, униму қоғдап қалған еди.
Ахирида, персия падишаси Курс исраилларни азат қилди. Улар Бабилонға әсирликкә елип кетилгән еди. 70 жилдин кейин, жутлириға қайтип кәтти. Йерусалимға қайтип берип, улар Йәһваниң ибадәтханисини қайта ясашни дәрһал башлиди. Амма, дүшмәнләр узун өтмәй уларниң ишлирини тохтатти. Шуңа, Йерусалимға қайтип, тәхминән 22 жилдин кейин ибадәтхана қурулуши ахири пүтти.
Кейин, биз Әзраниң ибадәтханини безәш үчүн Йерусалимға қайтиш сәпири қилғанлиғи һәққидә үгинимиз. Мошу вақиә ибадәтхана қурулуши пүтүп 47 жилдин кейин йүз бәргән еди. Әзра Йерусалимға қайтип 13 жилдин кейин, Нәһәмия Йерусалимниң өрүлүп чүшкән тамлирини қайта ясаш қурулушиға ярдәмләшти. 5-қисим 152 жиллиқ тарихий вақиәни өз ичигә алиду.