Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Хуш кәлдиңиз!
Бу — Йәһва гувачилири нәшир қилған әдәбиятларни һәр түрлүк тилда тәтқиқ қилишқа ярдәм беридиған онлайн китапхана.­­­­­­­­­­­­
Нәширләрни көчиривелиш үчүн мону торбәткә кириң: jw.org.
  • Бүгүн

18-июль, җүмә

Бизни өз Атисиниң һәм Худаниң падишалири вә роһанийлири қилған (Вәһ. 1:6).

Аз сандики, йәни 144 000 Әйса Мәсиһниң шагирти муқәддәс роһ билән майланған болуп, асманда Мәсиһ билән роһанийлар болуп хизмәт қилиду. Улар Яратқучи Йәһва билән алаһидә мунасивәттә болиду (Вәһ. 14:1). Муқәддәс чедирдики Муқәддәс җай майланған етиқатчиларниң йәр йүзидә болғанда Йәһва Худа билән болидиған алаһидә мунасивитигә символ қилиниду (Рим. 8:15—17). Әң муқәддәс җай Йәһва маканлишидиған асманға символ қилиниду. Муқәддәс җай билән Әң муқәддәс җайни бир биридин айрип турған «пәрдә» болса, Әйсаниң җисманий тенигә символ қилинған. У йәр йүзидә болғанда, униң тени асманға чиқип роһий ибадәтханиниң баш роһанийси сүпитидә хизмәт қилишқа йол бәрмигән. Әйса өз тенини инсанлар үчүн қурбанлиққа берип, барлиқ майланған кишиләрниң асмандики һаятқа еришишигә йол ачти. Асмандики мукапатиға еришиши үчүн уларму җисманий тенидин айрилиши керәк (Ибр. 10:19, 20; Кор. 1-х. 15:50). w23.10 28-б., 13-абз.

Муқәддәс Язмиларни һәр күни тәтқиқ қилиш. 2025

19-июль, шәнбә

Маңа Гидон. . . тоғрисида ейтишқа вақит йәтмәйду (Ибр. 11:32).

Әпрайимлиқлар уни тәнқит қилғанда, Гидеон аччиқланмай, мулайимлиқ билән җавап қайтурған (Һак. 8:1—3). У уларниң ағринишлириға қулақ селип, меһрибанлиқ билән сөзләш арқилиқ өзиниң кәмтәрлигини көрсәткән. Шуниң билән әпрайимлиқлар аччиқлирини бесивалған. Дана ақсақаллар тәнқит қилинғанда, әстаидиллиқ билән аңлап, вә мулайимлиқ билән җавап бериш арқилиқ Гидеонни үлгә қилиду (Яқуп 3:13). Шуниң билән улар җамаәтниң инақ-иттипақлиғиға өз һәссисини қошиду. Гидеон Мидианни мәғлуп қилғанда, башқилар уни махтиған. Амма у барчә шан-шәрәпни Йәһваға бәргән (Һак. 8:22, 23). Вәзипигә тәйинләнгән кишиләр Гидеонни қандақ үлгә қилалайду? Улар өзлириниң қилған ишлири үчүн шан-шәрәпни Йәһваға берәләйду (Кор. 1-х. 4:6, 7). Мәсилән, бир ақсақал өзиниң тәлим бериш қабилийити үчүн махташларға еришкән болса, у тәлимләрниң мәнбәси болған Худаниң Сөзи яки Йәһваниң тәшкилати тәминлигән тәрбийиләшләр үчүн миннәтдар екәнлигини билдүрәләйду. Ақсақал өзиниң тәлим бериш усули билән Йәһваға шан-шәрәп кәлтүрәмду яки пәқәтла кишиләргә чоңқур тәсир қалдурамду? Мошу соаллар һәққидә ойлап бақса болиду. w23.06 4-б., 7, 8-абз.

Муқәддәс Язмиларни һәр күни тәтқиқ қилиш. 2025

20-июль, йәкшәнбә

Мениң ойлирим — силәрниң ойлириңлар әмәс (Йәшая 55:8).

Әгәр дуада сориған нәрсилиримизгә дәрһал еришәлмисәк, өзүмиздин мундақ соални сорап көрсәк болиду: «Мән сориған нәрсиләр Худаниң ирадисигә мас келәмду?» Биз һемишә өзүмизгә неминиң пайдилиқ екәнлигини билимиз дәп ойлаймиз. Амма биз сориған нәрсиләр биз үчүн пайдилиқ болмаслиғи мүмкин. Мәсилән, бир қийинчилиқниң һәл қилиниши тоғрилиқ дуа қиливатимиз дәйли, бирақ биз сориғандинму яхширақ һәл қилишниң йоли бар болуши еһтимал. Бәлким, сориғанлиримиз Йәһваниң ирадисигә мас кәлмәйду (Йоһ. 1-х. 5:14). Йәһвадин балисиниң һәқиқәт йолида қелишини сориған ата-аниниң мисалини көрүп бақайли. Бу өтүнүш Худаниң ирадисигә мувапиқ болсиму, Йәһва һечкимни Униңға хизмәт қилишқа мәҗбурлимайду. Яратқучимиз Униңға ибадәт қилиш кишиниң шәхсән таллиши болғанлиғини халайду (Қ. шәр. 10:12, 13; 30:19, 20). Шуңа, ата-анилар Йәһвадин балисиниң һәқиқәттә турушини әмәс, балисиниң жүригигә тәсир қилип, Худани сөйүшкә вә Униң билән дост болушиға дәвәт қилишта ярдәм соралайду (Пәнд н. 22:6; Әфәс. 6:4). w23.11 21-б., 5-абз.; 23-б., 12-абз.

Муқәддәс Язмиларни һәр күни тәтқиқ қилиш. 2025
Хуш кәлдиңиз!
Бу — Йәһва гувачилири нәшир қилған әдәбиятларни һәр түрлүк тилда тәтқиқ қилишқа ярдәм беридиған онлайн китапхана.­­­­­­­­­­­­
Нәширләрни көчиривелиш үчүн мону торбәткә кириң: jw.org.
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш