Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • w23 февраль 31-б.
  • Улар қериндашларниң сөйгү-муһәббитини һис қилди

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Улар қериндашларниң сөйгү-муһәббитини һис қилди
  • Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2023
  • Охшаш мәлумат
  • Вәз қилиш маһаритимизни ашуримиз. Көзи көрмәйдиған кишиләргә вәз қилиш
    Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2020)
  • Көзи көрмәйдиған адәмләргә Йәһва тоғрисида үгинишкә ярдәм бериң
    Вәзилик хизмитимиз. 2015
  • Мән һазир башқиларға ярдәм берәләймән
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2015
Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2023
w23 февраль 31-б.

[солдин оңға] Марсело, Йомара вә Айвер. Уларниң қолидики испанчә әмалар йезиғидики «Йеңи дуния тәрҗимиси»

Улар қериндашларниң сөйгү-муһәббитини һис қилди

ГВАТЕМАЛИДИКИ бир кичик йезида Йомара, Марсело вә Айвер дегән үч қериндаш яшайду. Һәдиси Йомара Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китапни үгинишни башлиған, кейин икки инисиму униңға қошулған. Бирақ үч қериндашниң һәммисиниң көзи көрмәйду вә улар әмалар йезиғини тонумиған еди. Шу сәвәптин, улар билән Муқәддәс китапни үгәнгән қериндаш тәтқиқ үгинишидә китапни вә айәтләрни өзи оқуп берәтти.

Җамаәт жиғилишлириға берип-келиш улар үчүн интайин қийин болған еди. Чүнки уларға әң йеқин Ибадәт өйигә бериш үчүн 40 минут кетәтти. Бирақ җамаәттики бурадәрләр уларни һәр қетим жиғилишларға апирип-әкелишни орунлаштурди. Үчилиси җамаәт жиғилишлирида тапшуруқлар билән чиқишни башлиғанда, қериндашлар уларниң ейтидиған сөзләрни ятливелишиға ярдәм берәтти.

2019-жил, май ейида җамаәт жиғилишлири уларниң йезисидиму өткүзүлидиған болди. Шу чағда пионер болуп хизмәт қиливатқан бир җүп әр-аял бу йезиға көчүп кәлгән еди. Улар өзлири әмалар йезиғини билмисиму, бу үч қериндашқа Брайль йезиғини оқушни вә йезишни үгитиш үчүн мәхсәт қойди. Бу әр-аял китапханиға берип, әмалар йезиғини үгиниш тоғрилиқ мәлуматларни издәп оқуған.

Марсело жиғилишта җавап бериватиду

Бирнәччә айдин кейин Йомара, Марсело вә Айвер Брайль йезиғини оқушни үгинивалди. Шуниң билән улар роһий җәһәттин өсүшкә башлиди. Һазир уларниң һәммиси пионер болуп хизмәт қиливатиду. Марсело хизмәт ярдәмчиси. Улар һәрдайим роһий ишлар билән алдираш. Бу үч қериндишимизниң қизғинлиғи башқиларниңму қизғинлиғини ашуриватиду.

Улар җамаәттики қериндашлар көрсәткән меһир-муһәббити вә қоллап-қувәтлиши үчүн интайин миннәтдар. Йомара мундақ дәйду: «Биринчи қетим учрашқандин башлап Гувачилар бизгә һәқиқий Мәсиһ әгәшкүчилиригә тәвә меһир-муһәббәтни көрситип кәлди». Марсело болса мундақ дегән: «Биз бу җамаәттә яхши достларни таптуқ. Буниңдин башқа, биз өз ара қериндашларға сөйгү-муһәббәт көрситидиған дуниявий аилиниң әзаси болғанлиғимиздин интайин хошал!» Йомара вә униң инилири йәр йүзи җәннәткә айлинидиған күнни өз көзи билән көрүшкә тәшна (Зәб. 37:10, 11; Йәшая 35:5).

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш