Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • mwbr19 январь 1—7 б.
  • «Һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» үчүн мәлумат мәнбәлири

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • «Һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» үчүн мәлумат мәнбәлири
  • «Һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» үчүн мәлумат мәнбәлири (2019)
  • Кичик мавзулар
  • 7—13 январь
  • 14—20 январь
  • 21—27 январь
  • 28-январь—3-февраль
«Һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» үчүн мәлумат мәнбәлири (2019)
mwbr19 январь 1—7 б.

«Һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» үчүн мәлумат мәнбәлири

7—13 январь

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ӘЛЧИЛӘР 21, 22

Йәһва халиғандәк болсун

bt 177-б., 15, 16-абз.

Йәһва халиғандәк болсун

15 Паул Филипниң өйидә болғанда, Агав дегән бир абройлуқ киши кәлгән. Филипниң өйидә җәм болғанлар Агавниң пәйғәмбәр екәнлигини билгән. Бурун у Клавдий һөкүмранлиқ қилған вақитта ачарчилиқ һәққидә пәйғәмбәрлик сөзләрни ейтқан (Әлч. 11:27, 28). Мүмкин улар «Агав немә үчүн кәлди? У қандақ хәвәр елип кәлди?»— дәп һәйран болған. Улар бар диққитини пәйғәмбәргә қаратти. У Паулниң бәлбеғини алди. Бу бәлбағ узун бир парчә рәхттин ясалған болуп, униң ичигә пул вә башқа нәрсиләрни селишқа болатти. Агав шу бәлбағ билән өзиниң пут-қолини бағлап, муһим бир хәвәрни ейтқан: «Мана, Муқәддәс роһ мундақ дәйду: “Мошу бәлбағниң егисини йәһудийлар Йерусалимда мошундақ бағлап, башқа хәлиқләрниң кишилиригә тапшуриду”» (Әлчиләр 21:11).

16 Бу бәшарәт Паулниң Йерусалимға беришини тәстиқләйду. Шундақла бу бәшарәттин Паул йәһудийларниң кесиридин «башқа хәлиқләрниң кишилиригә тапшурилидиғанлиғи» көрүниду. Бу бәшарәт шу йәрдә болған кишиләрни һәйран қалдурған. Луқа мундақ язған: «Буни аңлап, биз һәм йәрлик бурадәрләр Паулниң Йерусалимға бармаслиғини ялвурдуқ. Шунда Паул: «“Силәр немә қиливатисиләр, һә? Жүригимни йерип неманчә жиғлаватисиләр? Мән Һакимдарим Әйсаниң исми үчүн Йерусалимда тутқун болушла әмәс, һәтта өлүшкиму тәйяр екәнлигимгә гуманланмаңлар”,— деди җававән» (Әлчиләр 21:12, 13).

bt 178-б., 17-абз.

Йәһва халиғандәк болсун

17 Тәсәввур қилип көрүң, қериндашлар билән Луқа Паулниң Йерусалимға бармаслиғини өтинип сораватиду. Һәтта бәзилири жиғлаватиду. Қериндашларниң шундақ меһрибанлиғини көрүп, Паул юмшақлиқ билән улардин «жүригимни йерип неманчә жиғлаватисиләр?» яки грек тилидин тәрҗимә қилғанда «жүригимни езисиләр?» дәп ейтқан. Бирақ Қәйсәрийәдики қериндашларниң көз яш вә өтүнүшлири Паулниң қарарини тәврәтмигән. Тирдиму мошуниңға охшаш вәқиә болған. Униң орниға, Паул немә үчүн Йерусалимға бериши керәклигини чүшәндүрди. У зор җасурлуғини вә нийитиниң қәтъий екәнлигини көрсәтти. Паул Әйсаға охшаш Йерусалимға беришқа қәтъий қарар қилди (Ибр. 12:2). Паул әтәй өлүм қурбанлиғиға интилмигән, бирақ керәк болса, Әйсаниң йолида өлүшни шан-шәрәп дәп һесаплиған.

bt 178-б., 18-абз.

Йәһва халиғандәк болсун

18 Бурадәрләр Паулниң бу қарариға қандақ қариған? Улар Паулниң қарариға һөрмәт көрсәткән. Язмиларда: «Уни қайил қилалмастин биз етираз қилишни тохтитип: “Йәһваниң ирадиси болғай””— дедуқ»,— дәп йезилған (Әлч. 21:14). Әнди бурадәрләр Паулни Йерусалимға бармаслиққа дәвәт қилишни тохтатти. Буни қилиш қийин болсиму, улар бу Йәһваниң ирадиси екәнлигини нәзәрдә тутқан. Шуңа улар Паулниң сөзигә қулақ селип, униң билән келишти. Паул ахирида өлүмгә апиридиған йолни таллиған. Әгәр Паулни яхши көргәнләр уни бериштин тосушқа орунса, униңға мошу йол билән меңиш техиму қийин болатти.

Роһий гөһәрләрни издәйли

bt 184-б., 10—12 абз.

«Өз һимайәм үчүн һазир дәйдиған сөзлиримни аңлап беқиңлар»

10 Паул Шаббат, йәни шәнбиликкә алаһидә көңүл бөлгәнләрниң яки бәлгүлүк тамақни йемигәнләрниң әһвалини чүшәнгән (Рим. 14:1—6). Шундақла, у хәтнә қилишқиму қаидә орнатмиған. Йәһудийлар Тимотийниң дадиси грек болғанлиқтин униңға ишәнмигән, шу сәвәптин Паул Тимотийни хәтнә қилған (Әлч. 16:3). Хәтнә қилиш яки қилмаслиқ керәклигини һәр бир адәм өзи қарар қилған. Шуңа, Паул галатилиқларға: «Йә хәтнә қилиш, йә хәтнә қилмас әһмийәтлик әмәс, пәқәт меһир-муһәббәт арқилиқ ипадилиниватқан етиқатла әһмийәткә егә»,— дәп ейтқан (Гал. 5:6). Лекин бирси Тәврат қануниға әмәл қилиш үчүн хәтнә қилса яки Йәһва Худаниң көңлидин чиқиш үчүн хәтнә қилиш интайин муһим дәп һесаплиса, бу униң етиқадиниң аҗизлиғини көрситәләтти.

11 Сөз-чөчәкләр йоғуруп кәткәнликтин, бу йәһудийлардин чиққан мәсиһийләрни тәшвишкә салған. Шу сәвәптин ақсақаллар Паулға мундақ нәсиһәт бәргән: «Шуниң үчүн, биз саңа ейтқинимиздәк, қилғин. Биздә қәсәм ичкән төрт адәм бар. Уларни өзәң билән елип, тазилиниш рәсими бойичә башлирини қирип чүшириши үчүн, уларниң хираҗитини өзәңгә алғин. Мошундақ қилип, һәммисиниң сән тоғрисидики сөз-чөчәкләрдә растлиқниң йоқлуғини билип, сениң Қанунни орунлайдиғанлиғиңға һәм тәләп бойичә иш тутидиғанлиғиңға көзи йетиду» (Әлч. 21:23, 24).

12 Паул, бу йәрдики асасий қийинчилиқ болса, өзи тоғрисида ейтилған ғевәт-шикайәт болмаслиқ үчүн, йәһудий етиқатчиларниң Муса қануниға мәһкәм есилвалғанлиғи дәп тилға алса болатти. Бирақ Худаниң қанун-принциплириға қаршила болмиса, Паул уларниң дегинидәк қилишқа тәйяр болған. Кейинирәк у: «Қанун астидикиләрни тепишқа, (гәрчә өзәм Қанун астида болмисамму) Қанун астидики адәмләр үчүн, Қанун астидики кишидәк болдум»,— дәп қошти (Кор. 1-х. 9:20). Бу вәзийәттә Паул Йерусалимдики ақсақаллар ейтқандәк қилип, «Қанун астидики кишидәк» болған. Буни қилиш арқилиқ у ақсақаллар билән қандақ һәмкарлишишқа вә өзүниң мәнпәитини биринчи орунға коймаслиққа яхши үлгә қалдурған (Ибр. 13:17).

nwtsty, Әлч 22:16 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

«Униң исмини чақирип, чөмдүрүлүп гуналириңни жуй». Адәмниң гуналири су арқилиқ әмәс, Әйсаниң исмини чақириш арқилиқ жуюлиду. Буниң ичигә Әйсаға ишиниш вә ишәнчисини иш-һәрикити арқилиқ көрситиш кириду (Әлч 10:43; Яқ 2:14, 18).

14—20 январь

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ӘЛЧИЛӘР 23, 24

Йәһудийлар Паулни җедәлхор вә исиян көтәргүчи дәп әйиплигән

bt 191-б., 5, 6-абз.

«Ғәйрәтлик бол!»

5 Бу илһам Паулға өз вақтида көрситилгән. Чүнки келәрки күни 40тин ошуқ йәһудийлар: «Паулни өлтүрмигичә, һечнәрсә ичмәймиз һәм йемәймиз, дегән қәсәм билән бағлидуқ»,— дәп ейтқан. «Қәсәм билән бағлидуқ» дегән сөзләр бу адәмләрниң Паулни өлтүрүш хаһишиниң қанчилик күчлүк екәнлигини көрсәткән. Уларниң пикричә, әгәр қәсими орунланмиса, улар ләнәткә учраймиз дәп қорққан (Әлч. 23:12—15). Улар роһанийларниң вә ақсақалларниң келишими бойичә мундақ план қурди: улар Паулни Алий кеңәшкә апирип, шу йәрдә соал соримақчи болуп банә тапқан. Әслидә, һелиқи 40тин ошуқ йәһудийлар Алий кеңәшкә кетип барған йолда Паулға һуҗум қилип, уни өлтүрмәкчи болған.

6 Паулниң җийәни бу план тоғрисида аңлап, униңға хәвәр қилған. Паул болса, җийәнигә бу хәвәрни Рим әскәрләрниң сәрдари Клавдий Лисийға йәткүзүшкә тапшурма бәргән (Әлч. 23:16—22). Биз Паулниң җийәниниң исмини билмәймиз. Лекин униңға охшаш яшларму өзиниң әмәс, Худа хәлқиниң мәнпәитини көзләйду вә қолидин кәлгиничә Падишалиқни биринчи орунға қойиду.

bt 192-б., 10-абз.

«Ғәйрәтлик бол!»

10 Паул Қәйсәриядә «Һиродниң сарийидики әскәрләрниң» қол астида болуп, өз әйиплигүчилирини күткән (Әлч. 23:35). Бәш күндин кейин Баш роһаний Һанания, көпчилик алдида нутуқ ейтқучи Тәртулус вә ақсақалларниң бир топи кәлди. Башта Тәртулус Феликс һакимға хошамәт қилип, йәһудийлар үчүн қилған ишлирини махтиған. Андин у Паулниң мәсилисигә диққәт бөлүп, мундақ дегән: «Мону кишиниң пүтүнләй җәмийәт үчүн жуқма кесәл, пүткүл йәр-зиминдики барлиқ йәһудийларниң исиянлириниң башлиғучиси һәм насирәликләр мәзһипиниң йетәкчиси екәнлигигә көзүмиз йәтти. У мәркизий ибадәтханини напак қилмақчи еди, биз уни тутувалдуқ» (Әлч. 24:5, 6, 9). Паул қалаймиқанчилиқларни чиқарған адәм, хәтәрлик бир гуруһниң башлиғи вә ибадәтханимизни булғайдиған киши дәп әйипләнгән болса, өлүмгә һөкүм қилиниши мүмкин еди.

bt 193-б., 13, 14-абз.

«Ғәйрәтлик бол!»

13 Һөкүмранларниң алдида турушимизниң сәвәплири: қозғулаң көтириду дәп яла чаплиғанлиқтин, хәтәрлик мәзһәпниң әзаси дәп саниғанлиқтин яки Йәһва Худаға ибадәт қилғанлиқтин. Бундақ вәзийәткә чүшкәндә, Паулниң үлгиси ярдәм бериду. Мәсилән, Тәртулусқа охшаш Паул һөкүмранларға хошамәт қилмиған. У хатирҗәмликни сақлап, һөрмәт билән сөзлигән. Паул уни әйиплигән «Асияниң бәзибир йәһудийлири» сотқа қатнашмиғанлиғини ейтип, шуңа Паул улар билән үзму үз сөзлишиш керәклигини есигә салған (Әлч. 24:18, 19).

14 Паул өз етиқади һәққидә гувалиқ бериштин баш тартмиған. У тирилишкә болған ишәнчисини җасурлуқ билән қоғдиған. Болупму бу мәсилә үчүн Алий кеңәшниң әзалири арисида талаш-тартишлар болған (Әлч. 23:6—10). Өзини һимайә қилип, Паул Әйса вә униң тирилгәнлиги һәққидә гувалиқ бәргән. Буни Паулниң әйиплигүчилири қобул қилалмиған (Әлч. 26:6—8, 22, 23). Шуңа, Әйсаға вә тирилишкә болған ишәнч сәвәвидин таллаш-тартиш болған еди.

Роһий гөһәрләрни издәйли

nwtsty, Әлч 23:6 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

Пәрисий. Алий кеңәшниң бәзи әзалири Паулни билгән (Әлч 22:5). Паул өзини: «Пәрисий, пәрисийләрниң оғли»,— дәп атиғанлиғини улар чүшәнди, чүнки униң көзқариши уларниңкигә охшиған. Паул мән «пәрисий» дәп ейтқанда, өз етиқадидин ваз кәчмигәнлигини көрсәткән. Буни Алий кеңәшниң пәрисийлириму чүшәнди, чүнки у қизғин мәсиһий болған. Контекстни оқуғанда, Паул мән «пәрисий» дәп удул мәнада ейтмиған. Паул өзини пәрисийләр билән селиштурған, чүнки садуқийларға қариғанда улар тирилиш болидиғанлиғиға ишәнгән. Бу сөзләр арқилиқ Паул пәрисийләр билән ортақ бир мавзуниң бар екәнлигини ейтмақчи болған. У Алий кеңәшниң бәзи әзалири униң сөзигә қошилиду дегән үмүт билән тирилиш һәққидики мәсилини оттуриға қойған. У ойлиғинидәк болди (Әлч 23:7—9). Агрипа падиша алдида сөзини башлиғанда Паул өзини һимайә қилиш үчүн ейтқан сөзлири Әлч 23:6 кәлтүрүлгән айәтләр билән охшаш еди (Әлч 26:5). Паул Римда болуп, Филипидики етиқатдашларға хәт язғанда, бурун пәрисий болғанлиғини тилға алған (Фп 3:5). Шундақла Әлч 15:5тә бурун пәрисий болған мәсиһийләр һәққидә йезилған сөзләргә диққәт ағдуруң (Әлч 15:5).

nwtsty, Әлч 24:24 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

Друзилла. У Әлч 12:1дә тилға елинған, I-Һирод Агрипаниң үчинчи кәнҗә қизи. Друзилла б.м 38-жили туғулған. У II-Агрипа, Бәрники вә III-Мәрийәмниң сиңлиси болған. Һөкүмран Феликс Друзилланиң иккинчи йолдиши болған. Униң Азиз исимлиқ биринчи йолдиши Эмеса дегән Сүрийә шәһириниң падишаси болған. Униң билән Друзилла б.м. 54-жили 16 йешида аҗришип, Феликсқа турмушқа чиққан. У Паулниң «һәққаний яшаш, өзини тутувелиш, қиямәт күнидики соал-сорақ қилиниш қатарлиқлар» тоғрисида Феликсқа ейтқан сөзлирини өз қулиғи билән аңлиған болуши мүмкин (Әлч 24:25, УМКҖ). Феликсниң орниға Фест һөкүмран болғанда, Феликс «йәһудийларға йеқиш үчүн» Паулни солақта қалдурған (Әлч 24:27). Бәзибирлириниң ойичә, Феликс йәһудий болған яш аялиниң көңлидин чиқиш үчүн шундақ қилған.

21—27 январь

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ӘЛЧИЛӘР 25, 26

Паул қәйсәргә мураҗиәт қилған, кейин Һирод Агрипаға гувалиқ бәргән

bt 198-б,. 6-абз.

Қәйсәргә мураҗиәт қилимән!

6 Фест йәһудийларниң көңлидин чиқишни халиғанлиқтин, Паулниң һаяти хәтәр астида болуши мүмкин еди. Шу сәвәптин, Паул өз қануний һоқуқ-мәнпәитини қоғдаш үчүн, Рим пухраси болғанлиғидин пайдиланған. У Фестқа: «Мән қәйсәрниң һөкүм тәхтисиниң алдида туримән, мени мошу җайда сотлаш керәк. Мән йәһудийларға һечқандақ явузлуқ қилмидим һәм сиз өзиңиз буни яхши билисиз... “Қәйсәргә мураҗиәт қилимән!”— деди. Шунда Фест мәслиһәтчилири билән сөзлишип: “Қәйсәргә мураҗиәт қиламсән — қәйсәргә һәм барисән!”— деди» (Әлч. 25:10—12). Паул жуқарқи сот орунлириға мураҗиәт қилиши билән бүгүнки мәсиһийләргиму шундақ қилишқа үлгә қалдурди. Әгәр қарши чиққучилар Йәһва гувачилириға қанунни пайдилинип яманлиқ қилғуси кәлсә, хуш хәвәрни қоғдаш үчүн улар қануний һоқуқини ишлитиду (Зәб. 94:20).

bt 198—201 б., 10—16 абз.

Қәйсәргә мураҗиәт қилимән!

10 Паул Агрипа падишаниң йәһудий урп-адәтлирини вә талаш-тартишлирини яхши билидиғанлиғини тилға елип, униң алдида өз һоқуқини қоғдаш үчүн пурсәт бәргинигә, рәхмитини ейтқан. Кейин Паул униңға өзиниң бурунқи һаяти һәққидә: «Мән бизниң ибадитимиздики әң қәтъий йөнилишниң тәләплиригә мувапиқ пәрисийдәк яшиған»,— дәп ейтқан (Әлч. 26:5). Паул пәрисий болғанда, Мәсиһниң келишини күткән. Кейин мәсиһий болғанда, Паул адәмләр узун вақит күткән Мәсиһ — Әйса екәнлигини җасурлуқ билән ейтқан. Паулниң шу күни сотлинишиниң сәвәви: у вә униң үстидин шикайәт қилғанларниң өз ата-бовилириға Худа вәдә қилған ишларниң әмәлгә ешишиға үмүт бағлиғанлиғи болған. Бу мәсилә Паулниң немә демәкчи болғанлиғи Агрипани техиму қизиқтурған еди.

11 Паул өзи бурун мәсиһийләргә қандақ вәһший муамилә қилғанлиғини тилға елип: «Раст, мәнму насирәлик Әйсаниң исмиға қарши көп нәрсиләрни қилишим керәк дәп ойлиғандим... уларға қарши явузлушуп, һәтта башқа шәһәрләрдиму уларни тәқипләттим»,— дегән (Әлч. 26:9—11). Көп адәмләр Паулниң мәсиһийләргә қанчилик залимлиқ қилғанлиғини һәқиқәтән билгән (Гал. 1:13, 23). Агрипа мүмкин өзидин Паулни шунчилик немә өзгәртивәтти дәп сориғанду?

13 Мөҗүзә йүз беришидин авал, Паул символлуқ мәнада санчийдиған таяққа қарши маңғандәк болған. Шуниңға охшаш жүк тошийдиған һайван ғоҗайининиң санчийдиған тайиғиға қарши меңип өз-өзигә зиян қилғандәк, Паул Худаниң ирадисигә қарши чиқип өзигә роһий җәһәттин зиян кәлтүргән. Тирилгән Әйса, Дәмәшқкә кетип барған Паулға көрүнүп, шу сәмимий бирақ адашқан бәндигә көзқаришини өзгәртишкә ярдәм бәргән (Йоһан 16:1, 2).

14 Паул һәқиқәтән һаятини түп йилтизидин өзгәрткән. У Агрипаға мураҗиәт қилип: «Мән асмандин кәлгән вәһийгә беқинмаслиқ көрсәтмидим, лекин башта Дәмәшқтә, кейин Йерусалимда, пүткүл йәһудий өлкисидә һәм башқа хәлиқләр арисида мән адәмләргә товва қилиши вә товва қилишқа мувапиқ ишларни әмәлгә ашуруп, Худаға бурулуши үчүн, мошу хәвәрни тарқаттим»,— дегән (Әлч. 26:19, 20). Әйса Паулға көрүнүп, тапшурмини бәргәндин кейин, Паул бу ишни көп жиллар давамида орунлап кәлгән. Нәтиҗиси қандақ болған? Паул вәз қилған адәмләр өзлириниң әхлақсиз, напак ишлириға товва қилип, Худа йолиға турған еди. Шундақ адәмләр қанунни һөрмәтләп вә униңға бойсунуп, яхши пухраға айланди.

15 Амма бу Паулға қаршилиқ көрсәткән йәһудийлар үчүн һеч әһмийити болмиған. Паул: «Мошуниң үчүн йәһудийлар мени мәркизий ибадәтханида тутувелип, өлтүрмәкчи болди. Амма Худадин ярдәм елип, мән мошу кәмгичә чоң-кичиккә... гува беришни давамлаштуруватимән»,— дәп ейтқан (Әлч. 26:21, 22).

16 Һәқиқий мәсиһийләр сүпитидә биз «һәрбир адәмгә җавап беришкә дайим тәйяр» болушимиз керәк (П1х. 3:15). Биз үмүтимиз һәққидә һакимлар һәм сотчилар билән сөзләшкәндә, Паул Агрипа һәм Фест билән қандақ сөзләшкәнлигидин үлгә алсақ болиду. Һөкүмәт әмәлдарлириға Муқәддәс китап бизниң вә башқиларниң һаятини яхши тәрәпкә өзгәрткәнлиги һәққидә һөрмәт билән ейтсақ, уларниң жүрәклиригә тәсир қилалаймиз.

bt 202-б., 18-абз.

Қәйсәргә мураҗиәт қилимән!

18 Паул һөкүмдарға: «Муһтәрәм Фест, мән әқлимни жүтәргиним йоқ, бәлки һәқиқәт һәм сағлам пикирлик сөзләрни ейтиватимән. Шундақ екән, сөз әркинлиги билән мән мураҗиәт киливатқан падишаға буниң һәммиси яхши мәлум... Агрипа падиша, пәйғәмбәрләргә ишинәмсиз? Билимән, ишинисиз»,— деди. Лекин Агрипа Паулға: «Йеқинда сән мени мәсиһий болушқа ишәндурисән»,— деди (Әлч. 26:25—28). Бу сөзләрниң сәмимий болған-болмиғанлиғи бизгә намәлум, бирақ Паулниң бәргән гувалиғи падишаға тәсир қилғанлиғи ениқ.

Роһий гөһәрләрни издәйли

nwtsty, Әлч 26:14 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

Санчийдиған таяққа қарши тепиш. Санчийдиған таяқ бу һайванатларни һайдаш үчүн ишлитилидиған учи учлуқ қурал (Һк 3:31). «Санчийдиған таяққа қарши тепиш» дегән ибарә грек тилидики әдәбиятларда мақал-тәмсил сүпитидә учрайду. Бу ибарә өзигә санчийдиған таяқни тохтимай тепип, нәтиҗидә өзини ярландуридиған тәрса буқини тәсвирлигән. Савл мәсиһий болуштин авал шу тәрса буқиға охшаш болған. Йәни у Йәһва Худа Өзи қоллап-қувәтләватқан Әйсаниң әгәшкүчилиригә қарши туруп, өзини зиянға учритишқа тәвәкәл қилған (Әлч 5:38, 39; Т1х 1:13, 14ни селиштуруң). Вз 12:11дә дана кишиниң сөзи, символлуқ мәнада «зиқ», йәни калиға санчийдиған таяққа охшитилған болуп, аңлиғучиларни нәсиһәткә қулақ селишқа дәвәт қилиду.

nwtstg

Санчийдиған таяқ. Деханлар һайванларни яки малларни һайдаш үчүн учи өткүр төмүрдин ясалған узун таяқни ишләткән. Дана кишиниң сөзи санчийдиған таяққа охшитилған. У тиңшиғучини дана болушқа дәвәт қилиду. «Санчийдиған таяққа қарши тепиш» дегән ибарә, санчийдиған таяқни тохтимай тепип, нәтиҗидә өзини ярландуридиған тәрса буқини тәсвирлигән (Әлч 26:14; Һк 3:31).

w03 15.11. 16-б., 14-абз.

Адәмләргә Падишалиқ һәққидики хуш хәвәрни қобул қилишқа ярдәм бериш

14 Паул Агрипаниң йәһудий диниға мәнсуп екәнлигини билгән. У Агрипаниң йәһудий дини һәққидә билидиғанлиғини тилға елип, Мәсиһниң өлүми вә тирилиши һәққидә ейтқини, пәқәт «пәйғәмбәрләр һәм Муса пәйғәмбәр ейтқиниға» асасланған (Әлчиләр 26:22, 23). Паул Агрипаға бурулуп: «Пәйғәмбәрләргә ишинәмсиз?»— дәп сориди. Бу Агрипа үчүн қийин соал болди. Чүнки у «яқ» дегән болса, у өзиниң йәһудий диниға қарши чиққан болатти. Әгәр «һә-ә» дегән болса, у әлчи Паул билән келишкәнлигини билдүрүп, һәм уни мәсиһий дәп атиши мүмкин еди. Шу сәвәптин, Паул өзиниң соалиға өзи даналиқ билән: «Билимән, ишинисиз»,— дәп җавап бәрди. Паулниң сөзлири Агрипаниң жүригигә қандақ тәсир қилди? Агрипа: «Йеқинда сән мени мәсиһий болушқа ишәндурисән»,— дәп җавап бәрди (Әлчиләр 26:27, 28). Һәтта Агрипа мәсиһий динини қобул қилмисиму, Паулниң сөзлири униң жүригигә мәлум бир дәриҗидә тәсир қилған еди (Ибранийларға 4:12).

28-январь—3-февраль

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ӘЛЧИЛӘР 27, 28

Паул Римға қарап йол тутти

bt 208-б., 15-абз.

Һечбир җан һалак болмайду

15 Еһтимал, Паул өзи билән кемидә болған көплигән адәмләргә «Худа атилиримизға бәргән вәдә» һәққидә вәз қилған (Әлч. 26:6; Кол. 1:5). Әнди кемә чөкүшкә башлиғанда, Паул уларға қутулуп қелишқа үмүти бар екәнлигини ейтқан. «Худа түнүгүн кечә бир пәриштисини йенимға әвәтти, пәриштә маңа: “Паул, қорқма. Сән қәйсәр алдида турушиң керәк”,— деди». Шундақла Паул йәнә: «Шуңа қайғурмаңлар, чүнки мошундақ болиду дәп ейтқузған Худаға мән ишинимән. Бизни қандақту-бир аралға ташлиши керәк»,— дәп ейтти (Әлч. 27:23—26).

bt 209-б., 18-абз.

Һечбир җан һалак болмайду

18 Қутулуп қалғанлар Сицилияниң җәнубидики Мальта дегән аралға чиқивалған. Өзгә тилда сөзләйдиған арал турғунлири уларға «әҗайип меһриванлиқ көрсәтти» (Әлч. 28:2). Қутулуп қалғанлар пүтүнләй һөл болуп, соғдин титирәп қирғаққа чиққанда, аралниң турғунлири гүлхан йеқип уларни күтүвалди. Һәм шу йәрдә мөҗүзә йүз бәрди.

bt 210-б., 21-абз.

Һечбир җан һалак болмайду

21 Шу аралда Публиус исимлиқ адәм яшиған еди. Бәлким, у Рим һөкүмити Мальта аралиға тәйинлигән әмәлдар болған. Луқа уни «аралниң башқурғучиси» дәп тәсвирлигән. Шундақ унван Мальтадин тепилған икки кона язмилардиму учрашқан. У Паул билән униң йенида болған кишиләргә үч күн меһмандостлуқни көрсәткән. Бирақ Публиусниң атиси ағрип ятқан еди. Луқа бу ағриқниң әһвалини тоғра тәсвирләп, шу киши «һарарити көтүрилип, өткәк кесәлдин азаплинип ятатти» дәп язған. Паул дуа қилип, ағриқниң үстигә қолини қойғанда, у сақайтип кәткән. Бу мөҗүзини көргән йәрлик адәмләр бәкму һәйран болған. Улар башқа ағриқларниму Паулниң алдиға давалашқа елип кәлгән вә йәнә Паулға вә униң билән болған кишиләргә сәпәрдә керәк болған нәрсиләрни соға қилған (Әлч. 28:7—10).

bt 213-б., 10-абз.

Хуш хәвәрни пүтүнләй вәз қилди

10 Улар Римға йетип кәлгәндә, Паулниң әскәрниң нәзәрити астида бир өйдә турушиға рухсәт қилинған (Әлч. 28:16). Адәттә шундақ назарәт астидики мәхбусниң қечип кәтмәслиги үчүн, әскәр билән мәхбусни бир зәнҗир билән бағлап қоятти. Паулни һәтта зәнҗирму Падишалиқ һәққидики хуш хәвәрни вәз қилиштин тохтитип қоялмиған. Паул сәпәрдики һардуғини чиқириш үчүн үч күн дәм алғандин кейин, Римдики йәһудийларниң йетәкчилирини чақиртип келип, уларға өзини тонуштуруп, гувалиқ бәргән.

Роһий гөһәрләрни издәйли

nwtsty, Әлч 27:9 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

Гуна кәчүрүлүши үчүн роза тутуш күни. Грек тилида күзлүк роза тутуш күни дәпму тәрҗимә қилинған. Муса қанунида, һәр жили гунадин кәчүрүлүш үчүн (ибраний тилида «гунани йепиш күни» дегән мәнада) күн бәлгүләнгән болуп, шу күндә тамақ йемәй, роза тутуш керәк болған (Лв 16:29—31; 23:26—32; Сн 29:7). Лавийлар 16:29да гуна кәчүрүлүш күнидә, «өз нәпсиңларни тартип» жүрүңлар дәп ейтилған. Мошу ибарә һәрхил шәкилдә өз-өзидин ваз кечиш яки өзини азаплаш дегән мәнада билдүридиған болуп, тамақ йемәй, роза тутишниму өз ичигә алған (Лв 16:29). Әлч 27:9 айәттики «роза» сөзи, гуна кәчүрүлүш күнидә өз-өзидин ваз кечишниң әң асаслиқ усули тамақтин өзини чәкләш екәнлигини билдүргән. Гуна кәчүрүлүш күни сентябрь ейиниң ахири яки октябрь ейиниң бешида өткүзиләтти.

nwtsty, Әлч 28:11 үчүн тәтқиқ қилиш мәлумати

Зевс оғуллири. Грек ривайәтлиридә Кастор билән Полукс гезәкләр Зевс (Юпитер) билән Леданиң (Спарта мәликиси) қош гезәк оғуллири екәнлиги баян қилинған. Йәнә уларни грекчә Дио́скоурои дәпму атайду, бу сөзни «Зевсниң оғулири» дәп тәрҗимә қилишқа болиду. Адәмләр мошу Зевсниң икки оғли кишиләрниң турмушиға тәсир қилалайду дәп қариған. Мәсилән улар кемичиләрни қоғдап деңиздики хәтәрдин қутқузалайду дәп ишәнгән. Униңдин башқа, айәтләрдә кеминиң бешиға Зевсниң икки оғлиниң оюлған һәйкәллири қоюлғанлиғи ениқ тилға елинған. Мошу һәм язғучиниң дәл шуларни өз көзи билән көргәнлигини испатлайду.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш