20-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
23-НАХША Йәһва — бизниң күчимиз
Йәһва Худа сизгә чоқум тәсәлли бериду
«Рәһим-шәпқәтлик Ата вә барчә тәсәллиниң мәнбәси болған Худа мәдһийиләнсун!» (КОР. 2-Х. 1:3).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Йәһва Худа әсирдә яшиған йәһудийларға қандақ тәсәлли бәргән вә биз буниңдин немиләрни үгинәләймиз?
1. Бабилға сүргүн қилинған йәһудийларниң әһвалини тәсвирләп бериң.
НУРҒУН жиллар давамида йәһудийлар Йәһваға қарши гуна қилип кәлгән. Шуңа, Худа бабиллиқлар уларниң зәминини ишғал қилип, исраилларниң сүргүнгә әвәтилишигә йол қойған (Тар. 2-яз. 36:15, 16, 20, 21). Улар сүргүндә өзлирини қандақ һис қилған? Бир тәрәптин, улар адәттикидәк һаят кәчүрүп, әркин-азадә яшиған (Йәр. 29:4—7). Башқа тәрәптин, улар бу һаятни арзу қилмиған еди. Сүргүнгә чүшүп қалған бир ибраний өзиниң һис-туйғусини төвәндикидәк тәсвирләйду: «Бабил дәриялири қешида биз олтирип, Сионни әскә елип, жиғлаттуқ» (Зәб. 137:1). Шәк-шүбһисизки, йәһудийлар тәсәллигә муһтаҗ еди. Лекин улар тәсәллини қәйәрдин тапалатти?
2, 3. а) Йәһва Худа Бабилға сүргүн қилинғанларға немә қилған? ә) Бу мақалидә биз немиләрни көрүп чиқимиз?
2 Йәһва — тәсәллиниң мәнбәси (Кор. 2-х. 1:3). У Өз хизмәтчилирини яхши көриду вә улар қийналғанда тәсәлли беришни халайду. Йәһва Худа сүргүн қилинғанларниң бәзилири гунасиға товва қилип, Өзигә қайтип келидиғанлиғини билгән (Йәшая 59:20). Шуңа, У йәһудийларниң Бабилға сүргүн қилинишидин 100 жил илгири, Йәшая пәйғәмбәрни роһландуруп, «Йәшая» китавини яздурған. Бу китапниң мәхсити қандақ болған? У мундақ дегән: «Хәлқимгә тәсәлли бериңлар, уни бәзләңлар! — демәктә Худайиңлар» (Йәшая 40:1). Ениқки, Йәһва Худа Йәшая пәйғәмбәрниң китави арқилиқ тәсәллигә муһтаҗ болған йәһудийларға илһам-мәдәт бәргән.
3 Бизму сүргүнгә паланған йәһудийларға охшаш бәзидә тәсәллигә муһтаҗ болимиз. Бу мақалидә Йәһва Худа ибранийларға қандақ тәсәлли бәргәнлигини көрүп чиқимиз. Биринчи, У товва қилғанларни кәчүридиғанлиғини вәдә қилған. Иккинчи, У Өз хәлқигә үмүт бәргән. Үчинчи, Йәһва Худа йәһудийларға қорқунучлирини йеңип, хатирҗәм яшашқа ярдәм бәргән. Шундақла, бүгүнки күндә Йәһва Худа бизгә қандақ тәсәлли бериватқанлиғини муһакимә қилимиз.
ЙӘҺВА ХУДА БИЗНИ КӘЧҮРИДУ
4. Йәһва Өзиниң рәһим-шәпқәтлик Худа екәнлигини қандақ көрсәткән? (Йәшая 55:7)
4 Йәһва Худа — рәһим-шәпқәтликниң Атиси (Кор. 2-х. 1:3). У Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ ибранийларни кәчүридиғанлиғиға вәдә берип, меһир-шәпқәтлик Худа екәнлигини көрсәтти (Йәшая 55:7ни оқуң). У мундақ дегән: «Мән мәңгүлүк садиқ меһир-муһәббитим билән саңа рәһим-шәпқәт көрситимән» (Йәшая 54:8, ЙД). Йәһва Худа Өз рәһим-шәпқитини қандақ көрсәткән? Гәрчә йәһудийлар өзлириниң иш-һәрикәтлириниң зәрдабини тартиватқан болсиму, Худа уларниң Бабилда мәңгү қалмайдиғанлиғини вәдә қилған (Йәшая 40:2). Мошу сөзләр, товва қилған йәһудийларниң көңлини хурсән қилғанлиғи сөзсиз.
5. Сүргүндә болған йәһудийларға қариғанда Йәһва бизниң гуналиримизни кәң қосақ билән кәчүрүшкә тәйяр екәнлигигә немишкә көпирәк ишинәләймиз?
5 Биз немини үгинимиз? Йәһва Худа Өз хизмәтчилирини кәң қосақ билән кәчүрүшкә тәйяр. Бүгүнки күндә Йәһва Худа бизниң гуналиримизни кәчүридиғанлиғиға техиму көпирәк ишинәләймиз. Немишкә? Чүнки Йәһва бизниң гуналиримизни кәчүрүши үчүн бир асас салғанлиғини билимиз. У Йәшая пәйғәмбәрниң бәшаритидин йүзлигән жиллар өткәндин кейин, товва қилған һәммә гунакарларниң гунасини кәчүрүш үчүн Өзиниң сөйүмлүк оғлини төләм сүпитидә йәр йүзигә әвәткән. Төләм қурбанлиғиниң асасида, Йәһва Худа бизниң гуналиримизни пүтүнләй өчүрүп ташлайду (Әлч. 3:19; Йәшая 1:18; Әфәс. 1:7). Һәқиқәтәнму, Йәһва — рәһим-шәпқәтлик Худадур!
6. Йәһва Худаниң кәң қосақ билән кәчүридиғанлиғи бизгә қандақ тәсәлли бериду? (Рәсимгиму қараң.)
6 Бизни әйипләш һис-туйғуси чирмавалса, Йәшая 55:7-айәттики сөзләр бизгә тәсәлли бериши мүмкин. Бәзи бирлири һәтта товва қилған болсиму, өтмүштә өткүзгән гунаси үчүн өзини һәддидин зиядә әйиплиши мүмкин. Әгәр гуналиримизға товва қилип, уни қайтилимисақ, Йәһваниң бизни кәчүргәнлигигә ишәнч қилалаймиз. Йәһва Худа бизни кәчүргәндә, У бизниң гуналиримизни қайтидин ядиға алмайду (Йәрәмия 31:34ни селиштуруң). Әгәр Йәһва Худа бизниң гуналиримизни ядиға алмиса, бизму у тоғрилиқ ойлимаслиғимиз керәк. Йәһва Худа үчүн бизниң өтмүштә садир қилған хаталиқлиримиз әмәс, һазир қиливатқан ишлиримиз муһим (Әзәк. 33:14—16). Пат йеқинда меһир-шәпқәтлик Атимиз бизниң хаталиқлиримизниң барлиқ ақивәтлирини мәңгү йоқ қилиду.
Йәһва үчүн бурунқи хаталиқлиримиз әмәс, һазир қиливатқан ишлиримиз муһим (6-абзацқа қараң)
7. Еғир гуна қилип қойсақ, ақсақаллар билән сөзлишишкә бизни немә дәвәт қилиши мүмкин?
7 Әгәр еғир гуна қилип қоюп, уни йошуруп, вижданимиз азаплиса, немә қилишимиз керәк? Муқәддәс китап бизни ақсақаллардин ярдәм сорашқа дәвәт қилиду (Яқуп 5:14, 15). Амма қилған гунайимизни етирап қилиш асанға чүшмәслиги мүмкин. Бирақ биз шуни әстә тутушимиз керәкки, Йәһва Худа ақсақаллар арқилиқ бизгә ярдәм бериду вә улар Худани тәқлит қилип, бизгә меһир-муһәббәт вә рәһим-шәпқәт көрситиду. Буни әстә тутуп, чин жүрәктин товва қилсақ, ақсақалларға гунайимиз һәққидә ейтип бериш асанирақ болиду. Виждан азавини тартқан Артурa исимлиқ бурадәр Йәһва Худаниң рәһим-шәпқитидин қандақ тәсәлли тапқанлиғини көрүп бақайли. У мундақ дәйду: «Мән тәхминән бир жил бойи порнография көрәттим. Бир күни җамаәт учришишида виждан тоғрисида нутуқ болди. Бу нутуқ мени гунайимни иқрар қилишқа дәвәт қилди. Мән аялим билән ақсақалларға һәммини ейтип бәрдим. Ейтип бәргәндин кейин мүрәмдин еғир бир жүк чүшкәндәк болди. Лекин мән бәрибир қилғанлирим үчүн өзүмни яман һис қилдим. Ақсақаллар Йәһва Худаниң меһир-муһәббитини ядимға салди. Улар Йәһва мени қаттиқ сөйгәнликтин, түзитип тәрбийиләйдиғанлиғини, мениңдин ваз кәчмәй, мениң билән давамлиқ дост болушни халайдиғанлиғини чүшинишимгә ярдәм бәрди. Ақсақалларниң иллиқ сөзлири мениң қәлбимгә қаттиқ тәсир қилип, Йәһва мени һәқиқәтән кәчүргәнлигигә ишәндүрди». Һазир Артур пионер вә хизмәт ярдәмчиси. Биз товва қилсақ, Йәһва Худа бизни чоқум кәчүриду. Бу бизгә илһам-мәдәт бериду.
ЙӘҺВА БИЗГӘ ҮМҮТ БЕРИДУ
8. а) Йәһва сүргүндики йәһудийларға қандақ үмүт бәргән? ә) Йәшая 40:29—31дики үмүт беридиған сөзләр товва қилған йәһудийларға қандақ тәсир қилған?
8 Сүргүн қилинған йәһудийлар әнди өз вәтинимизгә һечқачан қайтмаймиз дәп ойлиған болуши мүмкин. Чүнки, адәттә дуния күчи болған Бабил империяси әсиргә чүшкәнләрни қоюп бәрмәтти (Йәшая 14:17). Бирақ Йәһва Худа Өз хәлқигә үмүт бәргән. У Өз хәлқини азатлиққа чиқиридиғанлиғиға вәдә бәргән вә вәдисини әмәлгә ашурушқа Униңға һечнәрсә тосалғу болалмайду (Йәшая 44:26; 55:12). Бабил Худаниң көз алдида чаң-топидәк еди (Йәшая 40:15). «Пүв» дегәндә чаң-топа ғайип болғандәк, Йәһва Худа Өз хәлқини Бабилдики әсирдин асанла азат қилалайду. Бу үмүт йәһудийларға қандақ тәсир қилған? Бу уларға тәсәлли берип, һәмдә техиму көп ярдәм қилалиған. Йәшая пәйғәмбәр мундақ язған: «Йәһваға ишәнгәнләр күчидә йеңилиниду» (Йәшая 40:29—31ни оқуң). Һә, үмүт уларға көп күч берип, һәтта улар «қанатлири билән бүркүтләрдәк пәрваз қилалатти».
9. Йәһудийларниң Йәһва Худаниң вәдисигә ишинишигә қандақ асаси болған?
9 Йәнә Йәһва Худа тутқунға елинған йәһудийларни Өзиниң бәшарити чоқум әмәлгә ашуридиғанлиғиға ишәндүргән. У буни қандақ қилған? Аллибурун әмәлгә ашурулған бәшарәтләр тоғрисида ойлап беқиң. Мәсилән, улар Ассурийәниң шималий Исраил падишалиғини бесивелип, униң хәлқини сүргүнгә елип кәткәнлигини билгән (Йәшая 8:4). Йәнә улар бабиллиқларниң Йерусалим шәһирини вәйран қилип, униң турғунлирини әсиргә елип кәткәнлигини көргән (Йәшая 39:5—7). Униңдин башқа, Бабил падишаси Сәдиқияниң көзлирини оюп, уни Бабилға елип барғинини көргән (Йәр. 39:7; Әзәк. 12:12, 13). Көргинимиздәк, Йәһва Худаниң барлиқ пәйғәмбәрлик сөзлири әмәлгә ашқан (Йәшая 42:9; 46:10). Бу әмәлгә ашқан бәшарәтләр келәчәктә Йәһва Худа йәһудийларни чоқум азат қилидиғанлиғиға техиму ишәндүргән.
10. Үмүтимизни һәрдайим оюмизда вә қәлбимиздә сақлаш үчүн немә қилалаймиз?
10 Биз немини үгинимиз? Көңлүмиз чүшкәндә, үмүт бизгә тәсәлли берип, қайтидин күч-мәдәт берәләйду. Биз интайин тәс күнләрдә яшаватимиз вә дүшмәнлиримиз бизгә қаршилиқ көрсәтмәктә. Шундақ болсиму, үмүтимизни үзмәслигимиз керәк. Йәһва Худа бизгә һәқиқий течлиқта вә бехәтәрликтә мәңгүлүк яшаш әҗайип бир үмүтини бәрди. Бу үмүтни һәрдайим оюмизда вә қәлбимиздә сақлишимиз керәк. Әгәр шундақ қилмисақ, худди паскина деризидин қариғанда, мәнзириниң гөзәллиги суслишип кәткинигә охшаш, бизниң үмүтимиз аҗизлишип кетиши мүмкин. Ундақта «деризимизни» таза, йәни үмүтимизни әстә сақлаш үчүн немә қилалаймиз? Йеңи дунияда һаятимизниң нәқәдәр гөзәл болидиғанлиғини тәсәввур қилиш үчүн вақит чиқириң. Йәнә үмүтимиз тоғрисидики мақалиләрни оқуп, видеоларни көрүң вә нахшиларни тиңшаң. Тақәтсизлик билән күтүватқан вәдиләр һәққидә Худаға дуа қилип ейтип бериң.
11. Еғир кесәлгә гириптар болған қериндишимизға бәрдашлиқ беришкә немә ярдәм бәрди?
11 Еғир кесәлгә гириптар болған Джой исимлиқ қериндашниң мисалини көрүп бақайли. Үмүт униңға тәсәлли берип, уни мустәһкәмләйду. У мундақ дәйду: «Қийинчилиқлар мени чирмавалғанда, көңлүм қаттиқ чүшүп кетиду. Шундақ вақитларда Йәһваға ич-бағримни төкүп, һәммини ейтип беримән. У мени яхши чүшинидиғанлиғини билимән. Йәһва маңа “адәттики күчтин ешип чүшидиған күч” бериду» (Кор. 2-х. 4:7). Шундақла, Джой һечким «мән ағриқ» демәйдиған йеңи дунияда өзини тәсәввур қилиду (Йәшая 33:24). Әгәр бизму дуада Йәһва Худаға ич бағримизни төкүп, һәммини ейтип бәрсәк вә диққитимизни үмүткә қаратсақ, күч-қувәткә еришип, барлиқ қийинчилиқларға бәрдашлиқ берәләймиз.
12. Йәһва Худаниң вәдилиригә ишинишкә қандақ асаслиқ сәвәпләр бар? (Рәсимгиму қараң.)
12 Өтмүштики ибранийларға охшаш, биздиму Йәһва Худаниң вәдилиригә ишинишкә асаслиқ сәвәпләр бар. Бизниң көз алдимизда йүз бериватқан көплигән бәшарәтләр һәққидә ойлап беқиң. Мәсилән, Англо-Америка дуния күчиниң бир қисими күчлүк болуп, йәнә бир қисими аҗиз боливатиду (Дан. 2:42, 43). Йәнә биз дунияниң җай-җайлиридики йәр-тәврәшләр һәққидики хәвәрләрни аңлаймиз вә «барчә милләтләргә» вәз қилиш ишиға паал қатнишиватимиз (Мәт. 24:7, 14). Бу вә башқа бәшарәтләр Йәһва Худаниң тәсәлли беридиған вәдилиригә болған ишәнчимизни күчәйтиду.
Бүгүнки күндә орунлиниватқан бәшарәтләр бизни Йәһваниң башқиму вәдилири әмәлгә ашидиғанлиғиға ишәндүриду (12-абзацқа қараң)
ЙӘҺВА ҚОРҚУНУЧИМИЗНИ ЙЕҢИШКӘ ЯРДӘМ БЕРИДУ
13. а) Йәһудийлар азатлиққа чиққан вақитта қандақ қийинчилиқларға дуч келәтти? ә) Йәшая 41:10—13тики айәтләрдин көргинимиздәк, Йәһва Худа әсирдә болған йәһудийларға қандақ тәсәлли бәргән?
13 Гәрчә Йәһва Худа сүргүн қилғанларға әҗайип үмүт вә тәсәлли бәргән болсиму, улар азатлиққа чиққан вақитта қийинчилиқларға дуч келидиғанлиғини билгән. Йәһва Худа йәһудийларниң әсирдики вақти ахирлашқанда, күчлүк падишаниң әтрапидики хәлиқләрни бесивелип, Бабил шәһирини қоршавға алидиғанлиғини алдин бәшарәт қилған (Йәшая 41:2—5). Шу вақитта йәһудийларниң қорқушиға сәвәплири болғанму? Йәһва Худа Өз хәлқигә алдин-ала тәсәлли берип, мундақ дегән: «Қорқма, чүнки Мән сениң билән. Дәһшәткә чүшмә, сәвәви, Мән сениң Тәңриң» (Йәшая 41:10—13ни оқуң). Немә үчүн Йәһва «Мән сениң Тәңриң» дәп ейтқан? У йәһудийларға «пәқәт Маңа ибадәт қилиңлар» демәкчи болмиған, сәвәви йәһудийлар кимгә ибадәт қилиш керәклигини яхши биләтти. Әксинчә, Йәһва Худа уларни ташлимай, һәрқачан яр-йөләк болидиғанлиғини ядиға салған (Зәб. 118:6).
14. Йәһва Худа йәһудийларниң қорқмаслиғи үчүн йәнә немә қилған?
14 Йәһва Худа сүргүндики йәһудийларға Өзиниң чәксиз күч-қувәт билән даналиққа қадир екәнлигини әслитип, уларни тинч-хатирҗәмликкә ериштүргән. Худа уларни юлтузлуқ асманға көз тикишкә дәвәт қилған. У йәһудийларға юлтузларни яритипла қоймай, һәтта уларниң һәрқайсисиниң исмини билидиғанлиғини ейтқан (Йәшая 40:25—28). Әгәр Йәһва һәрбир юлтузниң исмини билсә, ундақта У Өзиниң һәрбир хизмәтчисиниң исмини чоқум билиду. Әгәр Йәһва Худа юлтузларни яритишқа қадир болған болса, Өз хәлқигиму ярдәм беришкә күчи йетидиғанлиғи ениқ. Әлвәттә, әсирдә яшиған йәһудийларниң ғәм-тәшвиш қилишниң вә қорқушниң асаси болмиған.
15. Йәһва йәһудийларни келәчәктә болидиған вақиәләргә қандақ тәйярлиди?
15 Буниңдин башқа, Йәһва Худа Өз хәлқини пат йеқинда йүз беридиған ишларға тәйярлиған. Йәшая 26:20дә Худа мундақ дегән: «Хәлқим, ичкири бөлмилириңгә кирип, кәйниңдин ишиклириңни япқин. Мениң ғәзивим өтүп кәткичә, бир мәзгил мөкүнүвалғин!» Қорәш падиша Бабил шәһиригә һуҗум қилғанда, йәһудийлар бу көрсәтмигә әмәл қилған болуши мүмкин. Қедимқи грек тарихиниң тәтқиқатчиси мундақ дегән: «Қорәш падиша Бабилға бесип киргәндә, әскәрлиригә өйлириниң сиртида қалған кишиләрниң һәммисини өлтүрүветишкә буйруқ бәргән». Бабил турғунлири қанчилик қорқуп кәткәнлигини тәсәввур қилип беқиң. Амма йәһудийлар Йәһва Худаниң көрсәтмилиригә бойсунғанлиқтин, өзлирини бехәтәр һис қилған.
16. Дәһшәтлик чоң балаю-апәттә йүз беридиған вақиәләрдин немә үчүн қорқмаслиғимиз керәк? (Рәсимгиму қараң.)
16 Биз немини үгинимиз? Бизни алдимизда инсанийәт тарихида мисли көрүлмигән дәһшәтлик чоң балаю-апәт күтмәктә. Пүткүл дуниядики инсанлар қорқунучқа чөмүп, һодуқуп кетиду. Лекин Худаниң хәлқи тамамән башқичә инкас қайтуриду. Чүнки Йәһва бизниң Худайимиз. Биз қутқузулушимизниң йеқинлишиватқанлиғини билип, орнимиздин дәс туруп бешимизни көтиримиз (Луқа 21:28). Һәтта дөләтләр иттипақи бизгә һуҗум қилғинида, биз қәдимизни руслап, Худайимиз Йәһваға давамлиқ ишәнч бағлаймиз. Йәһва Худа бизни пәриштиләр арқилиқ һимайә қилиду вә аман қелишимизға ярдәм беридиған көрсәтмиләрни бериду. Бу көрсәтмиләрни қандақ алимиз? Бу һазирчә бизгә намәлум. Бәлким, бундақ көрсәтмиләр бизгә җамаәтлиримиз арқилиқ йәткүзүлидиғанду. Мәлум бир мәнада җамаәтлиримиз худди «ичкири бөлмиләргә» охшаш башпанайимиз болиду. Кәлгүсидә болидиған вақиәләргә қандақ тәйярлиқ қилсақ болиду? Биз етиқатдашлиримизға техиму йеқин болуп, Йәһваниң тәшкилати бериватқан көрсәтмиләргә бойсунуп, Йәһва Худа Өзиниң тәшкилатини йетәкләватқанлиғиға ишәнч қилишимиз лазим (Ибр. 10:24, 25; 13:17).
Дәһшәтлик балаю-апәт вақтида биз қорқунучқа берилип, вәһимигә чүшмәймиз. Сәвәви Йәһва Худаниң бизни қутулдурушқа күч-қудрити вә иқтидари бар (16-абзацқа қараң)b
17. Йәһва Худадин тәсәлли елишимиз үчүн немә қилишимиз керәк?
17 Гәрчә сүргүндики йәһудийларниң әһвали еғир болсиму, Йәһва Худа уларға тәсәлли бәргән. У бизгиму сөзсиз тәсәлли бериду. Шуңа, һаятиңизда қандақ ишлар йүз беришидин қәтъийнәзәр, Йәһва Худадин давамлиқ тәсәлли издәң. Униң Өз хизмәтчилирини кәчүридиғанлиғиға вә уларға ғәмхорлуқ қилидиғанлиғиға гуман қилмаң. Үмүтимиз оюмизда сада болуп, дайим яңрап турсун. Йәһва бизниң Худайимиз болғанлиқтин, қорқуп-һодуқушқа сәвәп йоқ екәнлигини унтумайли.
152-НАХША Күчимиз, үмүтүмиз вә яр-йөлигимиз
a Бәзи исимлар өзгәртилгән.
b СҮРӘТТӘ: . Бизниң бир кичик топ етиқатдашлиримиз җәм болди. Худа хәлқи қәйәрдә яшимисун, Йәһва Өз хәлқини һимайә қилишқа күчи вә иқтидари бар екәнлигигә уларниң ишәнчиси камил.