3-һЕКАЙӘ
Тунҗа әр билән аял
БУ РӘСИМ билән алдинқи бәттики рәсимниң қандақ пәрқи бар? Бу рәсимдә адәмләр бар. Улар тунҗа әр билән аял. Уларни ким яратти? Алла. Униң исмини биләмсиз? Униң исми Йәһва. Шуниңдәк, әрниң исми Адәм һәм аялниң исми Һава, дәп аталди.
Пәрвәрдигар Йәһва, адәмни яратқанда: у йәрдин топини елип, уни мукәммәл бир тән, йәни әр кишиниң тени шәклидә ясиди. Андин кейин, у шу әрниң бурниға пүвлиди, нәтиҗидә Адәм тирик җан болди.
Алла Йәһва адәмгә бир хизмәт тапшурди. У адәмгә пүткүл җан-җаниварларға исим қоюшни буйриди. Бәлким, Адәм ата узун вақит қарап чиққандин кейин, уларниң һәммисигә әң яхши исимларни таллиғанду. Адәм җан-җаниварларға исим қойған вақтида, бир нәрсигә диққәт қилишқа башлиған еди. Биләмсиз, у немигә диққәт қилишқа башлиған?
Барчә җан-җаниварларниң җүпи бар еди. Дада пил билән апа пил вә дада шир билән апа шир бар болған. Амма, адәмниң җүпи йоқ еди. Шуңа, Йәһва Адәмни қаттиқ ухлитивәтти, андин униң бир тал қовурғисини алди. Йәһва шу қовурғини ишлитип, Адәм үчүн бир аялни ясиди вә у адәмниң аяли болди.
Мошу вақитта, Адәм ата қанчилик хошал болғанду! Ойлап беқиң, Һава ана шундақ чирайлиқ баққа маканлишип, қанчилик шат-хорамлиққа чөмгәнду, һә! Һазир, мана улар пәрзәнтлик болуп, бирликтә бәхитлик турмуш кәчүрәләйдиған болди.
Алла, Адәм билән Һаваниң мәңгү яшишини халиған еди. Һәм у, уларниң пүткүл йәр шарини худди шу Ерәм бағдәк чирайлиқ һаләткә кәлтүрүшини арзу қилди. Адәм билән Һава шундақ қилиш тоғрисида ойланғанда, чоқум бәкму хошал болушқан! Сизму йәр шарини гөзәл баққа айландуруш үчүн өз һәссиңизни қошушни халамсиз? Амма, Адәм билән Һаваниң шат-хорамлиғи узунға бармайла йоқ болди. Немә үчүн? Көрүп бақайли.